Җәвһәр илһам: “дадам илһам тохтини нобел мукапатиға намзат көрсәткән кишиләргә рәһмәт ейтимән”

Мухбиримиз меһрибан
2019.01.31
ilham-toxti-us-visa-pasport.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди өйидә, паспортидики америка визисини көрситип, икки күн аввал америкиға учушқа тәмшәлгәндә, сақчилар тәрипидин тутуп қелинип, 12 саәт сорақ қилинғанлиқини чүшәндүрмәктә. 2013-Йили 4-феврал, бейҗиң.
AP

Хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохти 29-январ күни америка дөләт мәҗлиси әзалири тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилди.

Мәлум болушичә, 29-январ күни америка дөләт мәҗлисидики марко рубио, киристофир симит, ричард блументал, корий гарднер қатарлиқ җәмий 13 нәпәр авам вә кеңәш палата әзаси нобел тинчлиқ мукапати комитетиға йоллиған имзалиқ мәктупида уйғур зиялийси илһам тохтиниң “уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқини қоғдаш үчүн хитай һөкүмитини өзи бәлгилигән қанунларға әмәл қилишқа чақирған. Илһам тохтиниң хитайдики милләтләр ара чүшинишни илгири сүрүш үчүн тинчлиқ билән паалийәт елип барған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң уни наһәқ һалда өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи” ни баян қилған.

Америка дөләт мәҗлисидики 13 нәпәр авам вә кеңәш палата әзаси уни нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткән имзалиқ хети елан қилинғандин кейин, 30-январ күни илһам тохтиниң америкиниң индиана университетида оқуватқан қизи җәвһәр илһам радийомиз зияритини қобул қилип, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң дадиси илһам тохтини 2019-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткәнликигә алаһидә тәшәккүр ейтти.

Җәвһәр мундақ деди: “мән алди билән 13 нәпәр парламент әзасиниң дадам илһам тохтини нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситиш һәққидә нобел тинчлиқ мукапатини баһалаш комитетиға имзалиқ мәктуп йоллиғанлиқиға тәшәккүр ейтимән. Мениң дадам илһам тохти уйғур вә башқа мусулман хәлқләрниң хитайдики баравәрликни тәләп қилған иди. У уларниң хитайдики кишилик һоқуқи, һөрлүки вә қануний һәқ-һоқуқлириниң қоғдилишини тәләп қилди. У һәрқандақ зораванлиққа қарши иди. Мән униң бу қетим нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилишиниң униң әркинликкә чиқишиға ярдими болушини үмид қилимән. Униң нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилишиниң йәнә уйғурларға техиму көп үмид елип келишигә тиләкдашмән.”

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өз тәшәккүрини билдүрди.

Әнвәрҗан әпәнди баянида илһам тохтиниң нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилишиниң муһим әһмийити һәққидә тохтилип, буниң илһам тохтиниң әркинликини әслигә кәлтүрүштә түрткилик роли болидиғанлиқини тәкитлиди.

Бу қетим америка дөләт мәҗлисидики 13 нәпәр авам вә кеңәш палата әзаси уни нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрсәткән имзалиқ хетидә йәнә уйғур дияри вәзийити һәққидиму тохталған. Мәктупта 2017-йилидин бери уйғур елидики вәзийәтниң йәниму еғирлашқанлиқи тилға елинған. Хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурни лагерларға қамаватқан мушундақ бир шараитта уйғурларниң илһам тохтиға охшаш авазларға йәниму зор еһтияҗлиқ икәнлики әскәртилгән бу мәктупта илһам тохтиниң нобел тинчлиқ мукапатиға әң лайиқ бир намзат икәнлики тәкитләнгән.

“илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәндиниң қаришичә, илһам тохтиниң америкиниң сиясий сәһнисидә тәсиргә игә шәхсләр тәрипидин намзатлиққа көрситилиши уйғурларниң нөвәттики әһвали үчүнму зор әһмийәткә игә икән.

Техи бир күн аввал, йәни 28-январ күни ғәрб әллиридики бирқанчә тәшкилат баянат елан қилип, илһам тохтини 2019‏-йиллиқ норвегийә “рафто кишилик һоқуқ мукапати” ға намзатлиққа көрсәткәнликини җакарлиған иди.

Уйғур зиялийси илһам тохти уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилғанлиқи үчүн 2014-йили 15-январ тутқун қилинип, шу йили 9-айниң 23-күни хитай һөкүмити тәрипидин “миллий қутратқулуқ вә бөлгүнчилик” билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Илһам тохти хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған болсиму, әмма бу 5 йилдин буян бир қатар нопузлуқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситилгән. Униңға 2014-йили америка қәләмкәшләр җәмийити тәрипидин “барбара голдсмис әркин йезиқчилиқ мукапати”, 2016-йили “мартен әнналис кишилик һоқуқ мукапати”, 2017-йили германийәдә “веймар кишилик һоқуқ мукапати” қатарлиқ дунядики нопузлуқ мукапатлар берилип, хитай һөкүмитидин уни шәртсиз қоюп бериш тәләп қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.