Илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 3 йиллиқ хатирә күнидә униңға әркинлик тәләп қилинди
2017.01.16

15-январ уйғур зиялийси илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 3 йиллиқи мунасивити билән униң америкида оқуватқан қизи җәвһәр, бир қисим хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири твитир, фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда баянат елан қилиш, имза топлаш паалийәтлири арқилиқ хитай һөкүмитидин уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғини үчүн муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилди.
Уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип, хәлқараға тонулған уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йил 15-январ күни хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип, 2014-йили 23-сентәбир күни “дөләтни парчилаш, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
Илһам әпәнди тутқун қилинғандин буян чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай һөкүмитидин илһам тохтиға әркинлик тәләп қилишни давамлаштуруп кәлмәктә.
15-январ күни илһам тохти әпәнди тутқун қилинғиниға 3 йил толған хатирә күнидә, униң америкида оқуватқан қизи җәвһәрниң, дадиси илһам тохтиға әркинлик тәләп қилған баянатиниң синалғу көрүнүши хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тор бекити вә твитир, фесбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда елан қилинди.
Җәвһәр мураҗитидә, хитай һөкүмитидин қәлими вә тили арқилиқ уйғурларниң қануний һәқлирини тинч йол билән тәләп қилғини үчүнла наһәқ түрмигә ташлинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған дадиси илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш билән бирликтә, ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири вә дуня җамаитини уйғурларниң қануний һәқлири тәләп қилғанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң еғир җазасиға учриған дадиси илһам тохтини унтуп қалмаслиққа чақирди.
15-январ илһам тохти әпәндиниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқиниң 3 йиллиқ хатирә күнидә йәнә, фейсбок вә тивитир қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда хәлқара кәчүрүм тәшкилати, чеграсиз мухбирлар тәшкилати, илһам тохтини қутқузуш гурупписи қатарлиқ тәшкилатлар намида илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш баянатлири елан қилинди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати твитер торида елан қилған баянатида “қәлими вә нутқиға тайинип өз хәлқиниң қануний һәқлирини тәләп қилған илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, пуқраларниң сөз вә пикир әркинлики қаттиқ чәклиниватқан хитай дөлитиниң нөвәттики реал вәзийитиниң нәқәдәр еғирлиқини көрситип бериду. Хитайда илһам тохтиға охшаш өзиниң һөкүмәткә қарши тәнқидий пикрини оттуриға қойған кишиләр җазаланмақта. Хитайдики бу хил вәзийәт өзгириши керәк” дәп язған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң шиветсийә шөбиси 2015-йили 15-январ күни илһам тохти әпәндиниң тутқун қилинғанлиқиға бир йил болған хатирә күнидиму баянат елан қилған болуп, әйни чағдики баянатта январ ейини тинчлиқ әлчиси илһам тохти ейи қилип бекитип, тор бекитидә имза топлаш, шиветсийә парламенти, шиветсийә һөкүмитидики мунасивәтлик орунларға бу һәқтә материял йоллаш қатарлиқ паалийәтлирини елип бериш, илһам тохтиниң наһәқ һалда муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум болушиға қарита җамаәт пикри топлап хитай һөкүмитигә бесим қилиш тәшәббус қилинған иди.
Германийәдики илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң башлиқи әнвәрҗан әпәнди вә мәзкур гуруппиниң қурулушида тәшәббускар болған америкидики “хитайда өзгириш” ториниң саһиби сав яшө ханим радиомиз зияритини қобул қилип, мәзкур гуруппиниң 15-январ илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 3 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянати вә 2017-йили илһам тохти үчүн елип берилмақчи болған паалийәтлири һәққидә тохталди.
Әнвәрҗан әпәнди илһам тохти гурупписи елан қилған баянат һәққидә тохтилип, мәзкур баянатта хитай һөкүмитидин, хитай һөкүмитиниң қануни ичидә туруп уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилған илһам тохтидәк бир зиялийни қамақтин дәрһал қоюп бериш, униң барлиқ һәқ-һоқуқлирини әслигә кәлтүрүш тәләп қилинғанлиқини билдүрди.
Сав яшө ханим болса илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюшниң зөрүрлүки вә әһмийити һәққидә тохталди.
Сав яшө ханим мундақ деди: “нөвәттә илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийәтлирини күчәйтиш билән бирликтә, илһам тохти тутулғандин кейин униң түрмидә учриған қийин-қистақлири, униң бейҗиңдики аяли вә балилириға болған роһи вә иқтисадий бесимлар қатарлиқ әһваллар һәққидә мунасивәтлик кишилик һоқуқ органлириға давамлиқ доклат йоллаш, илһам тохтини қоюп бериш һәққидә иҗтимаий таратқуларда имза топлаш паалийәтлирини елип бериш, нөвәттә пуқраларниң пикир әркинлики қаттиқ чәклиниватқан, кишилик һоқуқ дәпсәндә қилиниватқан реал хитай вәзийитини дуняға аңлитишта интайин муһим әһмийәткә игә.”
Илһам тохти әпәнди тутқун қилиништин илгири униң билән йеқин достлуқ мунасивити орнатқан индиана университетиниң тибәтшунас профессори еллиот сптерлиң әпәнди нөвәттә илһам тохти гурупписиниң мәслиһәтчиси болуп, еллиот әпәнди илһам тохти вә униң мәсилисиниң хәлқаралашқан мәсилигә айлинишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
Еллиот әпәнди мундақ деди:" илһам тохтини унтуп қалмаслиқ, хитай һөкүмитидин униңға әркинлик тәләп қилиш һазир хәлқаралашқан мәсилиләрниң биригә айланди. Илһам тохти хитай һөкүмитиниң өзи бәлгилигән қануни һоқуқ даирисидә туруп, уйғурлар үчүн сөзлиди, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқидлиди. Әмма хитай һөкүмити илһам тохтиниң тәклип пикирлирини қобул қилишниң орниға, тинчлиқ йоли арқилиқ һәққанийәтни тәләп қилған бир зиялийни муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилди. Бу адаләтсизлик! йеқинқи бирқанчә йилдин буян хитайда пикир әркинлики техиму қаттиқ бастурулмақта,кишилик һоқуқ адвокатлири тутқун қилиниватиду. Шуңа илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюш хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң муһим күнтәртипигә келиш биләнла қалмастин бәлки демократик дөләтләр һөкүмәтлириниңму хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә күн тәртипкә келиши керәк."
Әнвәрҗан әпәнди йәнә мәзкур гуруппиниң 2017-йили илһам тохти үчүн елип беришни пиланлиған паалийәтлири һәққидиму тохталди.
Әнвәрҗан әпәнди сөзидә, илһам тохти гурупписиниң 2017-йиллиқ паалийәт пиланида илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюш билән бирликтә, уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин һәр җәһәттә кәмситилиши, кишилик һоқуқи, диний, сиясий, иқтисади һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә болуватқанлиқи қатарлиқ әһваллар һәққидә явропа бирлики, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатлар, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлиригә доклатлар сунуп, дуня җамаәтчилики вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлиридин илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәққидә хитайға давамлиқ бесим ишлитиш тәләп қилинғанлиқини билдүрди.
Зияритимиз ахирида әнвәрҗан әпәнди йәнә, хитай һөкүмитини илһам тохтиға әркинлик беришкә чақирип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәққаний тәлипини тинч йол билән оттуриға қойған уйғур зиялийси илһам тохтини тутқун қилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши хәлқара қанун-низамларғила әмәс, һәтта хитайниң өзи қол қойған кишилик һоқуқ әһдинамиси вә хитай қанун низамлириғиму хилап қилмиш икәнликини тәкитлиди.