Испанийәниң менурка арилида “илһам тохтиниң тәқдири вә уйғурлар дуч келиватқан зулум” намлиқ йиғин өткүзүлгән

Мухбиримиз меһрибан
2018.10.19
ilham-toxti-guruppisi-ezaliri.JPG “илһам тохти гурупписи” әзалири йиғиндин кейинки зияпәттә. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Ekrem

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәнди 19-өктәбир күни радийомизниң телефон зияритини қобул қилип, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәшәббуси вә тәшкиллишидә испанийәниң мәшһур саяһәт районлириниң бири болған менурка арилида өткүзүлүватқан “илһам тохтиниң тәқдири вә уйғурлар дуч келиватқан зулум” намлиқ йиғин һәққидә мәлумат бәрди.

Әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур паалийәттә илһам тохтиниң тәқдиригә нисбәтән хәлқара җәмийәтниң диққитини җәлп қилиш, хитай һөкүмитигә бесим ишлитиш шундақла уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики қийин вәзийәтни аңлитиш мәқсәт қилинған икән.
Мәлум болушичә, шу җай вақти җүмә күни кәч саәт 8 дин 10 ғичә давамлишидиған бу паалийәт хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң испанийә шөбисидики әзаси тим дияс әпәндиниң тәшәббуси вә күч чиқириши билән орунлаштурулған икән. Шу күнидики паалийәткә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң менурка арилидики шөбисиниң мәсули марко гаранса әпәнди риясәтчилик қилған.

Паалийәттә әнвәрҗан әпәнди илһам тохти вә униң аилисидикиләрниң һазирқи әһвали вә нөвәттә бир милйондин артуқ уйғурниң җаз лагерлириға қамалғанлиқидәк еғир вәзийәт һәққидә доклат бәргән. Шундин кейин илһам тохти һәққидә тәйярланған 20 минутлуқ һөҗҗәтлик филим көрситилип, йиғин қатнашчилири илһам тохти һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға игә қилинған.

Бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчиләрдин хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң испанийә шөбисидики әзаси тим дияс әпәнди зияритимизни қобул қилип, мунуларни билдүрди: “мән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бир әзаси болуш сүпитим билән әтрапимдики достлиримға даим илһам тохти вә уйғурлар вәзийити һәққидә мәлумат аңлитишқа тиришиватимән. Нәччә йилдин буян бу һәқтә издиниватимән. Бүгүнки паалийәттиму илһам тохти вә уйғурлар вәзийити аңлитилмақчи. Биз мушундақ паалийәтләр арқилиқ кишиләргә у йәрдә немә ишларниң йүз бериватқанлиқини, хитай түрмисидики илһам тохти вә бултурдин башлап хитай даирилири тәрипидин түркүм-түркүмләп җаза лагерлириға қамиливатқан уйғурларниң риял вәзийитини аңлитишқа тиришип келиватимиз. Бәлким һазир бу хил җаза лагерлириға қамиливатқан уйғурлар техиму көп болуши мумкин, бу бәкла ечинишлиқ әһвал. Бүгүнки паалийәткә ‛илһам тохтини қоллаш гурупписи‚ дин әнвәрҗан әпәнди вә илгири тайланд вә хоңкоңда дипломат болуп турған хитай ишлири мутәхәссиси хуан мануел әпәндиләрни доклат беришкә тәклип қилдуқ. Уйғурлар учраватқан бу хил вәзийәткә сүкүт қилмаслиқимиз керәк дәп ойлаймән.”

Мәзкур паалийәттә доклат беришкә тәклип қилинған профессор хуан мануел әпәндиму зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “шундақ, мән хитайниң ‛бир йол бир бәлвағ‚ истратегийиси вә уйғурлар вәзийити һәққидә доклат бәрдим. Чүнки хитай һөкүмити ‛шинҗаң‚ дәп атаватқан бу җай, йәни уйғурлар яшаватқан бу земин хитай үчүн муһим истратегийилик әһмийәткә игә бир җай. Мениң билишимчә, хитай һөкүмити шинҗаңда һазир қаттиқ контроллуқ вә бастуруш сиясити йүргүзүватиду. Әмма хитай һөкүмити бу хил қаттиқ бастуруш арқилиқ бу җайни һәқиқий контрол қилиш мәқситигә йетәлмәйду. Бу җайдики уйғурлар хитайниң ‛йеңи йипәк йоли‚ истратегийәсиниң қурбаниға айланмақта. Хитай өзиниң кеңәймичилик сияситини әмәлгә ашуруш үчүн бу җайдики уйғурларға қарита инсан ишәнгүсиз дәриҗидики бастуруш сияситини йүргүзмәктә. Бу бәк ечинишлиқ әһвал, мән пүткүл уйғурларға бу зулумдин қутулуш үчүн мәдәт тиләймән!”

Мәлум болушичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң испанийә шөбиси бирқанчә йилдин буян илһам тохти вә уйғурлар вәзийитини тонуштуруш паалийәтлирини бир қанчә қетим елип барған икән. Улар бултурму испанийәниң йәнә бир саяһәт орни болған малорка арилида илһам тохти һәққидә мәхсус доклат йиғини өткүзгән икән. Әйни чағдики паалийәткиму хәлқарада илһам тохти мәсилиси вә уйғурлар темиси бойичә издиниватқан бир түркүм тәтқиқатчилар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири қатнашқан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.