Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур өйи әтрапида назарәтчиләр көпәйгәнликини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2014.07.10
ilham-toxti-Elliot-sperling.jpg Илһам тохти әпәнди индиана университетиниң профессори еллиот сперлиң билән хатирә сүрәттә. 2012-Йили авғуст, бейҗиң.
RFA

Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим, йеқиндин буян уни назарәт қилидиған пуқрачә сақчиларниң қайтидин пәйда болғанлиқини, бу қетимқи назарәтниң адвокат ли фаңпиң өткән һәптә үрүмчидин қайтип кәлгәндин кейин башланғанлиқини, болупму индиана университетиниң профессори еллот сперлиң әпәнди бейҗиңдин қайтуруветилгәндин кейин, бу аилигә қаритилған назарәтниң техиму күчәйтилгәнликини билдүрди.

Гүзәлнур ханим илһам тохтиниң йеқин достлиридин войсер, ваң лишйоң қатарлиқлар әсли дейишкини бойичә, ички моңғулдики саяһәттин қайтип кәлгәндин кейин, гүзәлнур ханим вә балиларни йоқлап келидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма бирнәччә күндин буян уларниң телефон вә башқа интернет учур алақилириниңму туюқсиз үзүлүши өзини әнсиритип қойғанлиқини билдүрди.

Америка дөләт ишлири министири җон кәрри 9-июл чаршәнбә күнидин башлап бейҗиңда хитай билән америка арисидики 6-қетимлиқ истратегийә вә иқтисадий диалог елип барған болуп, бирләшмә агентлиқ қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, җон кәрриниң бейҗиң зиярити мәзгилидә тибәтлик аял язғучи войсер вә язғучи ваң лишоң қатарлиқ бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилири өйлиригә нәзәрбәнд қилинған.

Язғучи войсер тибәтләрниң һәқ-һоқуқини һимайә қилғанлиқ хизмити үчүн 2013-йили америка дөләт ишлири министирлиқи тәрипидин хәлқаралиқ пидакар аял мукапатиға еришкән. Бирақ, бейҗиң униң вашингтонға келип мукапатни тапшурувелишиға йол қоймиған иди.

Хитай бихәтәрлик хадимлири мухбирға войсер вә ваң лишйоң әпәндиләрниң немә үчүн өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқини чүшәндүрүшни рәт қилған болсиму, әмма войсер бу қетимқи нәзәрбәндниң 5-июл күни бейҗиң айродромидин америкиға қайтуруветилгән индиана университетиниң профессори тибәтшунас еллот сперлиң вәқәси вә америка әлчиханисиниң йеқинда әр-аял иккийләнни әлчиханида өткүзүлидиған кәчлик зияпәткә тәклип қилғанлиқи билән мунасивәтлик бөлиши мумкинликини билдүргән.

Тибәтлик аял язғучи войсер, униң ери язғучи ваң лишийоң әпәнди вә индиана университетиниң тибәтшунас профессори еллот сперлиң әпәнди хитай даирилиридин тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилип, пуқраларниң пикир әркинликигә йол қоюшқа чақириқ қилип келиватқан иди.

Войсер вә ваң лишйоң 15-январ күни илһам тохти даириләр тәрипидин тутқун қилинғандин кейин, уни шәртсиз қоюп бериш һәққидә имза топлаш һәрикити қозғиған. Улар йәнә вә хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң илһам тохтиға охшаш бир зиялийни тутқун қилишиниң хата икәнликини билдүрүп, хитай һөкүмитини үзлүксиз тәнқид қилип кәлгән иди.

Йеқиндин буян даириләрниң илһам әпәндиниң аилисигә қаритилған назарәтни йәнә күчәйткәндин башқа, бу аилиниң йеқин достлири болған войсер, ваң лишйоңдәк кишиләрни нәзәрбәнд қилип, еллот әпәндини бейҗиңдин қайтуруветиши гүзәлнур ханимни әпсусландурған.

Еллот әпәндидин америкидики қизи җәвһәрниң хәвирини аңлашқа тәқәзза болғанлиқини билдүргән гүзәлнур ханим, профессор еллот әпәндиниң келидиғанлиқ хәвирини аңлиғанда хош болған болсиму, әмма униң бейҗиң айродромидин қайтуруветилгәнлики һәққидики хәвәрни аңлиғинида көңлиниң толиму йерим болғанлиқини билдүрди.

Еллот сперлиң, 5-июл күни бу йил 6-айниң 18-күни хитайниң чикагодики консулханисидин алған, 90 күнлүк саяһәт визиси билән бейҗиң хәлқара айродромиға қонған иди. Әмма хитай сақчилири уни тосуп дәрһал америкиға учидиған айропилан билән қайтип кетишкә буйруған. Сақчилар униңға униң қайтурулуш сәвәби һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигәндин башқа униң беләт елиш үчүн сәрп қилған 2000 доллар пулиму қайтуруп берилмигән.

Еллот сперлиң бу һәқтә “муһапизәтчи” гезитиниң зияритини қобул қилип: “мән илгири көп қетим җуңгоға сәпәр қилғанмән, улар мени һечқачан чеградин қайтурған әмәс. Бу қетим уларниң мени бейҗиң айродромидин кәйнимгә қайтуруветишигә, шәк-шүбһисизки, мениң илһам тохтини қоллап қилған сөзлирим сәвәб болған болуши мумкин. Уларниң өзлири бәргән виза үстигә рәт қилинғанлиқ тамғисини бериши әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң маңа бәргән кишилик һоқуқ мукапати болди” дегән.

Америка индиана университетиниң профессори тибәтшунас еллот сперлиң, хитай һөкүмитиниң илһам тохтидәк тинч йол билән уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип келиватқан зиялийни тутқун қилишини хата дәп әйиблигән чәтәллик мутәхәссисләрниң бири. Еллот әпәнди йәнә бу йил 5-май күни невйоркта өткүзүлгән илһам тохтиға америка язғучилар бирләшмиси тәрипидин берилгән “барбара голдимис әркинлик мукапати”ни тапшурувелиш мурасимиға илһам тохтиниң индиана университетида оқуватқан қизи җәвһәр билән бирликтә алаһидә тәклип билән қатнишип, мурасимда көплигән мухбирларниң зияритини қобул қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.