Берлинда илһам тохти гурупписиниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ilham-toxti-guruppisi-ezaliri.JPG “илһам тохти гурупписи” әзалири йиғиндин кейинки зияпәттә. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Ekrem

25-, 26-апрел күнлири германийә пайтәхти берлинда чақирилған “уйғур мусапирлар мәсилиси йиғини” да хитай түрмисидики мәшһур уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини қоллаш гурупписи-“илһам тохти гурупписи” қурулғанлиқи җакарланди. Мәлум болушичә, мәзкур гуруппиниң асаслиқ мәқсити илһам тохтини нопузлуқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат көрситиш икән.

Илһам тохти 2014-йилидин буян түрмидә йетиватқан болуп, у 27-апрел “мартен әнналс мукапати” ниң 2016-йиллиқ мукапатиға талланған күчлүк намзатлар қатариға киргән иди.

26-Апрел күни бу гуруппиниң қурулғанлиқи җакарланғандин кейин, д у қ рәиси рабийә қадир ханим йиғинниң йепилиш мурасимида нутуқ сөзләп, илһам тохти мәсилисидә пикир баян қилди. Рабийә ханим сөзидә, д у қ ниң америка, явропа бирлики вә дуняниң һәрқайси җайлирида елип бериватқан паалийәтлири җәрянида илһам тохтиниң әркинлики үчүн паал һәрикәт қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Илһам тохти гурупписиниң тәшәббусчиси вә рәһбәрлиридин бири болған әнивәрҗан әпәнди, мәзкур гуруппиниң мәқситиниң илһам тохтини явропа бирликиниң кишилик һоқуқ җәһәттики алий мукапати болған “сахароф мукапати” ға намзат көрситиш вә илһам тохтини әркинликкә ериштүрүш йолида теришчанлиқ көрситиш икәнликини тәкитләп, бу гуруппиниң явропадики көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қоллишиға вә йеқиндин ярдәмдә болушиға еришиватқанлиқини илгири сүрди.

Әнивәрҗан әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, илһам тохтиға игә чиқишниң муһаҗирәттики миллий һәрикәтниң муһим бир тәркиби қисми икәнликини тәкитлиди.

Қирғизистан уйғурлириниң мөтивәрлиридин бири болған рози муһәммәдһаҗимму ипадә билдүрүп, бундақ бир гуруппиниң қурулушиниң уйғур миллий һәрикитиниң өз мәҗбурийәтлирини ада қилиши болуп һесаблинидиғанлиқини әскәртти.

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати берлин баш штабиниң мәсуллиридин бири болған һанно шедләр әпәндиму бу тоғрисида зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу гуруппини қизғин қоллайдиғанлиқини ейтти.

У мундақ деди: “илһам тохти уйғур хәлқиниң пикир, мәтбуат, мәдәнийәт, диний етиқад әркинлики үчүн күрәш қилған мөтидил позитсийидики бир зиялий иди. У уйғур хәлқиниң хитай хәлқи билән тинч, хатирҗәм яшиши, уйғур әвладлириниң әркин вә бәхтияр һаяти үчүн бәдәл төлигән. Униң әркинлики үчүн хизмәт қилидиған, уни хәлқаралиқ тинчлиқ мукапатлириға наил қилиш үчүн әҗир сәрп қилидиған бундақ бир гуруппиниң қурулуши наһайити әһмийәтлик бир иш дәп қараймән.”

“явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати” ниң рәиси, илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин әнивәрҗан әпәнди йәнә, 27-апрел күни илһам тохтиниң җәнвәдики бир кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин инсан һәқлири мукапатиға намзат қилип көрситилгәнликини әскәртти.

Мәлумки, уйғур зиялийси илһам тохти хитай пайтәхти бейҗиңда туруп уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқи тоғрисида пикир баян қилған вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигәнлики сәвәблик 2014-йили 1-айниң 15-күни тутқун қилинип, 23-сентәбир үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Шундин буян хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур сиясий актиплири илһам тохтини хитай һакимийити тәрипидин һәқсизликкә учриған зиялийларниң бири сүпитидә тилға елип, униң әркинликкә еришиши йолида түрлүк шәкилләрдә муҗадилә қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.