Индиана университетида илһам тохти һәққидә мәхсус лексийә уюштурулди
2014.02.17
Игилишимизчә, 16-феврал күни индиана университетидики файин арт бинасида, индиана университетидики тибәтшунас профессор елиот сперлиң әпәндиниң риясәтчиликидә тибәт роһаний даһийси далай лама вә уйғур тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң паалийәтлирини тонуштурулған һөҗҗәтлик филим қоюлған. Һөҗҗәтлик филимдин кейин йәнә илһам тохти әпәнди һәққидә мәхсус лексийә орунлаштурулған. Профессор елиот сперлиң 15-январ күни хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған илһам тохти әпәндиниң кимликини тонуштуруп өткәндин кейин, илһам тохтиниң бу мәктәптә оқуватқан қизи җәвһәр дадиси илһам тохти һәққидә доклат бәргән. Доклатқа хитайдики тибәт уйғур мәсилилири һәққидә издиниватқан тәтқиқатчилар, шундақла илһам әпәндигә вә уйғур вәзийитигә көңүл бөлидиған бир қисим оқутқучи-оқуғучилар қатнашқан.
Илһам әпәнди һәққидики һөҗҗәтлик филим вә униң қизи җәвһәрниң лексийисини аңлиғандин кейин, өзиниң илһам әпәнди вә нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә техиму көп вә йеңи мәлуматларға игә болғанлиқини билдүргән бир оқуғучи лексийини аңлиғандин кейинки тәсиратини билдүрди.
Һазирчә өз кимликини ашкарилашни халимиған бу оқуғучи мундақ деди: “мән илгири мәтбуат хәвәрлиридин вә индиана университетиниң мәктәп гезитидин илһам тохти әпәндиниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқини униң қизи җәвһәрниң мушу мәктәптә оқуватқанлиқини билгән болсамму, әмма илһам әпәндиниң қизи җәвһәрниң дадиси һәққидә сөзлигән лексийисини аңлиғандин кейин, өз хәлқи үчүн адаләт тәләп қилиш йолида еғир бәдәл төләватқан илһам әпәндигә болған һөрмитим вә қайиллиқим һәссиләп ашти.”
Өзиниң хитайниң нөвәттики вәзийити һәққидә издиниватқанлиқини билдүргән бу оқуғучи хитайниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохтилип, илһам тохти әпәнди оттуриға қойған мәсилиләрниң өзиниң узундин буян издинип келиватқан мәсилиләрниң бири икәнликини тәкитлиди:
“мән хитай вәзийити болупму хитайдики уйғур, тибәт, моңғулларниң нөвәттики вәзийити һәққидә издинип келиватимән. Хитайда давамлишиватқан пикир әркинликиниң боғулуп, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини тутқун қилиш, болупму уйғур,тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр дуч келиватқан баравәрсиз миллий сиясәтниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқиниң барғанчә күчийишидики асасий амиллар болмақта. Илһам тохти бейҗиңда туруп бу нуқтини әң яхши тонуп йәткән тәтқиқатчи. Әсли хитай һөкүмити өзиниң миллий сияситини бәлгиләштә илһам тохтиға охшаш зиялийларниң пикрини етибарға елиши керәк иди. Әмма һазир илһам тохти уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғини үчүнла тутқун қилинди. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр илһам тохти вә униң оқуғучилириниң қәйәрдилики һәққидә дуняға җаваб бәрмиди. Бу әһвал кишини әпсусландуриду.”
16-Феврал күни индиана университетида дадиси илһам тохти һәққидә доклат беришкә орунлаштурулған җәвһәр радиомиз зияритини қобул қилип, бу қетим орунлаштурулған паалийәт һәққидә тохталди.
Хитайниң пайтәхти бейҗиңда пүтүнләй хитай маарип тәрбийисини алған җәвһәр, сап уйғур тилида радиомиз зияритини қобул қилип,индиана университетида өткүзүлгән тибәт роһаний даһийси далай лама вә уйғур тәтқиқатчиси илһам тохтиниң паалийәтлири асасий мәзмун қилинған лексийиниң омумий әһвалини тонуштурди.
Җәвһәрниң билдүрүшичә,бу қетимқи паалийәттә хитай язғучиси ваң лишиуң әпәнди билән дадиси илһам тохти оттурисида өткүзүлгән бир қетимлиқ сөһбәт асасий тема қилинған һөҗҗәтлик филим қоюлғандин кейин, җәвһәр дадиси илһам тохти әпәндиниң паалийәтлири тонуштурулған доклатини сөзлигән.
Җәһвәр бу қетимқи доклатида өзиниң нуқтилиқ һалда үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң 25-январ күни илһам тохти әпәндини “бөлгүнчилик идийисини тәшвиқ қилди” дегән төһмитигә рәддийә бәргәнликини билдүрүп, илһам әпәндиниң хитай қануниға хилаплиқ һечқандақ паалийәт билән шуғулланмиғанлиқини, униң пәқәт уйғур миллитиниң қанунда бәлгиләнгән һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқини тәкитләп, хитай даирилириниң илһам әпәндини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилғанлиқини билдүрди. У йәнә бу қетимқи доклатта өзиниң индиана университетидики оқутқучи-оқуғучиларға илһам тохти әпәндини қоюп бериш һәққидики имза топлаш паалийитигә қатнишишқа мураҗиәт қилғанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәндиниң қизи җәвһәр 2013-йили 2-феврал күни индиана университетиға кәлгән болуп, әйни чағда индиана университетиға бир йиллиқ тәтқиқат темисиға тәклип қилинған илһам тохти, хитай даирилири тәрипидин бейҗиң айродромида тоюп қелинғанлиқи үчүн индиана университетиға келип тәтқиқат билән шуғуллиниш пурситидин мәһрум қилинған иди. Җәвһәр һазир индиана университетида инглиз тили синипида оқуш билән бир вақитта мәхсус кәсипләр бойичә дәрс елишниму башлиған. Җәвһәр 16-феврал күнидики паалийәттә илһам тохти әпәнди һәққидә сөзлигән 15 минутлуқ доклатниму инглиз тилида бәргән болуп, җәвһәр зияритимиз ахирида өзиниң “невйорк вақти” гезити мухбириниң дадиси илһам тохти тоғрулуқ елип барған зияритини қобул қилғанлиқини билдүрди.
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, америкиниң индиана университетидики оқуғучилар арисида хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған уйғур мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндини қоюп бериш чақириқиға аваз қошуш паалийити өткән айда башланған.
Мәлум болушичә илһам тохтиниң қизи җәвһәрниң индиана университетида оқуйдиғанлиқи һәққидики хәвәр мәтбуатларда берилгәндин кейин, мәктәптики оқуғучилар илһам әпәндиниң қизи җәвһәргә хәт йезип, илһам тохти әпәнди үчүн имза топлаш паалийити елип бериватқан тор бекитини сүрүштүргән. Нурғунлиған оқуғучи-оқутқучилар хитай даирилиридин мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилип, имзасини қойған.
Индиана университетиниң мәктәп гезитиму илһам тохтиниң шу мәктәптә оқуйдиған қизи җәвһәрни зиярәт қилип, илһам тохтиниң паалийәтлирини тонуштуруш билән биллә, илһам тохтиниң өткән йили 2-ай мәзгилидә индиана университетиға келип тәтқиқат қилиш сәпиридин тосуп қелинғанлиқи қатарлиқ әһваллар тоғрилиқ тәпсилий хәвәр бәргән.