Америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити мәзгилидә илһам тохти йәнә нәзәрбәнд қилинди

Мухбиримиз меһрибан
2013.07.31
ilham-toxti-amerika-sepiride.jpg Илһам тохти америка сәпиридин тосувелинип өйигә қайтурулған. 2013-Йили феврал, бейҗиң.
RFA

Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғурбиз ториниң саһиби илһам тохти, бүгүн радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, күнмиңда ечиливатқан америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити йиғини мәзгилидә өзиниң бейҗиң дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири тәрипидин йәнә нәзәрбәнд қилинғанлиқини билдүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған илһам тохти әпәнди, даириләрниң униңға қаратқан узун муддәтлик назарәт вә тәқиб қилишни барғанчә күчәйтиватқанлиқини билдүрүп, уни назарәт қиливатқан дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилириниң 30-июлдин башлап һәтта униң каридорға чиқишиниму чәклигәнликини билдүрди.

Илһам тохти әпәнди сөзидә даириләрниң уни бу қетим йәнә нәзәрбәнд қилишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип, сақчилар униңға нәзәрбәнд қилишниң сәвәбини ейтмиған болсиму, әмма өзиниң бу қетим йәнә өйигә нәзәрбәнд қилиниши күнмиңда ечиливатқан америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити билән мунасивәтлик болуши мумкинликини билдүрди.

Хитайниң күнмиң шәһиридә ечиливатқан америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбәт йиғини мәзгилидә, бейҗиңдики бир қисим кишилик һоқуқ актиплири вә әрздарлар бейҗиң ташқи ишлар министирлиқи алдиға йиғилип, хитайда барғанчә начарлишиватқан кишилик һоқуқ әһвалиға наразилиқ билдүргән вә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси доклатини йезишқа қатнишишни тәләп қилған.

Илһам тохти әпәнди өзиниң бу йиғилиштин хәвири барлиқини билдүрүп, бейҗиң даирилириниң уни нәзәрбәнд қилишидики йәнә бир сәвәб, униң бу йиғилишқа қатнишишидин әнсиригәнлики сәвәбидин болушиму мумкин икәнликини илгири сүрди.

Сөһбәт давамида илһам тохти әпәнди билән болған телефон зияритимиз бирқанчә қетим үзүлүп қалди. Илһам тохти әпәнди өзиниң бу хил әһвалға көнүк икәнликини билдүрүп, даириләрниң униң телефонини аңлиғандин башқа,униңға сирттин кәлгән телефонларниң улинишиға тосқунлуқ қилидиғанлиқини, өзиниң телефон арқилиқ сиртқа йоллиған учурлириниң маңмайдиғанлиқини, сирттин униңға телефон қилғучиларниң телефони елинмайдиған әһвал даим йүз берип туридиғанлиқини билдүрди.

Илһам тохти әпәнди мухбирниң униң аилисидикиләр вә достлириниң әһвали һәққидә сориған соалиға җаваб берип, һазирчә даириләрниң униң аилә әзалириниң сиртқа чиқишиға йол қоюватқанлиқи, әмма униң билән көрүшүш үчүн сирттин киргүчиләрниң каридордики сақчиларниң тәкшүрүшидин өткәндин кейин андин киргүзүлүватқанлиқини билдүрүп, өзигә қаритилған бу хил айиғи чиқмас тәқиб қилишларниң, бир инсанниң әң әқәллий кишилик һоқуқ әркинликиниңму тартивелиниши икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, илһам тохти әпәндиниң бу қетим өйигә нәзәрбәнд қилиниши даириләрниң мушу бир ай ичидә уни 4-қетим нәзәрбәнд қилиши һесаблинидикән. 2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин буян, илһам тохти әпәнди уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси вә уйғур вәзийити һәққидә уйғурбиз торида елан қилған мақалә, әсәрлири, хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип бәргән баянатлири сәвәбидин, хитайдики сәзгүр шәхс қатарида муамилә қилинип, үзлүксиз назарәт астиға елинған, көп қетим нәзәрбәнд қилинған, һәтта тутқун қилинған иди. Даириләр йәнә, илһам тохти әпәндиниң һәрқандақ баһанә-сәвәб билән чәтәлләргә чиқишиниму чәклигән. Дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилириниң тосқунлуқи сәвәбидин илһам тохти әпәнди бирқанчә қетимлиқ хәлқара илмий муһакимә йиғинлириғиму қатнишалмиған. Әң йеқинқи тосуп қелиш вәқәси бу йил 2-айда бейҗиң айродромида йүз бәргән болуп, илһам тохти әпәнди америкиниң индиана университетиға келиш сәпиридин тосуп қелинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.