Илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш һәққидики чақириқ вә паалийәтләр (1)

Мухбиримиз меһрибан
2016.09.29
ilham-toxti-tohti-kamera.jpg Сүрәттә, илһам тохти лексийә сөзләватқан синипқа камера орнитип қоюлғанлиқи көрситилгән. 2010-Йили 12-июн, бейҗиң.
AFP

2014-Йили 15-январ чаршәнбә күни илһам тохти вә униң оқуғучилириниң сақчилар тәрипидин тутқун қилинғанлиқи һәққидики учурлар тарқалғандин кейин шу һәптидин башлап, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлириниң хитай һөкүмитидин илһам тохти әпәндиниң әһвали һәққидә җаваб беришни тәләп қилған мураҗиәтлири арқа-арқидин елан қилинди. Фәйсбок, твитер, үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқулардиму хитай ичи сиртидики зиялийларниң илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш һәққидә кәң көләмлик имза топлаш паалийити елип берилғанлиқи әйни чағдики хәлқара таратқуларниң асаслиқ хәвәр нишани болди.

Илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин һәптиси дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, америкидики “пуқралар күчи” қатарлиқ чәтәлләрдики хитай демократлири тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, чеграсиз мухбирлар тәшкилати, қатарлиқ хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин башқа, америка дөләт ишлири министирлиқи, явропа иттипақи қатарлиқ бир қисим ғәрб дөләт һөкүмәтлири вә хәлқара тәшкилатларму арқа-арқидин баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин илһам тохтиниң қоюп берилишини тәләп қилди.

Әйни чағда хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори николас бикулин өз сөзидә, хитай һөкүмитиниң илһам тохтини шәртсиз қоюп бериши керәкликини тәкитләп, илһам тохтиниң тутқун қилиниши уйғур вәзийитини җиддийләштүрүветидиғанлиқини билдүргән.

Николас бикулин мундақ дегән: “илһам тохтиниң қолға елиниши мундақчә ейтқанда, хитай һөкүмитиниң районда елип бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини вә террорлуққа қарши урушни суйиистемал қилип, райондики террор тәһдитини көптүрүвәткинини қобул қилғанға баравәр. Тинчлиқ йоли билән пикир қиливатқан академик илһам тохтиниң қолға елиниши хитай һөкүмитиниң уйғурларға адил сиясәт йүргүзмәйватқанлиқини көрситип бериштин башқа ишқа яримайду”

Николас бикулин сөзидә йәнә әскәртип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити уйғур елидики һәрикәтләрниң йәр асти һәрикитигә айлинишини, радикаллишишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини алаһидә әскәрткән.

2014-Йили 15-январ чаршәнбә күни илһам тохти тутқун қилинип әтиси йәни 16-январ пәйшәнбә күни америка дөләт ишлар министирлиқи баянат берип, уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң қоюп берилишини тәләп қилған. Мәзкур баянатта “илһам тохтиниң тутқун қилиниши тинчлиқ билән тәнқид қилғучиларни бастурушниң бир еқимға айланғанлиқидин бешарәт бериду” дейилгән.

Әйни чағда америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси җейн саки йәнә, америка илһам тохтиниң тутқун қилинишидин “чоңқур әндишә” қилидиғанлиқини билдүрүп, “биз хитай даирилирини илһам тохти әпәнди вә униң оқуғучилириниң қәйәрдә икәнликидин дәрһал учур беришкә, хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ мәсулийитигә асасән, илһам тохти әпәнди вә униң оқуғучилирини қоғдашқа, уларниң әркинликигә капаләтлик қилишқа чақиримиз,” дегән.

2014-Йили 17-январ җүмә күни йәнә явропа иттипақиму илһам тохтиниң тутқун қилинишиға инкас билдүргән. явропа иттипақниң бейҗиңда турушлуқ вәкили маркус әдерер шу күни елан қилған баянатида, хитай һөкүмитидин илһам тохтиниң немә үчүн тутқун қилинғанлиқи вә қәйәрдә икәнликигә чүшәнчә беришни тәләп қилған. У: “мән даириләрни униңға қанун бойичә муамилә қилишқа, униңға қаритилған әйибләшни испатлашқа, униң қәйәрдә икәнликини аилисигә билдүрүшкә чақиримән, дәп көрситип, әгәр буниңға испат болмиса, у қоюп берилиши керәк,” деди

Әйни чағда хитай ичи вә сиртидики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә бир түркүм зиялийларму өзлүкидин тәшкиллинип, хитай һөкүмитидин илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилидиған имза топлаш паалийити елип барди.

17-январ күни “сәнюй” намлиқ тор бекитидә бейҗиңдики атақлиқ хитай өктичи зиялийлиридин сахароф әркинлик мукапати саһиби ху җя, хитай язғучиси ваң лишуң вә тибәт аял язғучиси воесер қатарлиқларниң башчилиқида бирләшмә имза қоюп илһам тохтини қоюп бериш һәрикити башланған иди. Бирләшмә баянатқа имза қойғанлар арисида хитай ичи-сиртидики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин башқа йәнә җәмийәт әрбаблири, мустәқил тәтқиқатчи, язғучи, тәһрир, инженер, оқутқучи-оқуғучи, мухбир, аилә аяллири, әрздарлар қатарлиқ җәмийәтниң һәр саһә кишилири бар болуп, 30-январ пәйшәнбә күни вашингтон вақти чүш саәт 12 гичә очуқ хәткә 40 тин артуқ дөләттин имза қойғанлар сани 1707 нәпәргә йәткән.

Хәткә имза қойғучиларниң зор көпчилики өз имзасида даириләрдин илһам тохти әпәндини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиштики сәвәблириниму изаһат шәклидә язған. Хитай зиялийлири илһам тохтиниң “хитайлар билән уйғурлар арисидики достлуқ алақисини илгири сүрүп, шинҗаң мәсилисини һәл қилишниң асаслиқ үмидини һөкүмәтниң хата шинҗаң сияситини өзгәртишкә йүклигәнлики, даириләрниң шинҗаңда йүргүзүватқан сияситини тәнқид қилип, ислаһат қилиш тәклиплирини бәргәнлики шуниңдәк уйғурларниң уни милләтниң ғәйрәтлик баянатчиси дәп қарайдиғанлиқи” қатарлиқларни илгири сүргән.

Америкидики хитай демократлиридин обзорчи чен покуң әпәнди имзасида“уйғур хәлқиниң паҗиәси демәк, хитай миллитиниң паҗиәси” дәп язған.

Әйни чағда имза атқанлардин бейҗиңдики тәһрир ли чавяң әпәнди хитайдики сиясий түзүлмини тәнқидләп, “мутләқ һаким мутләқлиқ астида яшаватқан хән, уйғур, тибәт милләтлириниң һәммиси зиянкәшликкә учриғучилар, пәқәт бир партийилик һаким мутләқлиқ түзүм аяғлашқандила андин милләтләр мәсилиси һәл болиду” дегән сөзләрни язған.

Әйни чағда хитайниң лявниң өлкиси шеняң шәһиридин имза қойған бир әрздар мундақ язған: “илһамниң етиветәй десә қорали яки зәмбирики йоқ, униңда бари пәқәт бир еғиз, у пәқәт бирнәччә еғиз сөз қилди халас! сөзлигәнму җинайәтму?”

Әйни чағдики имза топлашқа қатнашқанлар арисида чәтәлләрдики хитайға қарши паалийәт елип бериватқан уйғур өктичилири, муһаҗирәттә яшаватқан уйғур зиялиридин башқа йәнә хитай дөлити ичидә яшаватқан уйғур зиялийлириму бар болуп, қәшқәрдики уйғур оқутқучи абдулла дегән исимда имза қойған бирәйлән илһам тохти һәққидә мундақ язған, “илһам тохти баштин-аяқ шинҗаң мустәқиллиқи вә һәрқандақ зорлуқ қилмишини рәт қилип кәлди, актиплиқ билән уйғур миллити вә хән миллити оттурисида достанә чүшиниш һасил қилишқа тиришти. У шинҗаң мәсилисини һәл қилиш үмидини хитай һөкүмитиниң шинҗаң сияситидики хаталиқлирини түзитишигә бағлиди. У уйғур миллити билән хән миллити оттурисида көврүклүк ролини ойниған қиммәтлик шәхс, мән даириләрниң илһам әпәндини дәрһал қоюп беришини тәләп қилимән. Улар кишиләрни қайил қиларлиқ пакитлар йоқ шараитта, кишилик сөз әркинликини боғмаслиқи керәк”

Сахороф әркинлик мукапат саһиби ху җя 2014-йили 17-январ күни елан қилинған илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш һәққидики имзалиқ хәттә язған чақириқида мундақ дегән: “илһам тохти маңа нисбәтән ака йоллуқ, мән һөрмәтләйдиған шәхс. У уйғур өз миллитиниң авазини аңлатқучи қәһриман. Дөлитимиздә пикир әркинлики чәклиниватқан шараитта, көкрәк керип оттуриға чиқип пуқраларниң пикир әркинликини қоғдиғучи.”

Илһам тохти әпәнди хитай даирилири тәрипидин “дөләтни парчилаш вә миллий бөлгүнчилик” билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғиниға икки йил болған бүгүнки күндә, ху җиа әпәнди йәнә радиомиз зияритини қобул қилип, әйни чағда елип берилған имза топлаш паалийитигә хитай ичи сиртидин шу қәдәр көп зиялийларниң аваз қошқанлиқидики сәвәб һәққидә тохталди.

Ху җиа мундақ деди: “илһам тохти өз авази вә қәлимигә тайинип, тинчлиқ йоли билән, хитай ичидә туруп уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилишқа җүрәт қилған уйғур зиялийси иди. Униңдики бу хил пидакарлиқ роһ вә җасарәт, шундақла униң хитай һөкүмити вә бу дөләттики уйғур мәсилини чүшиниши вә уйғур мәсилисини қандақ һәл қилиш һәққидики пикирлири толиму қиммәтлик иди. Илһам тохти өз ғайисини әмәлгә ашуруш йолидики тиришчанлиқи вә җасарити билән маңа охшаш нурғунлиған хитай зиялийлирини қайил қилған вә тәсирләндүргән уйғур сәрхили! әмма һазирқи һөкүмәт униң йоллуқ пикри вә қарашлириға қулақ салмайла қалмастин, хәлқара җәмийәтниң илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш һәққидики чақириқлириға қулақ салмастин, уни әң еғир җаза йәни ‛муддәтсиз қамаққа һөкүм қилиш‚ билән җазалиди. Һәққанийәт туйғуси болған һәрқандақ бир адәм бу хил адаләтсизликкә сүкүт қилмайду әлвәттә. Шуңа әйни чағдики имза топлаш паалийитигә қатнашқанларниң шу қәдәр көп болуши тәбиий иди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.