Илһам тохти әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәт хатирилири (3)

Мухбиримиз меһрибан
2015.11.02
ilham-toxti-sot-hokum.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай соти тәрипидин “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2014-Йили 23-сентәбир, үрүмчи.
CCTV

Илһам әпәндиниң даириләрниң мухбир ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнликигә наразилиқ баянати

Хитай даирилири уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилған уйғур зиялийси илһам тохтини 2014-йил 15 январ тутқун қилғандин кейин, чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлириниң илһам тохтини шәртсиз қоюп бериш чақириқиға пәрва қилмай, илһам тохти әпәнди оттуриға қойған қарашларни аталмиш “җинайи пакитлар” дәп елан қилип, 2014-йили 23-сентәбир күни униңға “бөлгүнчилик вә қутратқулуқ қилиш” җинайити артип, уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Униң 2008-йилдин таки тутқун қилинғанға қәдәр хәлқара таратқуларға бәргән баянлири җүмлидин радиомиздики сөһбәтлиридә уйғур вәзийити вә хитайниң уйғурларға қаратқан сияситидики мәсилиләр оттуриға қоюлди.

Бүгүн диққитиңларға сунидиғинимиз, әйни йиллири илһам тохти билән өткүзүлгән сөһбәт хатирилириниң 3-қисми, йәни илһам әпәндиниң 2010-йили 7-айниң 23-күни уйғур аптоном район даирилири “шинҗаң иқтисад гезити” ниң мухбири ғәйрәт ниязға “дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән” дегән җинайәт артип, 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған күни радиомизға бәргән сөһбитиниң тәпсилати.

Уйғур аптоном районлуқ қанун органлири, 2010-йил 7-айниң 23-күни үрүмчидә сот ечип, 2009-йили 1-өктәбир “дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән” дегән җинайәт артилип тутқун қилинған, “шинҗаң иқтисад гезити” ниң мухбири ғәйрәт нияз делоси үстидин йепиқ сот ечип, униңға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилди. Әйни чағда бу хәвәр тунҗи болуп, илһам әпәндиниң саһиплиқидики уйғурбиз ториниң хәлқара мунбиридә дуняға ашкариланди. 23-Июл күни илһам әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, даириләр тәрипидин йепиқ һаләттә ечилған ғәйрәт нияз сотиниң әһвалини вә өзиниң бу сотқа болған баһасини баян қилған иди.

Әйни чағда зияритимизни қобул қилған илһам әпәнди 23-июл күни үрүмчидә ечилған сотниң йепиқ һаләттә елип берилғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини билдүрүп, сотқа пәқәт ғәйрәт ниязниң аяли вә биваситә уруқ-туғқанлирила қатнаштурулғанлиқини, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисидә ечилған сотниң тәпсилатиниң мәтбуатлардин йошурулғанлиқини, сот тәртипиниңму хәлқара сот қануни һәтта хитайниң өзидә бәлгиләнгән сот қаидилиригә хилап елип берилғанлиқини, ғәйрәт ниязға артилған җинайәтләрниң пакитсиз, чиқирилған һөкүмниңму еғир болуп кәткәнликини паш қилған вә өзи қатарлиқ бейҗиңдики бир түркүм зиялийлар вә адвокатларниң ғәйрәт нияз делоси үстидин наразилиқ әрзи сунуш үчүн тәйярлиниватқанлиқини, өзиниң һәм достлириниң һазир мушу ишлар үчүн адвокат билән параңлишиватқанлиқини билдүргән иди.

Мәлум болушичә 2010-йили 7-айниң 20-күни әтрапида, даириләр йәнә диярим тор бекитиниң саһиби дилшат пәрһат қатарлиқ бир қисим уйғур тор бекәт башқурғучилири үстидинму йепиқ сот ечип, бир һәптә ичидә 100 гә йеқин тор бекәт башқурғучилири вә тор язарлирини “5-июл үрүмчи вәқәсидә қутрақулуқ қилиш” җинайити билән әйибләп, улар үстидин һөкүм елан қилған.

Илһам әпәнди 2010-йил 23-июл вә униңдин кейинки бирқанчә қетимлиқ сөһбәтләрдә мәхсус уйғур тор бекәтлири вә тор башқурғучилириниң җазалиниш мәсилиси һәққидә тохтилип, даириләрниң “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң йүз бериш мәсулийитини уйғур тор башқурғучилириға вә тор язарлириға артип қоюшини “еғир мәсулийәтсизлик” дәп әйиблигән вә 2010-йили хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин уйғур аптоном райониға партком секретари қилип тәйинләнгән җаң чүншәндин күтидиған үмидлирини оттуриға қойған иди.

Юқириқи аваз улинишидин илһам әпәнди билән өткүзүлгән әйни чағдики сөһбәтләрниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.