Германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар хитай консулханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.10.01
germaniye-xitay-konsuli-namayish.JPG Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 65 йиллиқини уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши билән хатирилиди. 2014-Йили 1-өктәбир, мюнхен.
RFA/Erkin Tarim

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 65 йиллиқини, муһаҗирәттики уйғурлар өз дөләтлиридики хитай әлчиханилири алдида наразилиқ намайиши билән хатирилиди.

10-Айниң 1-күни германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайишқа, мюнхен шәһиридә яшаватқан уйғурлардин 100 дин артуқ киши қатнашти.

Хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайишта, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әнвәр җан әпәнди, үмид агаһи әпәнди вә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәндиләр қатнашти. Намайиш җәрянида әсқәр җан немисчә, пәрһат муһәммәд әпәнди болса уйғур тилида мухбирларға баянат бәрди. Пәрһат сөзидә 1-өктәбирни, уйғурлар бүгүн дуч келиватқан зулум вә балайиапәтләрниң башланғуч нуқтиси дәп көрсәткәндин кейин, 65 йилдин бери хитайниң уйғурларға қилған зулумини қисқичә баян қилип өтти. Әсқәрҗан болса нуқтилиқ һалда бүгүн хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан қирғинчилиқ сиясити вә инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисида тохталди.

Уйғурлар 20-әсирдә икки қетим мустәқиллиқ җакарлап, “шәрқи түркистан ислам җумһурийити” вә “шәрқи түркистан җумһурийити” намида икки дөләт қурған. 1944-Йили қурулған 2-қетимлиқ шәрқи түркистан җумһурийитиниң һакимийитигә, 1949-йили 10-айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин хатимә берилгән.

Бүгүн йәнә хитайниң дуняниң һәрқайси җайлиридики әлчиханилири алдида намайиш өткүзүлүп, хитайниң уйғур елидики мустәмликичиликигә наразилиқ билдүрүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.