Радио аңлиғучилиримизниң илһам тохти һәққидики инкаслири
2014.01.24

15-январ хитай даирилири өктичи уйғур зиялийси илһам тохти вә мәркизи милләтләр университетиниң бирқанчә нәпәр уйғур оқуғучисини тутқун қилғандин буян, хитай мәтбуатлирида бу һәқтә һечқандақ хәвәр берилмиди. Әмма 17- январдин буян аммиви тор бекәтлиридә илһам тохти әпәндини қоюп беришни тәләп қилип, имза топлаш һәрикити қанат яйди. Радиойимизниң аңлиғучилириму илһам тохти һәққидики хәвәрләрни аңлиғандин кейин, телефон вә електронлуқ хәт алақиси арқилиқ радиомизға учур йоллап, илһам тохти әпәндиниң әһвалиға көңүл бөлүватқанлиқини билдүрди.
Илһам әпәндиниң аяли гүзәлнур ханимниң 24-январ җүмә күни радиомизға билдүрүшичә, даириләр бүгүнму илһам тохти әпәнди вә униң оқуғучилири һәққидә учур беришни рәт қилған. Илһам тохти әпәндиниң достлиридин тибәтлик аял язғучи воесерниң твиттерда йоллиған 3-қетимлиқ статистикисидин мәлум болушичә, хитай даирилиридин илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилип имза атқанлар сани 23-январ кәч саәт 11:00 гичә 42 дөләттин 1408 кишигә йәткән.
Бирнәччә күндин буян радиомиз уйғур бөлүми йәнә, аңлиғучилиримизниң илһам тохти әпәндиниң әһвалиға көңүл бөлүп язған хәтлири, илһам әпәнди һәққидә берилгән хәвәр һәққидики инкаслири вә телефонлирини үзлүксиз тапшурувалди.
Өзини ниҗат дәп тонуштурған бирәйлән радиомизға әвәткән хетидә, илһам тохти әпәндини тутқун қилиш вәқәси вә бу вәқәниң хитай һөкүмитигә вә уйғурларға елип келидиған ақивити һәққидә бирқәдәр чоңқур мулаһизә йүргүзгән.
Ниҗат әпәнди хетидә, аввал хитай даирилириниң илһам тохти әпәндини тутқун қилғандин буян, бу һәқтики хәвәрләрни қамал қиливатқанлиқи вә бу хил қамалниң яман ақивәт елип келидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ язған:
“2014-йили 1-айниң 15-күни уйғур кишилик һоқуқ вә қанун һәрикитиниң йетәкчиси илһам тохти үрүмчи вә бейҗиңдин тәшкилләнгән 40 кишилик сақчи гурупписи тәрипидин бейҗиңдики өйидин тутуп кетилгәндин кейин, хитай ичидики хитай демократчилар вә америка, явропа иттипақи қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң дөләт органлири,кишилик һоқуқ тәшкилатлири илһам тохтиниң из-дерикини қилип баянатлар арқилиқ хитай һөкүмитигә қарши кәскин наразилиқ ипадилирини билдүрди. Хитай чоң қуруқлуқи, хоңкоң, тәйвәнләрдики хитай демократлири вә журналистларниң илһам тохтиниң тәқдири һәққидики хәвәр анализлири биз уйғурларға тәсәлли болмақта. Әпсуски, шинҗаң уйғур аптоном райони тәвәсидә 1000 ға йеқин уйғурчә тор-билогларниң болушиға қаримай, һечбир уйғурчә торда илһам тохтиниң тутулуп кетиши тоғрисидики хәвәрниң берилмәслики, вәтән ичидә уйғурларға болған бесим вә тәһдитниң қанчилик дәһшәтлик икәнликидин дерәк бериду.”
Ниҗат әпәнди йәнә, илһам тохтиға охшаш хитай қануни ичидә туруп уйғурларниң қануний мәнпәитини қоғдашни тәшәббус қилған бирини тутқун қилишиниң хитай һөкүмитиниң һәқиқий маһийитини ашкарилиғанлиқини ипадиләп мундақ язған:
“илһам тохти хитайниң дөләт пүтүнлүкини, милләтләрниң иттипақлиқини, хәнзуларниң хоҗайин милләтликини буниңға уйғурларниң тән бериши керәкликини, әмма, хитай һөкүмити өзи чиқарған дөләт қанунини, аптономийә қанунини иҗра қилиши керәкликини тәкитләп кәлгән әң мөтидил уйғур зиялийсидур.”
Ниҗат әпәнди хетини “һәммимиз илһам тохти үчүн дуа қилайли! бир иш тоғрилиқ инсанда алди билән истәк туғулиду. Истәк пиланға, пилан әмәлий һәрикәткә айлиниду. Аллаға дуа қилиш демәк, аллаһ бәргән күчни һәрикәтләндүрүш демәктур” дегән җүмлиләр билән ахирлаштурған.