Илһам тохти үчүн имза қойғанлар даириләрниң униңға артқан төһмәтлирини әйиблиди
2014.01.30

15-январ күни бейҗиң мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти, тонулған уйғур зиялийси илһам тохти бейҗиң сақчи даирилири вә үрүмчидин кәлгән сақчилар тәрипидин бейҗиңдики өйидин тутуп кетилгәндин кейин, бу вәқә хәлқара җәмийәтниң җиддий инкасини қозғиди. Илгири-кейин америка дөләт ишлири министирлиқи, явропа бирликиниң җуңгодики әлчилики шундақла дуня уйғур қурултийи, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, чеграсиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқ көплигән тәшкилатлар илһам тохтиниң мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқини билдүргән, вә бу вәқә икки һәптидин буян хәлқара мәтбуатларниң қизиқ нуқтиси болмақта.
Илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин кейин, 17-январ күни “Сәнюй” намлиқ тор бекитидә бейҗиңдики атақлиқ хитай өктичи язғучиси ваң лишуң вә тибәт аял язғучиси воесер қатарлиқларниң башчилиқида бирләшмә имза қоюп илһам тохтини қоюп бериш һәрикити башланған иди. Бирләшмә баянатқа имза қойғанлар арисида хитай ичи-сиртидики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин башқа йәнә җәмийәт әрбаблири, мустәқил тәтқиқатчи, язғучи, тәһрир, инженер, оқутқучи-оқуғучи, мухбир, аилә аяллири, әрздарлар қатарлиқ җәмийәтниң һәр саһә кишилири бар болуп, 30-январ пәйшәнбә күни вашингтон вақти чүш саәт 12 гичә очуқ хәткә 40 тин артуқ дөләттин имза қойғанлар сани 1707 нәпәргә йәтти.
Хәткә имза қойғучиларниң зор көпчилики өз имзасида даириләрдин илһам тохти әпәндини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиштики сәвәблириниму изаһат шәклидә язған. Хитай зиялийлири илһам тохтиниң “хәнзулар билән уйғурлар арисидики достлуқ алақисини илгири сүрүп, шинҗаң мәсилисини һәл қилишниң асаслиқ үмидини һөкүмәтниң хата шинҗаң сияситини өзгәртишкә йүклигәнлики, даириләрниң шинҗаңда йүргүзүватқан сияситини тәнқид қилип, ислаһат қилиш тәклиплирини бәргәнлики шуниңдәк уйғурларниң уни милләтниң ғәйрәтлик баянатчиси дәп қарайдиғанлиқи” қатарлиқларни илгири сүргән.
Бейҗиңдики хитай өктичиси ху җя 17-январ күни имза қойған болуп, у мундақ дегән: “илһам тохти маңа нисбәтән ака йоллуқ, мән һөрмәтләйдиған шәхс. У уйғур өз миллитиниң авазини аңлатқучи қәһриман. Пикир әркинликини қоғдиғучи.”
Имза атқанлардин бейҗиңдики тәһрир ли чавяң әпәнди хитайдики нөвәттики сиясий түзүлмини тәнқидләп,“мутләқ һаким мутләқлиқ астида яшаватқан хән, уйғур, тибәт милләтлириниң һәммиси зиянкәшликкә учриғучилар, пәқәт бир партийилик һаким мутләқлиқ түзүм аяғлашқандила андин милләтләр мәсилиси һәл болиду” дегән.
Хитайниң лявниң өлкиси шеняң шәһиридин имза қойған бир әрздар мундақ язған: “илһамниң етиветәй десә қорали яки зәмбирики йоқ, униңда бари пәқәт бир еғиз, у пәқәт бирнәччә еғиз сөз қилди халас! сөзлигәнму җинайәтму?”
Имза топлашқа қатнашқучилар өз имзалирида даириләрдин илһам тохтини дәрһал қоюп бериш, қоюп бәрмисә, униң дело әһвалини ашкарилаш, илһамниң кишилик бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, адвокатниң делоға арилишишиға йол қоюш, аилисигә қаритилған қанунсиз нәзәрбәндни бикар қилишни тәләп қилған.
Үрүмчи сақчи идариси 25-январ күни өз торида илһам тохти әпәнди һәққидә тунҗи хәвәрни бәргән болуп, улар хәвиридә, илһам тохтиниң уйғурбиз тори вә дәрсханида сөзлигән нутуқлирида бөлгүнчилик вә террорлуқни тәрғиб қилғанлиқини илгири сүргән.
Имза топлаш чақириқида вә бу чақириққа имза қойғучилар үрүмчи даирилириниң бу қилмишини әйиблигән вә рәт қилған болуп, чақириқта илһам тохти вә уйғур биз ториниң һәрқандақ террорлуқ паалийити билән шуғулланмиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Чақириқта, илһам тохти 2006-йили “уйғурбиз” тор бекитини қуруп, һәр хил бесимға қаримай һазирға қәдәр давамлаштуруп, дуняниң шинҗаң мәсилисиниң һәқиқий әһвалини билишидә көзнәклик рол ойниди. У шинҗаң мустәқиллиқи вә һәр қандақ зораванлиққа қарши туруп, уйғурлар билән хәнзулар арисидики достлуқ қанилини актип алға сүрүп кәлди” дегән баянлар берилгән.
Қәшқәрдики уйғур оқутқучи абдулла дегән исимда имза қойған бирәйләнму бар болуп, у илһам тохти әпәнди һәққидә мундақ язған,“илһам тохти баштин-аяқ шинҗаң мустәқиллиқи вә һәрқандақ зорлуқ қилмишини рәт қилип кәлди, актиплиқ билән уйғур миллити вә хән миллити оттурисида достанә чүшиниш һасил қилишқа тиришти. У шинҗаң мәсилисини һәл қилиш үмидини җуңго һөкүмитиниң шинҗаң сияситидики хаталиқлирини түзитишигә бағлиди. У уйғур миллити билән хән миллити оттурисида көврүклүк ролини ойниған қиммәтлик шәхс, мән даириләрниң илһам әпәндини дәрһал қоюп беришини тәләп қилимән. Улар кишиләрни қайил қиларлиқ пакитлар йоқ шараитта, кишилик сөз әркинликини боғмаслиқи керәк” дәп язған.
Америкидики хитай язғучиси чен покуң әпәнди имзасида “уйғур хәлқиниң паҗиәси демәк, хитай миллитиниң паҗиәси” дәп язған.
Имза топлашқа қатнашқан оқуғучилар арисида йәнә һәр милләттин тәркиб тапқан нәччә онлиған оқуғучи бирла вақитта коллектип имза қойған болуп,улар өз тәлипидә “илһам муәллим қанунға хилап һечқандақ паалийәт билән шуғулланмиди, у адаләт тәләп қилди, һәқиқәтни сөзлиди, шинҗаң сияситини сөзлиди, у яхши адәм, биз илһам тохти муәллимни қоюп беришни тәләп қилимиз дәп язған.
Японийәдики уйғур зиялийлириму имза топлаш һәрикитигә қизғинлиқ билән қатнашқан болуп, 25-январ күни имза қойған хәйриниса ханим хитай һөкүмитидини әйибләш билән биллә, илһам әпәндиниң аяли гүзәлнур ханимға болған һөрмитини ипадиләп, “илһам тохти әпәндини коммунист хитай һөкүмити асассиз тутқун қилди. Биз тездин қоюп беришни үмид қилимиз һәмдә илһам тохтиниң аилисидикиләрниң сәври-тақитигә чин көңлимиздин һесдашлиқ қилимиз. Һәрқандақ бир уйғур аялниң гүзәлнур ханимдәк чидамлиқ вә батур болушини тәвсийә қилимиз!” дегән.
Хаңҗу шәһиридики кишилик һоқуқ паалийәтчиси, чен хуймиң хитай һөкүмитиниң илһам тохти әпәндигә төһмәт қиливатқанлиқини әйибләп мундақ язған. “профессор илһам тохти миллий мәдәнийәт вә өз миллитиниң ғурурини қоғдиғучи. Даириләр униңға халиғанчә җинайәт артмаслиқи, төһмәт қилмаслиқи керәк. Мән илһам тохти әпәндини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилимән.”
Явропа иттипақи, америка вә көплигән хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитидин илһам қоюп беришни тәләп қиливатқан болсиму, бирақ хитай ташқи ишлар министирлиқи алдинқи һәптә бәргән баянатида илһамни қоюп беришни тәләп қилған дөләтләрни “җуңгониң әдлийә игилик һоқуқиға мудахилә қилиш” билән әйиблигән. Йәр шари гезити қатарлиқ хитай мәтбуатлири болса. Үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң илһам тохти әпәнди һәққидики хәвәрлирини көпәйтип бесип, хәлқара мәтбуатларни илһам тохти вәқәси һәққидә көптүрүп хәвәр бәрди билән әйиблимәктә.
Илһам тохтини қоюп бериш һәққидики чақириққа имза топлаш һәрикити торбекити адреси:
https://docs.google.com/forms/d/15EVdct52bl32-bvTlVAzriIgToZw2TMBxaImWVb171Y/viewform