Адвокат ли фаңпиң илһам тохти әйибләнгән материялларни көрүшкә иҗазәт алған

Мухбиримиз меһрибан
2014.08.14
ilham-toxti-tohti-kamera.jpg Сүрәттә, илһам тохти лексийә сөзләватқан синипқа камера орнитип қоюлғанлиқи көрситилгән. 2010-Йили 12-июн, бейҗиң.
AFP

Уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн, бу йил 15-январ даириләр тәрипидин тутқун қилинған уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниң аяли гүзәлнур ханим вә адвокат ли фаңпиң зияритимизни қобул қилип, сәйшәнбә күни үрүмчи сот мәһкимисидин илһам тохти әйибләнгән материялларни көрүп чиқишқа болидиғанлиқи һәққидә телефон арқилиқ йәткүзүлгән ағзаки уқтурушни тапшуруп алғанлиқини билдүрди. Зияритимиз давамида адвокат ли фаңпиң вә гүзәлнур ханимлар йәнә илһам әпәнди билән бир мәзгилдә тутқун қилинған оқуғучиларниң әһвали һәққидиму өзлири билидиған әһваллардин мәлумат бәрди.
Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтики тәпсилий мәлуматида болсун.

Хитай даирилири 30-июл күни, үрүмчидә тутқунда туруватқан бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти, илһам тохтиниң “дөләтни парчилаш, қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйибләнгән әйибнаминиң үрүмчи сот мәһкимисигә йолланғанлиқини елан қилғандин кейин, 12-авғуст сәйшәнбә күни йәнә илһам тохти әпәндиниң адвокати ли фаңпиңға уқтуруш қилип, илһам тохти әйибләнгән материялларни көрсә болидиғанлиқини уқтурған.

Адвокат ли фаңпиң әпәндиниң радиомизға билдүрүшичә, үрүмчи оттура хәлқ сот мәһкимисидин өзиниң илһам тохти делосидики сотчи икәнликини билдүргән пәрһат исимлик бирәйлән сәйшәнбә күни ли фаңпиңға телефон арқилиқ уқтуруш қилип, униң илһам тохти делосиға аит әйибнамидики материялларни көрүп чиқса болидиғанлиқини ейтқан.

Адвокат ли фаңпиң әпәнди йәнә өзиниң йеқинда үрүмчигә берип, үрүмчи даирилириниң илһам әпәнди һәққидә тәйярлиған әйибнамидики материялларни селиштуруп чиқидиғанлиқини билдүрди.

Илһам тохти әпәндиниң аяли гүзәлнур ханимниң сөзидин мәлум болушичә, нөвәттә ли фаңпиңниң тутқундики илһам тохти билән көрүшүш имканийити болсиму, әмма аяли гүзәлнур ханим вә башқа уруқ-туғқанлириниң униң билән көрүшүшигә йәнила рухсәт қилинмиған.

Ли фаңпиң әпәнди, бу йил 15-январ илһам тохти тутқун қилғандин кейин, униң адвокатлиқини үстигә алған. Әмма даириләр илһам тохти әпәнди тутқун қилинип 6 айғичә адвокат ли фаңпиңниң вә илһам тохтиниң аилисидикиләрниң илһам әпәнди билән көрүшүшигә рухсәт қилмиған. Пәқәт 26-июн күнигә кәлгәндә адвокат ли фаңпиң үрүмчидики тутуп туруш орнида илһам әпәнди билән 1-қетим көрүшүш пурситигә игә болған. Шу көрүшүштә илһам әпәнди өзигә артилған җинайәтләрни рәт қилғанлиқини вә түрмидә икки қетим ачлиқ елан қилғанлиқини билдүргән.

Адвокат ли фаңпиңниң билдүрүшичә, у 8-айниң 5-күни 2-қетим үрүмчигә илһам тохти делоси үчүн барғинида, илһам тохти әпәнди адвокатқа даириләрниң 30-июл елан қилған әйибнамидики“дөләтни парчилаш, бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” җинайәтлирини йәнила қәтий қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән. Илһам тохти әпәндиниң делосини тәкшүргән үрүмчи тәптиш мәһкимисиниң хадими әйни чағда алдирашлиқини баһанә қилип адвокат ли фаңпиңниң илһам тохти әпәнди һәққидики әйибнамини көрүшигә пурсәт бәрмигән.

Адвокат ли фаңпиң әпәнди вә гүзәлнур ханимлар баянида бу қетим үрүмчи оттура хәлқ сот мәһкимисиниң сотчиси пәрһат униңға илһам тохти һәққидики әйибләш материяллирини көрүп чиқса болидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма материялларни нусхилап көпәйтивелишиға қанчилик дәриҗидә рухсәт беридиғанлиқидин хәвири болмиғанлиқи үчүн, нөвәттә бейҗиң мәркизи милләтләр университети вә илһам әпәндини билидиған достлиридин илһам әпәндиниң дәрсханида сөзлигән лексийилири вә башқа әһваллириға аит материялларни йиғиватқанлиқини билдүрди.

Адвокат ли фаңпиң вә гүзәлнур ханимларниң баянидин мәлум болушичә, илһам тохти әпәнди билән бир мәзгилдә тутқун қилинған илһам әпәндиниң 7 нәпәр оқуғучисиму нөвәттә үрүмчидә тутқунда туруватқан болуп, улар мутәллип имин, атикәм рози, шөһрәт турсун, пәрһат халмурат, абдуқеюм, әкбәр вә уйғур биз ториниң техник ишлириға мәсул хадими йизу миллитидин болған лу йивей қатарлиқлар.

Адвокат ли фаңпиң бу қетим өзиниң пәқәт илһам тохти делосидила адвокатлиқ қилишиға рухсәт қилинғанлиқини, әмма бу оқуғучиларниң аилисидикиләргә уларниң өз алдиға адвокат тәклип қилса болидиғанлиқи яки һөкүмәт даирилири тәрипидин адвокат бәлгиләп берилидиғанлиқи һәққидә һазирчә уқтуруш қилинған яки қилинмиғанлиқидин хәвири йоқлуқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.