Илһам тохтиниң тәқиб астидики һаяти (1)

Мухбиримиз меһрибан
2016.09.22
ilham-toxti-sot-hokum.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай соти тәрипидин “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2014-Йили 23-сентәбир, үрүмчи.
CCTV

23-Сентәбир күни уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн даириләр тәрипидин ‛миллий қутратқулуқ вә бөлгүнчилик‚ билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң икки йил толған хатирә күн. 2014-Йил 15-январ илһам тохти вә униң 7 нәпәр оқуғучиси тутқун қилинип, шу йили 23-сентәбир хитай даирилири илһам тохти әпәндини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғандин буян хәлқарада хитай даирилиридин илһам тохтини вә униң оқуғучилирини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш вә уни һәр хил кишилик һоқуқ мукапатлириға көрситиш һәрикити давамлашмақта.

Илһам тохти әпәнди хитай дөлити ичидә туруп, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ашкара тәнқид қилған вә уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилип кәлгән бирдин бир уйғур зиялийси. Әмма у һәр қетим әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилғинида, өзиниң хитай даирилириниң агаһландуруши һәтта дөләт аманлиқи сақчилириниң назарити астида зияритимизни қобул қилған болуп, у илгири радиомизға уйғурларниң авазини дуняға аңлитиш үчүн өзиниң һәрқандақ бәдәл төләшкә тәйяр икәнликини билдүргән иди. Радийомиз уйғур бөлүми бу қетим илһам әпәнди билән илгири өткүзүлгән сөһбәтләрдин, униң тәқиб астидики һаяти һәққидики телефон хатирилирини рәтләп аңлиғучилиримизға сундуқ.

“мениң қиливатқиним илмий йол билән, тинч йол билән, қәләм арқилиқ, сияһ арқилиқ, дипломатик йоллар арқилиқ уйғурларниң кишилик һоқуқи, қанун һоқуқи вә аптономийә һоқуқини тәләп қилиш. Ундин башқа мән уйғурларниң баравәрликни тәләп қилдим, мәйли айрим инсан болсун, мәйли мәдәнийәт вә дин болсун, уйғурумниң мушу җәһәттики баравәрликини тәләп қилип кәлдим. Җуңго һөкүмитидин һәққанийәтни тәләп қилдим. Мән һәрқандақ зораван гуруппиға қатнашқиним йоқ. Мән җуңгода бир тәшкилатму қурмидим, лекин әтрапимда мени қоллайдиғанлар авуди.Әмма җуңго һөкүмити буниңдин яман ғәрәздә пайдиланса болмайду. Һазир әтрап бәк җиддий. Нәччә күн болди мәхсус 24 саәт сақчи машиниси, ундин башқа дөләт бихәтәрликиниң адәмлири бир минутму йенимдин айрилмай йүрүватиду. Һәтта халаға кирсәмму шундақ. Назарәтчилик бәк күчлүк һазир. Йеқиндин буян әтраптики балиларға бир-бирләп мәйли хәнзу достлар болсун, мәйли уйғур достлар болсун, аваричилик авуватиду. Мән қарисам буларда (бу һөкүмәттә)маңа нисбәтән бир хил яман нийәт болуши мумкин.Кейин яхши күнниң ямини кәп қалса дәп гәп сизгә сөз қалдурушни зөрүр дәп билдим.”

Юқириқилар илһам тохти әпәндиниң 2014-йили 15-январ қолға елиништин йерим йил илгири йәни 2013-йили 7-айниң 24-күни бейҗиң вақти түн ниспий, вашингтон вақти чүш мәзгилидә радиомиз уйғур бөлүмигә телефон қилип, өзигә һәр вақит тутқун қилиниш һәтта өлүм хәвпи келиши мумкинлики һәққидә радиомиз уйғур бөлүмигә қалдурған сөзлири.

Әйни чағда илһам тохти әпәнди радиомиз уйғур бөлүмигә қилған сөзидә, өзиниң шу күни радиомизға қилған мәзкур баянатини йәнә бейҗиңдики достлири вә әркин асия радиосидин башқа бирқанчә хәлқара таратқулар мухбириға әвәткәнликини билдүрүп, шу күни оттурида елип берилған сөһбәтниң толуқ мәзмунини таки у хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин қарилинип қолға елиниш, намәлум кишиләр тәрипидин қәсткә учраш һәтта йүз бериш еһтимали болған өлүм хәвпигә йолуққанға қәдәр елан қилмаслиқни һавалә қилған иди.

Илһам тохти әпәндиниң радиомизға һавалә қилған мәзкур баянати, 2014-йили 15-январ илһам тохти әпәнди хитай сақчилири тәрипидин бейҗиңдики өйидин тутқун қилинип икки һәптидин кейин, йәни 2014-йил 31-январ күни әркин асия радиосиниң уйғурчә сәһиписидә берилди. Мәзкур сөһбәтниң тәпсилати шу йили 2-феврал күни йәнә инглизчиға толуқ тәрҗимә қилинип, әркин асия радиосиниң инглизчә бети арқилиқ пүтүн дуняға тарқитилди.

Илһам тохти тохти әпәнди илгири радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилғанда, өзиниң уйғур мәсилиси һәққидә хитай һөкүмәт даирилиригә сунған тәклип-пикирлири, мақалилири вә уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилип сөзлигән нутуқлири сәвәбидин 1994-йилидин башлапла даириләрниң тәкшүрүшигә вә зиянкәшликигә учриғанлиқини билдүргән иди.

Илһам әпәндиниң билдүрүшичә, у 1969-йили атушта туғулған, 1985-йили әла нәтиҗә билән бейҗиң мәркизи милләтләр институтиға қобул қилинған. Оқуш пүттүргәндин кейин бу мәктәпниң оқутқучилиқиға тәйинләнгән вә өзиниң уйғурлар вәзийити вә уйғур дияриниң иқтисадий әһвали һәққидики тәтқиқат-мақалилири билән азсанлиқ милләт тәтқиқатчиси болуп тонулған. Әмма илһам тохти әпәнди өзи елан қилған мақалилиридә хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур сияситигә аит сәзгүр мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқи сәвәбидин, мәктәп даирилири 1999-йилидин 2003-йилиғичә уни мунбәрдә дәрс өтүштин чәкләнгән, 1999-йилдин буян х һөкүмәт даирилири униңға агаһландуруш берип, униң мәтбуатларда илмий-мақалә вә башқа әсәрләрни елан қилишини чәклигән. Бу сәвәбтин илһам тохти әпәнди уйғурларниң иқтисад, җәмийәт вә тәрәққият қатарлиқ җәһәтләрдә дуч кәлгән мәсилиләрни хитайларға вә дуняға тонуштуруш мәқситидә 2005-йили хитайчә йезиқтики уйғур биз тори (uyghurbiz.net) Ни қуруп чиққан. Хитай һөкүмәт мәтбуатлирида нәшр қилиш чәкләнгән, уйғур мәсилиси һәққидики мақалә-әсәрләрни мәзкур тор бекитидә елан қилиш арқилиқ, уйғурлар билән хитайлар арисидики диалог вә чүшинишни илгири сүрмәкчи болған. Әмма бу тор 2005-йили қурулғандин таки 2014-йили илһам тохти әпәнди қолға елинғанға қәдәр қәрәллик һалда көп қетим тақиветилгән вә хитай дөлити ичидә туруп мәзкур тор бекитидә әсәр елан қилғанлар һәр хил аваричиликләр һәтта қолға елиниш қисмәтлиригә учриған.

Илһам тохти әпәнди 2008-йили олимпик мәзгилидә радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини тунҗи қетим қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур сиясити вә әйни чағдики уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән әмәлдарлири ваң лечүән, нур бәкри қатарлиқларни ашкара тәнқидлигәндин кейин, даириләрниң илһам тохтиға қаратқан назарити техиму күчәйтилгән. Болупму 2009-йили 7-айда үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәсидин кейин илһам тохти әпәндиниң даириләр тәрипидин тутқун қилиниш вә назарәт астиға елиниш қетим сани барғанчә көпәйгән.

2009-Йили “5-июл үрүмчи вәқәси”дин кейин, 7-айниң ахири илһам тохти әпәнди бейҗиңдики өйидин тутқун қилинип, шу йили 8-айниң оттурилири қоюп берилгәндин кейин, радиомиз зияритини қобул қилип, дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлириниң уни бир айдин буян тутқун қилип сорақ қилғанлиқини билдүргән иди. У йәнә шу йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, 200 дин артуқ уйғур тор бекәтлири тақилип, “диярим”, “шәбнәм” вә “уйғурбиз” қатарлиқ тор бекәт саһиблири вә тор язарлири тутқун қилинғандин кейин, бейҗиңдики дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилириниң уни “чай ичиш” кә тәклип қилип, кечә-кечә ухлатмай сорақ қилиши адәттики ишқа айлинип қалғанлиқини билдүргән иди.

Әмма илһам тохти әпәнди бу мәзгилләрдә өзигә кәлгән һәр хил тәһдит-бесим агаһландурушларға қаримай, әркин асия уйғур бөлүми қатарлиқ хәлқара таратқуларниң зияритини көп қетим қобул қилип, хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном район даирилиридин “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң йүз бериш сәвәбини инчикә тәкшүрүш, уйғурларға қаритилған миллий сиясәтни қайта қарап чиқиш, “5-июл вәқәси”ниң йүз бериш сәвәбини уйғурчә тор бекәтлири вә тор башқурғучи тор язарлириға артип қоймаслиқ, “5-июл үрүмчи вәқәси” мәзгилидә вә шу йили 3-сентәбир вә 7-сентәбир күнлири үрүмчидә йүз бәргән бир қисим хитай пуқралириниң наразилиқ намайиши мәзгилидә, хитайларниң уйғурларға қаратқан зораванлиқ һуҗумлириниму сүрүштүрүш, болупму уйғур аптоном районидики мунасивәтлик һөкүмәт әмәлдарлириниң мәсулийитини сүрүштүрүш қатарлиқларни тәләп қилған шуниңдәк әйни чағдики уйғур вәзийитигә хәлқараниң җиддий диққәт қилишини мураҗиәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.