Илһам тохтиниң мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиға икки йил толған мәзгилдә
2016.09.21
Хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” билән әйиблинип өмүрлүк қамақ җазасиға мәһкум қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиниң түрмидә йетиватқанлиқиға икки йил болай деди. Мана мушу мәзгилдә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири илһам тохтини әслиди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсон бу күнни хатириләп, илһам тохти қачан қоюветилгичә, униң мәсилисини давамлиқ күн тәртиптә тутуп турушни әскәртти.
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғур зиялийси илһам тохти 2014-йили 9-айниң 23-күни үрүмчидә ечилған сотта “бөлгүнчилик” билән әйиблинип өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Әйни чағда бу вәқә зор ғулғула қозғап, америка һөкүмити, явропа иттипақи вә шундақла хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учриған. Униңға һөкүм елан қилинғанлиқиға икки йил толған мәзгилдә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири униң мәсилисиниң давамлиқ күн тәртиптә турушниң муһимлиқини әскәртмәктә.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софи ричардсон ханим илһам тохтиниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән тәшкилатниң тор бетидә елан қилған баянатида, илһам тохтиниң шәртсиз һалда қоюветилиши керәкликини тәләп қилди. У, баянатида, илһам тохтиниң явропа парламенти вә марттин енналс фонди җәмийитиниң кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситилишини қарши алған һәм мундақ дегән: “илһам тохтиниң явропа парламенти вә мартен енналс фондиниң мукапатиға намзат қилип көрситилиши уни қоллаш вә муәййәнләштүрүштики яхши бир ишарәт. Әмма, әгәр хитай һөкүмити шинҗаңда һәқиқәтән муқимлиқ, иқтисадий тәрәққият яритимән дәйдикән вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилимән дәйдикән, у һалда хитай өзини вә башқиларни илһам тохтини қоюветиш арқилиқ тартуқлиши керәк” дәп язған.
Бүгүн софи ричардсон ханим бизниң зияритимизни қобул қилип, илһам тохтиниң делосиниң интайин символлуқ характеригә игә бир делолиқини ейтти. У мундақ деди:
“мениңчә, илһам тохтиниң делоси интайин муһим вә символлуқ характеригә игә бир дело. Илһам тохти түрмигә қамилиш әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән бир үстәлдә олтуруп, қандақ қилғанда уйғурларға тәң-баравәр муамилә қилишни ишқа ашурғили болиду, дегәнни музакирә қилидиған бир шәхс иди. Шуңа илһам тохти вә униңға охшаш кишиләр түрмидә ятқан муддәткичә биз шинҗаңниң вәзийитигә үмидсиз қарисақ болиду.”
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди илһам тохтиниң әң муһими хитай қанунлириға уйғун һалда, бекитилгән қанун-түзүмләр асасида уйғурларниң һоқуқини тәләп қилғанлиқини әскәртти.
Софи ричардсон ханим елан қилған баянатида, ши җинпиң һакимийәткә кәлгәндин буян дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш тәшвиқ қилинсиму, әмма кишилик һоқуқ актиплириниң еғир зәрбигә учриғанлиқи, уйғурларға қаритиливатқан кәмситиш сияситиниң, йәни уйғурларниң дини, миллий, иқтисадий һоқуқлириниң вә пикир әркинликиниң илгириләп дәпсәндә қилиниватқанлиқини көрсәткән.
У йәнә, районда хитайларға нәп йәткүзидиған сиясәтләр вә шундақла террорлуққа қарши туруш қануниниң райондики вәзийәтни техиму өткүрләштүрүватқанлиқи вә бу арқилиқ йәниму илгирилигән һалда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә йол ечиватқанлиқини баян қилған. Әмма, софи ричардсон ханим сөзидә, хитай һөкүмитиниң илһам тохтини қолға елиш вә уни еғир җазалаш арқилиқ өзиниң уйғурлар билән уларниң һоқуқи тоғрисида мурәссәләшмәйдиғанлиқини ипадилиди, дәйду.
Софи ханим мундақ деди: “хитай һөкүмити илһам тохтини "бөлгүнчилик" билән әйибләп қолға елиш вә уни тәлвиләрчә бундақ еғир җазалаш арқилиқ хитай һөкүмитини сөһбәткә олтурушқа чақириватқан тинчлиқпәрвәр уйғур авазлириға бир сигнал бериватиду. Йәни, мәйли қандақ тема болушидин қәтийнәзәр, немә болушидин қәтийнәзәр, биз сән билән сөһбәткә олтурмаймиз. Ухлап чүшүң. Буни әң яхшиси унтуп кәт" дегән сигнални бериватиду. Бу мениңчә хитай мәркизи һөкүмити үчүн зор бир хаталиқ.”
Илшат һәсән әпәндиму илһам тохтиниң һелиһәм түрмидә йетиши кишилик һоқуқ дәвагәрлиригә зор үмидсизлик әп келидиған бир әһвал, дәйду.
Софи ричардсон ханим баянатида, хитай һөкүмитиниң мәқситиниң илһам тохтини унтулдуруветиш икәнликини әскәрткән иди. Шуңа у, илһам тохти өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанға 2 йил толған мушу күнләрдә һәрқайси тәшкилатлардин вә демократийә яқилиғучи дөләтләрдин илһам тохтиниң қоюветилишини тәләп қилишни қәтийлик билән давам қилдурушни тәләп қилди. У мундақ деди :
“униң һөрлүкини тәләп қилишни қәтий давамлаштуруш керәк. Бу мениң бирдин-бир тәкитләйдиғиним. Илһам тохти хитайда кишилик һоқуқни қоғдайдиған вә һөрмәт қилидиған сиясәтләрни турғузушта кәм болса болмайдиған бир шәхс. Шуңа илһам тохти вә униңға охшаш кишиләр болмай туруп, шинҗаңда уйғурларниң һоқуқини қолға кәлтүрүштә бир нәтиҗигә еришиш мумкин әмәс. Шуңа хитайдики кишилик һоқуққа көңүл бөлидиған һөкүмәтләр һәммиси илһам тохтиниң адвокатлиқини қилиши керәк.”
Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмити әгәр илһам тохти мәсилисидики хаталиқини тонуған тәқдирдә, буниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң өзи үчүн яхши болидиғанлиқини билдүрди. У шундақла америка һөкүмитидин илһам тохтиниң әркинлики үчүн техиму көп күч чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.