Кишилик һоқуқ актиплири: “илһам тохти 5 йил болди қамақта, дуня уни вә уйғурларни унтумаслиқи керәк”

Мухбиримиз меһрибан
2019.01.15
ilham-toxti-2019-xatire.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғанлиқиниң 5 йиллиқиниң хатириси. 2019-Йили 15-январ.
RFA

Уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилған уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йили 15-январ күни тутқун қилинип, хитай даирилири тәрипидин “бөлгүнчилик вә миллий қутратқулуқ” җинайити артилип, шу йили 23-сентәбир күни муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған иди. 2019-Йили 15-январ радийомиз зияритини қобул қилған бейҗиңдики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җия әпәнди вә германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәндиләр дуняни уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилған уйғур зиялийси илһам тохтини вә уйғурларни унтуп қалмаслиққа чақирди.

Уйғур зиялийси илһам тохтиниң тутқун қилинғанлиқиниң 5 йиллиқи мунасивити билән, 2008-йиллиқ хәлқара “сахароф әркинлик мукапати” саһиби бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җия зияритимизни қобул қилди.

Ху җия әпәнди баянида, 2014-йили 15-январ тутқун қилинғандин кейин, “бөлгүнчилик вә миллий қутратқулуқ” җинайити артилип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтиниң түрмидә йетиватқанлиқиға 5 йил болғанлиқини билдүрди. У, даириләрниң һәр хил чәклимиси вә җиддийләшкән уйғур райони вәзийити сәвәблик 3 йилдин буян аилиси вә уруқ-туғқанлири билән көрүшүш имканийитидин мәһрум қилинған илһам тохтиниң түрмидики әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Ху җия мундақ деди: “үч йилдин буян гүзәлнур вә балилар илһам тохтини йоқлиялмиди. Биз униң бу үч йилдики әһвалиниң қандақлиқини билмәймиз. Бу үч йилда у оруқлап кәттиму, қерип кәттиму, саламәтлики техиму начарлаштиму?буларни биз билмәймиз. Һазир у аилидикиләрниң хәтлири вә әвәткән рәсимлирини тапшурувелиштин мәһрум қилинған һаләттә. Чүнки, буларниң һәммисигә шинҗаңниң җиддийләшкән вәзийити сәвәб болди, униң уруқ-туғқанлириниңму һазир җиддийлик вә дәккә-дүккидә яшаватқанлиқини тәсәввур қилиш тәс әмәс. Мениң һазирқи йәнә бир әндишәм шуки даириләр худди лю шавбо әпәндигә зиянкәшлик қилғиниға охшаш илһам тохтиға қарита аста характерлик өлтүрүш васитисини қоллиниши еһтималлиқидур. Мана бу мәсилә мени әң әнсиритиду. Чүнки улар илһам тохтиниң уйғурларниң тәқдири вә истиқбалидики қанчилик муһим бир шәхс икәнликини тонуп йәтти. Даириләрниң мәнпәәт қариши нуқтисидин елип ейтқанда әгәр илһам тохти әркинликкә еришип қалсила у өз хәлқи билән бир сәптә туруп азадлиқ үчүн күрәш қилишини халайду!”.

Ху җия әпәнди баянида хитай даирилириниң уйғурларниң авазини хитай хәлқи вә дуняға аңлитишта көврүклүк ролини ойниған, уйғурларниң һәқиқий әһвалини дуняға аңлитиштики авази болуп, уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилған уйғур зиялийсини қамаш арқилиқ, әмәлийәттә пүткүл уйғур хәлқиниң авазини өчүрүш мәқситигә йәтмәкчи икәнликини тәкитлиди.

Ху җия әпәнди даириләрниң нөвәттики сияситини тәсвирләп, илһам тохтила әмәс, бәлки пүткүл уйғур хәлқиниңму әмәлийәттә бир чоң түрмидә яшаватқанлиқини оттуриға қоюп мундақ деди: .

“мениң һес қилишимчә, илһам тохтиниң һазир қамақтики вәзийитини, униң авази чәкләнгән, униң уруқ-туғқан вә қериндашлири билән көрүшүштин чәкләнгән һалитини әмәлийәттә пүткүл уйғур хәлқиниң һазирқи көрүнүши дейиш мумкин. Йәни, уйғур хәлқиниң җуңгодин ибарәт бу земинда, компартийәниң һөкүмранлиқи астида иккинчи дәриҗилик пуқраға айландурулғанлиқи, мәһбусқа айландурулғанлиқиниң картиниси дейиш мумкин”.

Илһам тохти вә уйғур вәзийити һәққидә өз әндишисини билдүргән ху җия әпәнди йәнә әркинлик вә демократийәни яқилайдиған демократик дөләтләр вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң илһам тохти вәзийити вә уйғурлар вәзийитини давамлиқ сүрүштүрүши керәкликини тәкитлиди.

15-январ илһам тохти әпәндиниң тутқун қилинғанлиқиниң 5 йиллиқ мунасивити билән “хәлқара кәчүрүм тәшкилати”, “илһам тохтини қоллаш гурупписи” қатарлиқ бир қисим тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириму баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни илһам тохтиниң әһвалиға җиддий көңүл бөлүш вә уйғурлар вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди.

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, илһам тохтиниң түрмидики вәзийитини давамлиқ сүрүштүрүш вә уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийитигә көңүл бөлүш, униң әң тез вақитта әркинликкә чиқиши үчүн илһам тохтини һәр хил хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш керәкликини тәкитлиди. У: “һеч болмиғанда илһам тохтиниң түрмидики әһвалини давамлиқ сүрүштүрүш, хитай һөкүмитигә бесим ишлитиш арқилиқ, униң түрмидики вәзийитини яхшилашқа тиришчанлиқ көрситиш керәк” дәп билдүрди.

Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти, иқтисадшунас илһам тохти, өзи қурған “уйғурбиз тор бекити” дә елан қилған уйғурлар һәққидики мақалилири вә хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилғинида, уйғурларниң хитай һөкүмранлиқи астидики вәзийитини аңлитип, уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилған иди. Бу сәвәбтин у 2014-йили 15-январ күни бейҗиңдики өйидин тутқун қилинған вә шу йили 23-сентәбир күни хитай сот даирилири униңға “бөлгүнчилик вә миллий қутратқулуқ” җинайитини артип, уни муддәтсиз қамаққа һөкүм қилған иди. Хәвәрләрдин илһам тохти әпәндиниң җаза муддитини үрүмчидики сиясий мәһбуслар қамилидиған 1-түрмидә өтәватқанлиқи мәлум болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.