Илһам тохтиға берилгән “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.12.11
waymar-mukapati-ilham-toxti-1.jpg (Оңдин) илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан, ваймар шәһириниң шәһәр башлиқи стефан вулф, ваймар мукапати бөлүми мәсули аннегрет никел, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрих делиюс, илһам тохти гурупписиниң мәсули, профессор мари холизман ханим. Әнвәрҗан “ваймарниң шәрәп қамуси” ға беғишлима язмақта. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә.
RFA/Ekrem
waymar-mukapati-ilham-toxti-1.jpg

(Оңдин) илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан, ваймар шәһириниң шәһәр башлиқи стефан вулф, ваймар мукапати бөлүми мәсули аннегрет никел, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрих делиюс, илһам тохти гурупписиниң мәсули, профессор мари холизман ханим. Әнвәрҗан “ваймарниң шәрәп қамуси” ға беғишлима язмақта. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-2.jpg

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрих делиюс “ваймарниң шәрәп қамуси” ға беғишлима язмақта. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-3.jpg

Илһам тохти гурупписиниң мәсули, фирансийәлик профессор мари холизман ханим “ваймарниң шәрәп қамуси” ға беғишлима язмақта. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-4.jpg

(Оңдин) германийә парламент әзаси, мәшһур сиясәтчи гундула гаузе ханим, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрих делиюс, илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан, ваймар шәһириниң шәһәр башлиқи стефан вулф, ваймар кишилик һоқуқ мукапати бөлүми мәсули аннегрет никел ханим. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-5.jpg

Ваймар шәһириниң шәһәр башлиқи стефан вулф әпәнди илһам тохтиға берилгән мукапат һәққидә нутуқ сөзлимәктә. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-6.jpg

Германийә парламент әзаси, мәшһур сиясәтчи гундула гаузе ханим нутуқ сөзлимәктә. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

waymar-mukapati-ilham-toxti-7.jpg

Ваймар кишилик һоқуқ мукапати бөлүми мәсули аннегрет никел ханим. 2017-Йили 10-декабир, ваймар, германийә. RFA/Ekrem

2017-Йиллиқ “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасими, бүгүн, йәни 12-айниң 10-күни германийәниң ваймар шәһиридә дағдуғилиқ өткүзүлди. Мурасимға ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң муһим әрбаблири вә хәлқара кишилик һоқуқ саһәсидики тонулған кишиләр қатнашти.

“дуня кишилик һоқуқ күни” гә тоғра кәлгән бу мурасим германийәниң түрингән штатидики “явропаниң мәдәнийәт шәһири” дәп аталған ваймар шәһириниң һөкүмәт бинасида өткүзүлди. Мурасимға ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң рәиси стефан вулф башчилиқидики һөкүмәт хадимлири, “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ишханисиниң мәсуллиридин доктор аннегрет никел, германийә парламентиниң әзалиридин гундула гаузе, маргаретта баузе вә йүзлигән һәр саһә кишилири иштирак қилди.

Мукапат тарқитиш мурасимға йәнә д у қ ниң рәиси долқун әйса башлиқидики 20 дин артуқ уйғур вәкилләр мюнхен, карлсрух, франкфурт қатарлиқ шәһәрләрдин келип қатнашти. Мурасимда “тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” дин улрих делиюс башлиқ бир бөләк хадимлар, “илһам тохти гурупписи” дин әнвәрҗан, профессор мари холизман, вә уйғур темисида китаб йезиш билән тонулған язғучи ингерд ханимларму бар иди.

Бу мурасим, бу йил 6-айниң 29-күни илһам тохтиға берилгән “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасими болуп, мурасим рәсмий башлиништин илгири мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштурулди.

Мукапат тарқитиш мурасим алди билән илһам тохтиниң түрмә һаятиға беғишланған тәсирлик музика билән башланди. Андин ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң баянатчиси улрих делман әпәнди сөз елип, “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң немә үчүн хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиға лайиқ көрүлгәнлики һәққидә изаһат берип өтти. А у сөзидә: “илһам тохти тинчлиқ йоли билән зулум астидики уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүш йолида көрсәткән хизмәтлири вә бу йолда төлигән бәдәллири үчүн бу мукапатқа лайиқ иди,” дегәнләрни тилға алди.

Мурасимда кишиләрдә чуңқур тәсир қалдурған бир иш шу болдики, германийә парламентиниң әзаси, мәшһур сиясәтчи гундула ханимниң илһам тохти һәққидә сөзлигән узун нутқи болди. Гундула ханим илһам тохти һәққидә у қәдәр чуңқур издәнгәнки, илһам тохтиниң шәхсий иқтисадиниң тоңлитилип, аилисиниң вәйран болғанлиқи вә аилисиниң һазирқи қийин һаяти, аилисидикиләрниң илһам тохти билән түрмигә берип көрүшәлмәйватқанлиқи, илһам тохтиниң тән саламәтликиниң барғансери начарлишиватқанлиқи қатарлиқларни наһайити инчикә тәсвирләп көрсәтти. У йәнә илһам тохтиниң әркин чағлирида хитайниң түрлүк тәһдитлиригә, қанчә қетимлап тутуп туруп тәкшүрүшлиригә писәнт қилмай, зулум астидики уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн күрәш қилишни давамлаштурғанлиқини әтраплиқ баян қилди.

Бу мурасимда “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан, профессор мари холизман ханимларму нутуқлар сөзләп, илһам тохтиниң һаяти һәққидә чүшәнчиләр бәрди вә ваймар шәһириниң бу мукапатни илһам тохтиға лайиқ көргәнликигә рәһмәт ейтти.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу мурасим һәққидә тохталғанда, бу мукапатниң ялғуз илһам тохтиғила әмәс, бәлки пүтүн уйғур миллитигә берилгән бир шәрәп икәнликини алаһидә әскәртти.

Хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” беришни тәвсийә қилғанлар “тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” билән “илһам тохти гурупписи” болуп, шәһәр башлиқи стефан волф әпәнди мукапат лоңқисини улрих делиюс вә әнвәрҗан әпәндиләргә тәқдим қилғанда зал ичидә гүлдүрас алқиш садалири яңриди.

Ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң баянатчиси улрих делман әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, “бу мукапатни илһам тохтиға берип тоғра қилғанлиқимиз испатланди,” деди.

У мунуларни тилға алди: “ваймар шәһәрлик һөкүмәт бу мукапатқа илһам тохтини намзат таллап наһайити тоғра қилған. Бүгүн бу йәрдә илһам тохти һәққидә болунған сөзләр, илһам тохтиниң түрмә һаяти, униң уйғурларниң әркинлики, кишилик һәқ-һоқуқи йолида қилған күрәшлири, хитайниң униңға қилған һәқсизлиқи бу мукапатниң униңға берилип тоғра қилинғанлиқини испатлиди. Бизгә бу мукапатни илһам тохтиға беришни сайә қилған ‛илһам тохти гурупписи‚ ға вә ‛тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати‚ ға рәһмитимни билдүримән.”

“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндигә микрофонимизни узатқинимизда, у өзиниң бүгүнки бу мурасимдин көп һаяҗанланғанлиқини әскәртти.

Германийә парламент әзаси маргаретта баузе ханимму зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бүгүн қалтис бир күн болди. Илһам тохти үчүнму, уйғур хәлқи үчүнму, уйғур хәлқиниң һәққаний дәвасини қоллаватқан кишиләр үчүнму һәмдә ‛тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати‚ вә ‛илһам тохти гурупписи‚ үчүнму қалтис күн болди. Биз хитай түрмисидики илһам тохтини дуняниң унутмиғанлиқини, унтумайдиғанлиқини, һәқсизлиқниң әйиблинип, һәққанийәтниң қоллашқа еришидиғанлиқини пүтүн аләмгә җакарлидуқ.”

Франкфуртта яшаватқан “шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизи” ниң рәиси, уйғур зиялийси күрәш атахан әпәндиму бүгүнки бу мәнзиридин бәкла тәсирләнгәнликини тилға алди.

Бүгүнки бу мурасимда уйғурларни һаяҗанға чөмдүридиған көплигән тәсирлик нутуқлар, паалийәтләр болуп өтти. Бу һәқтә кейинки программилиримизда давамлиқ тохтилимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.