“сахароф әркинлик мукапати” мәзгилидә илһам тохти аилисигә қаритилған назарәт күчәйтилди

Мухбиримиз меһрибан
2016.10.06
ilham-toxti-saxarof-mukapati-1.jpg Явропа парламенти илһам тохтиниң бу йиллиқ сахароф мукапатиға көрситилгән 3 намзатниң бири икәнликини елан қилди.
europarl.europa.eu

Уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилғини үчүн 2014-йили 23-сентәбир хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди 2016-йиллиқ “сахароф әркинлик мукапати” вә “мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати” ниң һәр иккисигә намзат қилип көрситилгән иди. Бу мукапатларниң ахирқи саһиби 11-өктәбир елан қилинмақчи. Бу мунасивәт билән 10-өктәбир күни, явропа парламентида “илһам тохти вә сахароф мукапати” темисида мәхсус муһакимә йиғиниму орунлаштурулған. Радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, даириләр 1-өктәбир хитай дөләт байримини баһанә қилип, бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қаратқан тәқибни күчәйткән. Уларниң қатарида илһам тохтиниң бейҗиңдики аяли гүзәлнур ханимға қаритилған назарәтму күчәйтилгән, даириләр йәнә гүзәлнур ханимни чәтәл мухбирлириниң телефон зияритини қобул қилмаслиққа агаһландурған.

10-Өктәбир күни, явропа парламентида парламент әзаси илһан күчүкниң риясәтчиликидә “илһам тохти вә сахароф мукапати” темисида бир муһакимә йиғини ечилидиған болуп, 11-өктәбир явропа парламентида өткүзүлидиған “сахароф әркинлик мукапатини тарқитиш мурасими” дин илгири өткүзүлгән бу йиғинни вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, илһам тохтини қоллаш гурупписи вә хитайда өзгириш тәшкилати һәмкарлишип уюштурған.

Мәзкур йиғинға америкидин қатнишидиған хитайда өзгириш тәшкилати мәсули сав яшө ханимниң билдүрүшичә, йиғинға илһам тохтиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәрму тәклип қилинған. Мәзкур йиғин илһам тохтиниң тинчлиқпәрвәр паалийәтлирини музакирә қилиш арқилиқ, униң немә үчүн бу мукапатни елишқа тегишлик киши икәнликини муәййәнләштүрүшни мәқсәт қилған.

Һалбуки, хәлқарада кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң уйғур зиялийси илһам тохти һәққидики паалийәтлири күчийиватқан бир мәзгилдә, хитай түрмисидә муддәтсиз қамақ җазасини өтәватқан илһам тохтиниң бейҗиңдики аилисигә қаритилған назарәт вә тәқиб қилишларниң барғанчә күчәйтиливатқанлиқи мәлум болди.

Бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җя қатарлиқларниң радийомизға билдүрүшичә, мәзкур йиғин мәзгилидә даириләрниң илһам тохтиниң бейҗиңдики аилисигә қаратқан бесими йәниму күчәйтилгән.

Сахароф әркинлик мукапатиниң 2008-йиллиқ саһиби, илһам тохтиниң йеқин ағинилиридин болған хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя әпәнди 5-өктәбир радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң 2 һәптә илгири йәни мусулманларниң қурбан һейти вә хитайларниң тавуз чағини мәзгилидә илһам тохтиниң бейҗиңдики аилисини йоқлап барғанлиқини, әмма 7 күнлүк өктәбир байрими мәзгилидә бейҗиңда кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қаритилған назарәт йәнә күчәйтилгәчкә, илһам тохтиниң аяли гүзәлнур вә униң икки оғлини йоқлашқа имканийити болмиғанлиқини билдүрди.

Ху җя әпәнди йәнә даириләрниң илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханимниң телефонини назарәт астиға алғанлиқини, униң һәрқандақ чәтәл мухбириниң зияритини қобул қилишини чәклигәнликини билдүрди.

Ху җя мундақ деди: “гүзәлнурниң телефони назарәт астида болғини үчүн, мән адәттә илһам тохтиниң аилисигә телефон қилмаймән. Шараитим яр бәргәндә униң өйигә берип, балиларни йоқлап келимән. Гүзәлнур ханимниң һәрқандақ паалийити әлвәттә назарәт астида. Билишимчә, даириләр гүзәлнур ханимни чәтәл мухбирлириниң телефон зияритини қобул қилмаслиққа агаһландурған болғачқа, гүзәлнур ханимға телефониңиз уланған һаләттиму, у телефониңизни алалмайду. Гүзәлнур ханим маңа сақчиларниң аварә қилишидин сақлиниш үчүн, йеқиндин буян тонумиған номурларни вә чәтәлдин кәлгән телефонларни җавабсиз қалдурушқа мәҗбур болғанлиқини ейтқан иди.”

Илһам тохтиниң америкидики қизи җәвһәрму радийомиз зияритини қобул қилғинида, бу йил киргәндин буян бейҗиңдики өгәй аписи гүзәлнур ханим вә икки инисиға телефон қилишниң қийинлашқанлиқи, телефониниң асан уланмайдиғанлиқи, бәзидә телефон уланған һаләттиму телефонда әкс сада аңлинидиғанлиқи, һәтта сөзлишип болмайла телефонниң үзүветилидиғанлиқи қатарлиқ әһвалларни билдүргән иди.

Бу йил сентәбирдә илһам тохти әпәнди явропа парламенти тәрипидин 2016-йиллиқ сахароф әркинлик мукапатиниң ахирқи 3 намзатиниң бири болуп талланған болуп, сахароф әркинлик мукапатиниң 2016-йиллиқ саһиби 11-өктәбир күни явропа парламентида елан қилиниду. 11-Өктәбир күни йәнә, шветсарийиниң җәнвә шәһиридә “мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати” ниң ахирқи намзати елан қилиниду. Илһам тохти әпәнди бу йил 27-апрел күни “мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати”ға көрситилгән ахирқи 4 намзатниң бири болуп талланған иди. 10-Өктәбир явропа парламентида өткүзүлидиған “илһам тохти вә сахароф мукапати” темисида бир муһакимә йиғинида доклат беришкә орунлаштурулған илһам тохтиниң қизи җәвһәр 11-өктәбир күни йәнә шветсарийиниң җәнвә шәһиридә өткүзүлидиған “мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати”ни тарқитиш мурасимиғиму тәклип қилинған болуп, нөвәттә җәвһәрниң мәзкур мурасимғиму қатнишидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.