Дуня миқясидики 400 дин ошуқ илим адими ши җинпиңдин илһам тохтини қоюветишни тәләп қилди
2016.01.19

Уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йили 1-айниң 15-күни хитай даирилири тәрипидин бейҗиңдики өйидин тутқун қилинғандин кейин, шу йили 9-айда бөлгүнчилик билән әйиблинип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Илһам тохтиниң тутқун қилинғиниға 2 йил толған мушу күнләрдә дуняниң һәрқайси җайлиридики университетларда хизмәт қилидиған билим игилири илһам тохтини унтуп қалмиди. Харвард университети, оксфорд университети қатарлиқ нурғун даңлиқ университетлар һәм шундақла фирансийә, италийә, испанийә, америка, белгийә, канада, японийә вә хоңкоң қатарлиқ дөләт вә районлардики университет профессорлиридин тәркиб тапқан 400 дин артуқ илим әһли бирлишип хитай дөләт рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, илһам тохтини дәрһал вә шәртсиз қоюветишкә чақирди.
Мәзкур очуқ хәт хәлқара кәчүрүм тәшкилати башчилиқида елан қилинған болуп, тәшкилатниң асия ишлири директори николас бикулин очуқ хәттә алди билән илһам тохтиниң бир виҗдан мәһбуси икәнликини, униң хитай һөкүмитиниң миллий сияситини очуқ-ашкара тәнқид қилғанлиқи үчүнла түрмигә елинғанлиқини әскәрткән. Илим адәмлири очуқ хетидә бир дөләттә академийә әркинлики йәни илим әркинлики мәвҗут болушиниң муһимлиқини билдүргән вә мундақ дегән: “илим әркинлики шәхсләрниң өзи хизмәт қиливатқан институт вә система һәққидики ой-пикрини дөләт вә яки башқа аппаратларниң җазалишиға учраштин қорқмай туруп, очуқ баян қилиш әркинликини өз ичигә алиду... Хитайдики университетлар хәлқаралиқ етибарға еришиш үчүн тиришиватқан һәм шундақла чәтәлләрдики алий билим юртлири билән болған һәмкарлиқини ашурушқа тиришиватқан мушундақ бир шараитта, биз хитай һөкүмитини пикир әркинликигә, йиғилиш әркинликигә вә академийә әркинликигә толуқ һөрмәт қилишқа чақиримиз.”
Билим әһлилири чақириқи давамида йәнә әскәртип “хитай һөкүмити илһам тохтини дәрһал вә шәртсиз қоюп бериш арқилиқ өзиниң илим әркинликини яқлайдиғанлиқини һәм шундақла хитай һөкүмитиниң милләтләр ара чүшинишни илгири сүрүш вә миллий зиддийәтни пәсәйтиш һәққидики нийитиниң чинлиқини көрситип берәләйду” деди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати башчилиқида башлитилған бу һәрикәт башқа тәшкилатларниңму қарши елишиға еришти. Хәлқара журналистларни қоғдаш комитети асия ишлири директори боб детиз бүгүн радиомизға қилған сөзидә мундақ деди: “мәнчә, дуняниң һәрқайси җайлиридики билим адәмлириниң журналистларға һәм уни қоллайдиған башқа барлиқ кишиләргә қошулуши интайин яхши бир әһвал. Бу бизниң авазимизни техиму күчләндүриду. Бирақ, мән бу һөкүмәтниң илһам тохтини қоюветишкә тәйярлиқиға анчә ишәнчим йоқ. Чүнки улар илһам тохтиниң тәсиридин қорқиду.”
Боб детис әпәнди сөзидә хитай һөкүмитиниң илһам тохтидәк тинчлиқ билән хитай һөкүмитиниң миллий сияситигә қарита тәнқидий позитсийәдә болған бир зиялийни қолға елишидики сәвәб үстидә тохтилип “дунядики һәммә тәшкилатлар илһам тохтиниң қоюп берилишини арзу қилиду. Униң түрмигә елиниши хитай һөкүмитиниң уйғур районидики вәзийәттин қанчилик дәриҗидә әнсирәватқанлиқини һәм шуниң билән бир вақитта у йәрдики вәзийәтни контрол қилишта қанчилик дәриҗидә чарисиз қалғанлиқини көрситип бериду” деди.
Йеқинқи йиллардин буян уйғур елида хитай һөкүмитигә қарши қозғалған наразилиқ һәрикәтлириниң сани үзлүксиз артмақта. Хитай һөкүмити бу вәқәләрниң хәлқара террорлуқ тәшкилатлириға четишлиқ икәнликини илгири сүрүп, “диний радикаллиққа вә террорлуққа зәрбә бериш” һәрикәтлирини елип бармақта. Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ органлири болса уйғур елида чиқиватқан қаршилиқ һәрикәтлиригә хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясити сәвәб болуватқанлиқини билдүрмәктә.
Калифорнийә университетиниң профессори перрий линк ши җинпиңға йезилған очуқ хәттә мана бу нуқтини әскәртип “дунядики нурғун дөләтләр радикал исламчи террорчилардин әнсирәватқан мушу күнләрдә, хитай һөкүмити радикал болмиған, террорчи болмиған бирини өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди. Улар немә үчүн шундақ қилиду? бу йәрдики мәқсәт пүтүн бир милләткә тәһдит қилишму? йәнә келип радикал болмиған вә адәттә террорчилардин узақ туруп кәлгән бир милләтни? ундақта бу әһвал астида һәқиқәтән террор пәйда қиливатқан зади ким?” дәп язған.
Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий садзивиски болса илһам тохтиниң қолға елиниши вә һелиһәм түрмидә тутуп турулушиниң хәлқарада һечқандақ қануний асасий йоқлуқини тәкитлиди. У сөзидә ши җинпиң тәхткә олтурғандин буян хитайда “чәтәл мустәқил органлирини башқуруш қануни” “дөләт бихәтәрлики қануни” вә “террорлуққа қарши туруш қануни” ға охшаш бир қатар йеңи қанунлар мақулланғанлиқини, бу қанунларниң пуқраларниң пикир қилиш, йиғилиш қилиш әркинлики қатарлиқ нурғун әркинликлирини қанун нами астида җазалаш, қанун бойичә бастуруш һоқуқи беридиғанлиқини билдүрди. У сөзидә уйғур районида юқиридики қанунлардин башқа йәнә, йәрлик өзи елан қилған террорлуққа қарши туруш сиясәтлириниң уйғурларниң һоқуқлирини илгириләп бесим астиға еливатқанлиқини билдүрди вә “ши җинпиңдин буян уйғур елидики қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлири йәниму күчәймәктә. Һазирқи йәрлик өзи елан қиливатқан террорлуққа қарши туруш қанунидин қариғандиму бу вәзийәтниң йеқин заманда уйғурлар үчүн оңшалмайдиғанлиқидин бешарәт берип турмақта. Бу бир җиддий мәсилә” деди.