Гүзәлнур ханим илһам тохтиниң адвокатини техи бекитмигәнликини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2014.01.20
ilham-toxti-uyghurbiz.jpg Мустәқил тәтқиқатчи уйғур зиялийси илһам тохти.
Uighurbiz.net

Гүзәлнур ханим даириләрниң илһам тохти билән бирликтә тутуп кәткән оқуғучилардин йәнә төт оқуғучиниң йәнила қоюп берилмигәнликини, бу оқуғучиларниң ата-анилириниң балилириниң әһвалини гүзәлнур ханимдин сүрүштүрүватқанлиқини вә өзиниң бу оқуғучиларниң истиқбалидин техиму әнсирәватқанлиқини билдүрди.

15-январ күни илһам тохти әпәнди вә униң бирқанчә оқуғучисиниң тутқун қилинғанлиқ хәвири тарқалғандин буян, униң аяли гүзәлнур ханим радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, бу аилиниң илһам тохти тутқун қилинғандин кейинки әһвалини аңлитип кәлмәктә. Алдинқи қетимлиқ зиярәтлиримиздә гүзәлнур ханим йәнә өзиниң илһам тохти вә униң билән биллә тутқун қилинған оқуғучиларниң дерикини елишқа тиришиватқанлиқини билдүргән иди.

Бүгүнки зияритимиздә гүзәлнур ханим, илһам тохтиниң достлириға һавалә қилиш нәтиҗисидә ли фаңтиң әпәндиниң илһам тохти үчүн адвокат болушни қобул қилғанлиқини, әмма адвокат ли фаңтиң әпәнди һазир бейҗиңда болмиғанлиқи үчүн, өзиниң пәқәт телефонда ли фаңтиң әпәнди билән бирла қетим параңлашқанлиқини билдүрүп, ли фаңтиңдин башқа йәнә чәтәллик вә хитайлардин болуп бирнәччә адвокатниң илһам тохти үчүн адвокат болушни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма өзиниң техи ахирқи қарарни бәрмигәнликини билдүрди.

18-январ күни өзини бейҗиңлиқ дәп тонуштурған шйе йәнйи исимлик бир хитай адвокат бошүн торида очуқ хәт елан қилип, өзиниң хитайдики бир адвокат болуш сүпити билән, илһам тохти әпәндиниң кишилик һәқ-һоқуқиниң аяқ-асти қилинишиға қарап туралмайдиғанлиқини вә илһам тохти үчүн адвокат болушни халайдиғанлиқини билдүргән иди.

Адвокат шие йәнйи бошүн торида елан қилған очуқ хетидә: “мән җуңголуқ адвокат болуш сүпитим билән, җуңгониң қануниға асасән профессор илһам тохтиға қануний җәһәттин ярдәм қилип, униң адвокати болушни халаймән. Мән йәнә шундақ баянат беримәнки, илһам тохти әпәндиниң кишилик һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилишқа болмайду. Қанун орунлири униң кишилик һәқ-һоқуқиға һөрмәт қилиши керәк, улар җуңго қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң сөзләш әркинлики, етиқад әркинлики, тәтқиқат әркинлики, иҗадийәт әркинлики вә учур әркинлики қатарлиқ бәлгилимиләргә әмәл қилиши керәк. Қанун бойичә иш қилиши, мәсилини сиясийлаштурмаслиқи керәк. Шундақла қануний бәлгилимиләр бойичә учурда ашкара болуши, әһвалниң тәрәққиятини сиртқи дуняға ашкарилиши шәрт. Мән йәнә илһам тохти әпәндиниң аилисидикиләр вә бу иштин әнсирәш ичидә турған җәмийәттики һәрқайси достлардин һал сораймән” дегән баянларни бәргән.

Гүзәлнур ханим баянида өзиниң шйе йәнйиниң бу очуқ хети һәққидә бейҗиңдики достлар арқилиқ хәвәр тапқанлиқини билдүрүп, илһам тохти үчүн көңүл бөлүватқан барлиқ достларға рәһмитини ейтиш билән биллә, йәнә илһам тохти әпәнди үчүн адвокатлиқни үстигә алғучиниң чоқум илһам тохтиниң ишлирини яхши билидиған, униң гунаһсизлиқини испатлаш үчүн күч чиқиралайдиған, тәсир даириси бирқәдәр күчлүк болған адвокат болуши керәкликини тәкитләп, бу җәһәттә йәнила илһам тохтини йеқиндин билидиған бейҗиңдики достлар билән мәслиһәтлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Сөһбитимиз җәрянида гүзәлнур ханим йәнә, даириләрниң илһам тохти әпәнди вә шу күни тутқун қилинған оқуғучиларниң нәгә қамалғанлиқи һәққидә учур беришни рәт қилғанлиқини, әмма үрүмчидин кәлгән бир сақчиниң бейҗиңда йәнә бир мәзгил туридиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди.

Гүзәлнур ханимниң билдүрүшичә, нөвәттә тутқун қилинған 6 нәпәр оқуғучиниң иккиси қоюп берилгән. Әмма атикәм рози вә йәнә 3 нәпәр оғул оқуғучи қоюп берилмигән. Мәлум болушичә, оқуғучиларни сорақ қилған сақчи өзиниң үрүмчидин кәлгәнликини вә бейҗиңда йәнә 6 ай әтрапида туруши мумкинликини билдүргән. Сақчилар йәнә, қоюп берилгән икки нәпәр оқуғучини һечқандақ мәтбуатниң зияритини қобул қилмаслиққа вә торда илһам тохти һәққидә һечқандақ учур бәрмәсликкә алаһидә агаһландурған.

Гүзәлнур ханим сөһбитимиз ахирида йәнә, өзиниң илһам тохти әпәндиниң әһвалидин, шуниң билән биллә бу қетим тутқун қилинған оқуғучиларниң әһвалидин әнсирәш ичидә туруватқанлиқини билдүрүп, һәр саһә кишилирини илһам тохти әпәнди вә тутқун қилинған оқуғучиларниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүшкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.