Илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш тәләп қилинған чақириқ вә паалийәтләр (2)

Мухбиримиз меһрибан
2016.09.30
Ilham-toxti-saxarof-mukapati.jpg Явропа парламентида илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрситиш йиғини ечилған. 2016-Йили 26-май.
unpo.org


2014 - Йили 15 - январ илһам тохти вә униң оқуғучилири тутқун қилғандин кейин, хәлқарада хитай һөкүмитидин илһам тохти вә униң оқуғучилириниң из - дерикини қилиш, вә уларни шәртсиз қоюп бериш паалийити башланди. Гәрчә хитай даирилири хәлқараниң виҗдан мәһбуси илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш чақириқиға пәрва қилмай, шу йили 9 - айниң 23 - күни илһам тохтиға “милли қутратқулуқ вә бөлгүнчилик билән шуғулланди” дегән җинайәтни артип, уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған болсиму, әмма икки йилдин буян хәлқарада илһам тохтиға әркинлик бериш тәлипи барғанчә күчәйди. Хитай түрмисидә җаза муддити өтәватқан илһам тохти “қәлимигә тайинип өз миллитиниң қануний һәқлирини ашкарә тәләп қилған қәһриман” дәп тәриплинип, хәлқарадики нопузлуқ органлар тәсис қилған кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситилди вә еришти. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтики программисиниң давамида болсун.

2014 - Йили йеңи йил кириши билән йүз бәргән “15 - январ илһам тохти вә оқуғучилири тутқун қилиниш вәқәси” әйни чағда хәлқарада ғулғула пәйда қилған зор вәқәләрниң биригә айланған иди.

Хитай даирилириниң өз миллитиниң қануний һәқлирини ашкарә тәләп қилған бир зиялиғиму “милли қутратқулуқни улғайтип, хитай дөлитини парчилашқа урунди” дегәндәк еғир җинайәтләрни артип, 2014 - йили 23 - сентәбир илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши, шундақла шу йили 9 - айда униң үстидин сот һөкүми чиққанға қәдәр илһам тохтиниң аилиси вә уруқ - туғқанлири билән көрүштүрүлмәй, түрмидә еғир қийин қистаққа елинғанлиқи, адвукатларниң нормал қануний тәртип бойичә илһам тохтини ақлишиға рухсәт қилинмаслиқи, униң бейҗиңда икки нарәсидә балиси билән еғир иқтисадий қийинчилиқ ичидә турмуш кәчүрүватқан аяли гүзәлнур вә юрти атуштики уруқ - туғқанлириниң давамлиқ тәқиб астиға елиниши қатарлиқ әһваллар икки йилдин буян қаттиқ әйибләшкә учрап, хәлқара таратқуларниң муһим нуқтисиға айланди.

2014 - Йили илһам тохти әпәнди тутқун қилинған дәсләпки мәзгилләрдә радиомиз уйғур бөлүми вә хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилиш имканийитигә игә болған гүзәлнур ханим, вә илһам тохтиниң адвукатлиридин ли фаңпиң вә лю шавйүән әпәндиләр илһам тохтиниң түрмидә учриған қийин - қистақ вә бу аилә учраватқан бесимларни дуняға аңлатқан иди.

Бу икки йилдин буян хәлқарада хитай даирилиридин илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш паалийәтлири елип берилиш билән биллә илһам тохти әпәнди йәнә “өз хәлқи болған уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлрини тәләп қилиш йолида пидакарлиқ көрсәткән қәһриман, уйғур сәрхили” дәп тәриплинип, хәлқарадики нопузлуқ органлар тәсис қилған кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситилди вә еришти.

Илһам тохти әпәнди тутқун қилинип 3 айдин кейин йәни 2014 - йили 3 - айниң 31 - күни униң америка қәләмкәшләр мәркизиниң “бар - бара голдсимис әркинлик мукапати”ға еришкәнлики елан қилинди. Мәзкур мукапат 1989 - йили тәсис қилинған вә һәр қайси әллиридики сөз - пикир әркинлики үчүн күрәш қилған 42 язғучиға берилгән иди.Шу йили 5 - май күни илһам тохтиниң америкиниң индиана университетида оқуватқан қизи җәвһәр дадисиға вакалитән нюйорк шәһиридә өткүзүлгән мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишип, хәлқара җәмийәтниң дадиси илһам тохтиниң әркинлики үчүн елип барған паалийәтлиригә рәхмәт ейтиш билән биллә хитай һөкүмитидин дадиси илһам тохти үчүн әркинлик тәләп қилди.

2014 - Йили б д т мәдәнийәт, илим - пән вә маарип тәшкилати тәрипидин “исмаил гаспирали йили” дәп елан қилиниш мунасивити билән, түрк дуняси журналистлар җәмийити тәрипидин тәсис қилинған “исмаил гаспирали хәлқаралиқ инсан һәқлири вә зурналистлар мукапати”, шу йили 31 - өктәбир күни мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинди.

Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур бейҗиңда хитай һөкүмитиниң тәқип қилиши астида туруватқини үчүн, униң америкида оқуватқан қизи җәвһәр түркийигә берип дадиси үчүн берилгән мукапатни тапшурувелишқа тәклип қилинди. Әмма илһам тохтиниң қизи җәвһәр вә аяли гүзәлнурлар түрлүк сәвәбләр түпәйлидин түркийигә берип мурасимға қатнишиш имканийити болмиғини үчүн, радиомиз арқилиқ 300 милйон түрк дунясиға өзлириниң миннәтдарлиқини билдүрди.

2016 - Йили 27 - април күни илһам тохти әпәнди йәнә 1991 - йили вапат болған мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси мартин әнналист намиға тәсис қилинған “мартин әнналист кишилик һоқуқ мукапати”ға намзат қилип көрситилди. Ахирқи таллаш арқилиқ, бу йил 7 - ай мәзгилидә илһам тохти әпәндиниң 2016 - йили 11 - өктәбир күни шветсарийиниң җәнвә шәһридә өткүзүлидиған мәзкур мукапатқа еришидиған ахирқи 4 намзатниң бири болуп талланғанлиқи елан қилинди.

Илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин кейин, америкидики хитай демократлиридин сав яшүй ханим вә индиана университетиниң тибәтшунас професори еллот сперлиң әпәндиләрниң тәшәббуси билән илһам тохти әпәндини “сахароф әркинлик мукапати”ға көрситиш паалийити башланған.  2016 - Йили әнвәрҗан әпәндиниң бивастә тәшкиллиши билән германийидә “илһам тохти гурупписи” қурулуп, явропа бирликидин илһам тохтини “сахароф әркинлик мукапати”ға рәсми намзат қилип көрситиш тәләп қилинди. Илһам тохти әпәнди хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғиниға икки йил толған мәзгилдә йәни 51 - сентәбир явропа парламентиниң қарариға бинаән түркийәлик журналист җан дүндар, украинадики татар сиясийон мустафа җәмилев вә йәзиди кишилик һоқуқ паалийәтчиси надийә мурад қатарлиқлар билән бирликтә илһам тохтиниңму сахароф мукапатиға намзат қилип талланғанлиқи җакарланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.