Җәвһәр илһам: “демократик әлләрниң дадам илһам тохтини вә лагерлардики уйғурларни сүрүштә қилишни үмид қилимән!”
2019.01.16

Уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилғанлиқи үчүн бундин 5 йил илгири “бөлгүнчилик” вә “миллий қутратқулуқ” җинайити билән өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтини унтуп қалмаслиқ вә хитай даирилиридин уни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш чақириқи ғәрб демократик дөләтлиридә давам қилип кәлмәктә.
15-январ күни илһам тохтиниң индиана университетида оқуватқан қизи җәвһәр илһам әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, дадиси тутқун қилинған 5 йилдин буян аилисиниң бешиға кәлгән еғир қисмәтлирини аңлатти.
2012-Йили 2-айдин буян америкиниң индиана университетида оқуватқан җәвһәр бу йил 5-айда оқуш пүттүриду. Әмма униң дадиси илһам тохти һелиһәм хитай түрмисидә ятмақта. Униң дейишичә, униң бейҗиңдики икки укиси билән өгәй аписи гүзәлнурниң кимлики вә паспорти йоқ икән. Униң үстигә бир йилдин буян униң аилиси билән болған алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнлики мәлум. Шу сәвәбтин униң аилисидикиләр җәвһәрниң америкидики оқуш һаятидин хәвәрсиз икән, униң оқуш пүттүрүш мурасимиғиму келип қатнишалмайдикән.
Дадиси тутқун қилинғандин буян аилисидикиләр билән нормал алақә қилиш имканийитиниң барғансери тәсләшкәнликини баян қилған җәвһәр кейинки йилларда өгәй аписи гүзәлнур вә икки укисиниң әһвалини пәқәт бейҗиңдики тонушлири арқилиқла аңлап туруватқанлиқини, уйғур дияридики җиддий вәзийәт сәвәбидин дадисиниң юрти атуштики уруқ-туғқанлири билән болған алақисиниңму пүтүнләй үзүлгәнликини билдүрди.
Җәвһәр йәнә дадиси илһам тохти тутқун қилинған 5 йилдин буян өгәй аписи гүзәлнур вә икки укисиниң дадисини йоқлаш пурситигә пәқәт бирла қетим еришкәнликини билдүрди. , улар 2016-йили язлиқ тәтилдә үрүмчидики 1-түрмигә берип дадисини йоқлиған болуп, шуниңдин кейинки 3 йил ичидә хитай даирилири уларниң түрмидики илһам тохтини қайта йоқлишиға рухсәт қилмиған.
Илһам тохти тутқун қилинғандин буян униң бейҗиңдики аилисиниң мухбирларниң зияритини қобул қилиши чәкләнгән иди. Илһам тохтиниң нөвәттики әһвали вә униң аилиси дуч келиватқан реаллиқни билиш үчүн биз бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси, “сахароф әркинлик мукапати” ниң саһиби ху җя әпәндини зиярәт қилдуқ.
Ху җия әпәнди йеңи йил һарписида илһам тохтиниң бейҗиңдики аилисини йоқлап барғанлиқини тилға алди. У мундақ деди: “икки һәптә илгири, йәни 12-айниң 31-күни мән илһам тохтиниң балилирини йоқлап бардим. Униң балилири дадиси бар чағдикидин 5 яш чоңийипту. Бу йил 12 яшқа киргән чоң оғлиниңму бойи 170 сантиметирға йетипту. Кичик оғлиму омақ чоң болуветипту. Әмма әпсуслинарлиқи икки бала 3 йилдин буян дадисини көрәлмиди. Чүнки 3 йилдин буян униң аяли гүзәлнур вә балилар дадисини йоқлап түрмигә баралмиди. Бу аилиниң шинҗаңдики туғқанлириму гүзәлнурға илһам тохтиниң түрмидики әһвали һәққидә мәлумат берәлмәйдикән. Улар телефонда җиддийләшкән һалда: ‛шинҗаң вәзийити җиддий, силәр кәлмәңлар‚ дегәннила тәкитләпту. Гүзәлнур һазир бейҗиңда йеганә һалда икки балисини тәсликтә беқиватиду. 80-Йиллардин кейин туғулған гүзәлнурниң көзлири әтрапиға чоңқур қоруқлар чүшүпту. Буларни әмәлийәттә униң узундин буян учриған еғир бесимлири сәвәбидин болди дәп қараймән.”
Илһам тохти 2014-йили 15-январда қолға елинғандин буян ғәрб демократик дөләтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири үзлүксиз һалда хитай һөкүмитигә қарита наразилиқ баянатлири елан қилиш, имза топлаш вә уни хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға тәвсийә қилиш қатарлиқ бир қатар паалийәтләр арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим қилип, илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилип кәлмәктә.
Бу йил 15-январ күни униң тутқун қилинғанлиқиниң 5 йиллиқи мунасивити билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, әркин тибәт, илһам тохти гурупписи қатарлиқ тәшкилатлар бирләшмә чақириқ елан қилип, илһам тохти билән бирликтә техичә қамақта туруватқан сансизлиған уйғур зиялийлирини қоюветишни тәләп қилди.
Илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам хәлқара җәмийәтниң 5 йилдин буян дадиси илһам тохтини қоллап елип барған паалийәтлиригә рәһмәт ейтти. Шуниң билән бирликтә у йәнә уйғур дияридики лагерлар мәсилисиниму тәкитлиди. У инглиз тилида өзиниң америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири вә хәлқидин күтидиған үмидини мундақ баян қилди:
“‛тәрбийәләш мәркизи‚ дики ишлар пүтүн дуняға ашкара болғандин буян һазир техиму көп кишиләр уйғурларниң әһвалидин хәвәрдар болди. Муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң бу ишлар һәққидики чүшәнчиси техиму ашиду дәп ойлаймән. Дадамниң ишиму шундақ болди. Дадамниң әһвалини америка һөкүмитиниңла әмәс, йәнә барчә авам хәлқниңму унтуп қалмаслиқини үмид қилимән. Сиясийға, инсан һәқлиригә, әркинликкә вә башқа шәйиләргә көңүл бөлидиған кишиләрниң бу ишларға җиддий муамилә қилишини, уларниң ялғуз мени вә дадамнила әмәс, бәлки хитай һөкүмити пәйда қилған дәрд-әләмдин йүрәклири пучилиниватқан пүткүл уйғур хәлқиниму нәзәрдин сақит қилмаслиқини арзу қилимән.”
Юқириқи аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.