Илһам тохти билән тутқун қилинған оқуғучилар аилиси сақчиларниң уқтурушини тапшурувалди
2014.02.24
Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, 15-январ күни илһам тохти әпәнди билән бирликтә тутқун қилинған оқуғучилардин үч оқуғучиниң аилисидикиләр үрүмчи сақчи даирилириниң уқтурушини тапшурувалған. Әмма илһам тохти әпәнди һәққидә даириләр йәнила һечқандақ учур бәрмигән.
24-Феврал күни мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди вә униң оқуғучилири тутқун қилинғиниға 40 күн толған күн. Гәрчә даириләр илһам тохти әпәнди һәққидә униң аилисидикиләргә һечқандақ учур бәрмигән болсиму, әмма илһам әпәнди билән биллә тутқун қилинған 3 оқуғучиниң аилисидикиләрниң сақчиларниң уқтурушини тапшурувалғанлиқи мәлум болди.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, илһам тохти әпәнди билән бирликтә тутқун қилинған оқуғучилардин сақчиларниң уқтурушини тапшурувалған үч оқуғучиниң ата-анилири нөвәттә балилириниң әһвалини сүрүштүрүш үчүн үрүмчигә кәлгән. Әмма сақчи даирилири уларниң балилири һәққидә йәниму көп учур беришни рәт қилған һәм уларниң балилири билән көрүшүшигә йол қоймиған.
Мәлум болушичә, әйни чағда илһам тохти билән бир күндә тутқун қилинған бәш нәпәр оқуғучидин абдуқеюм, шөһрәт, пәрһат қатарлиқ үч оқуғучиниң аилиси балилириниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә уқтуруш тапшурувалған. Уқтурушта бу оқуғучиларниң 15-январ күни тутқун қилинғанлиқи һәққидила дейилгән болуп, уларниң немә сәвәбтин тутқун қилинғанлиқи һәққидә һечқандақ изаһат берилмигән.
24-Феврал дүшәнбә күни радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған гүзәлнур ханим, даириләрниң униңға ери илһам тохти әпәнди һәққидә йәнила һечқандақ уқтуруш әвәтмигәнлики үчүн, адвокат ли фаңтиң арқилиқ илһам әпәндиниң әһвалини мунасивәтлик орунлардин сүрүштүрүш қарариға кәлгәнликини билдүрди.
Гүзәлнур ханим баянида йәнә, илһам тохти әпәнди ишләватқан бейҗиң милләтләр университетиниңму нөвәттә илһам тохти вә униң билән билән биллә тутқун қилинған оқуғучилар һәққидә һечқандақ ипадә билдүрмигәнликини илгири сүрүп, өзиниң мәктәп даирилиридин илһам тохти әпәнди вә униң оқуғучилириниң әһвалини сүрүштүрүшни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәнди уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип келиватқан хәлқараға тонулған уйғур өктичи зиялийси. У бирқанчә йилдин буян өзи қурған уйғурбиз торида елан қилған мақалилири вә чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғинида, уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан миллий сияситини тәнқид қилған шундақла уйғурларниң қанунда бәлгиләнгән аптономийилик һоқуқлириниң һәқиқий һалда әмәлийлишиши керәкликини тәкитләп келиватқан иди.