Хәлқара инсан һәқлири күнидә илһам тохти йәнә сөз темиси болди

Мухбиримиз меһрибан
2016.12.13
Jewher-ilham-toxti-kishilik-hoquq-kuni.jpg Илһам тохтиниң қизи җәвһәрниң хәлқара инсан һәқлири күни фейсбукқа йоллиған рәсими. 2016-Йили 10-декабир.
Social Media

10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күнидә, уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғини үчүн хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур өктичиси илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш йәнә сөз темиси болди.

Иҗтимаий таратқулардин фейсбок, твитир қатарлиқларда хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә илһам тохтиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәрниң илһам тохтиға әркинлик тәләп қилған мураҗиәтлири елан қилинип, муназирә темиси болди.

Илһам тохтиниң дуняви тәсир қозғиған шәхс болуп тонулушиниң сәвәби һәққидә тохталған кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә уйғур зиялийлири илһам тохтиға баһа берип, илһам тохти өз миллитиниң қануний һәқлирини тәләп қилған бир зиялий болупла қалмастин, бәлки униң хитайдәк диктатор дөләттә әркин пикир қилишқа җүрәт қилиштәк қәйсәр роһи, уйғур давасиниң вә униң хәлқарада тонулушида алаһидә рол ойниғанлиқини билдүрүшти.

10-Декабир дуня кишилик һоқуқ күнидә илһам тохти қатарлиқ хитай түрмисидә йетиватқан виҗдан мәһбуслириға әркинлик тәләп қилиш чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири паалийәтлириниң асаслиқ тема мәзмуни болди.

Бу йил 10-декабир дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати елан қилған баянатида, хитай түрмисидә йетиватқан виҗдан мәһбуслиридин 2010-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапат саһиби лю шавбо әпәнди, бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти әпәнди қатарлиқларға әркинлик тәләп қилиш алаһидә тәкитләнди. 10-Декабир күни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң илһам тохтиниң америкида оқуватқан қизи җәвһәр илһамниң, дадисиға әркинлик тәләп қилип елан қилған чақириқи асасида ишләнгән һөҗҗәтлик филими мәзкур тәшкилатниң тор бекити вә фейсбок, ютуб, твитер қатарлиқ иҗтимаий тор бекәтлиридә тарқитилип муназирә қозғиди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүми директори софи речардсон ханим твитер торидики инкасида “10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күнидин ибарәт бундақ муһим бир күндә илһам тохтиға охшаш өз хәлқиниң қануний һәқлирини тинч йол билән тили вә нутуқлири арқилиқ тәләп қилғини үчүнла муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған бир шәхсни хатириләш, униңға әркинлик тәләп қилиш пәқәт хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңла чақириқи билән чәкләнмәслики керәк, илһам тохти, лю шавболарға охшаш виҗдан мәһбуслири үчүн адаләт тәләп қилиш һәққанийәт туйғуси бар һәрқандақ бир кишиниң инсаний бурчи!” дегән сөзләрни язди.

10-Декабир күни йәнә, чеграсиз мухбирлар тәшкилати, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити, америка қәләмкәшләр җәмийити, түркийә журналистлар җәмийити, илһам тохтини қутқузуш гурупписи қатарлиқ хәлқара җәмийәтләр вә дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирлики, уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқларму хәлқара кишилик һоқуқ күнини хатириләш мунасивити билән елан қилған баянат, чақириқлирида уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғини үчүн хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған виҗдан мәһбуси илһам тохтини алаһидә тилға елип, хитай һөкүмитидин униңға әркинлик тәләп қилди.

Фирансийәлик профессор вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси марий һолмоз ханим германийәдә қурулған илһам тохти гурупписиниң қурғучилиридин бири һәм мәзкур гуруппиниң муавин рәиси.

Радийомиз зияритини қобул қилған марий һолмуз ханим илһам тохтиниң хәлқарада тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчисигә айлиниши вә илһам тохти мәсилисиниң хәлқаралашқан муһим мәсилиләр күнтәртипигә келишиниң әһмийити һәққидә өз қаришини ипадилиди.

Марий һолмоз: “илһам тохти пикир әркинлики пүтүнләй чәкләнгән хитай дөлитидә туруп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзгән баравәрсиз сияситини тәнқидләп, уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилғини үчүн даириләр уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди. Әмма,илһам тохти өз бешиға келиш еһтимали болған хәвп-хәтәрләрни билип туруқлуқ уйғурлар учраватқан һәқсизлиқларни хәлқара таратқулар арқилиқ дуняға аңлатти. У әлвәттә хитай һөкүмитиниң униңдин өч алидиғанлиқини, уни әң еғир җазалар билән җазалайдиғанлиқини биләтти. Әмма у, буниңға тамамән тәйяр иди. Шуңа илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш, уйғурлар учраватқан һәқсизлиқларни дуняға аңлитиштила әһмийәткә игә болуп қалмастин, бәлки пикир әркинлики қаттиқ чәклиниватқан хитайдәк бир дөләттә мустәбит хитай һөкүмитини пуқраларниң әркин сөзлиши, пикир қилишиға йол қоюшқа мәҗбурлашта интайин муһим әһмийәткә игә” деди.

2006-Йилдин 2013-йилға қәдәр илһам тохти қурған уйғур биз ториниң хитай тили сәһиписидә “қиран бүркүт” тәхәллусида уйғурлар вә уйғур мәсилиси һәққидә көплигән мулаһизә мақалилирини елан қилған, америкидики уйғур паалийәтчиси елшат һәсән әпәнди илһам тохти мәсилисиниң хәлқаралишишидәк вәзийәткә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүрүп, илһам тохтиниң хәлқарада тонулушиниң вә илһам тохти мәсилисиниң хәлқаралишиниң, нөвәттики уйғур мәсилисиниң техиму кәң тонулушида әһмийити зорлуқини билдүрди.

Түркийәдә уйғур мәсилисини аңлитишта тонулған уйғур паалийәтчиси, һамит көктүрк әпәнди илһам тохтиниң нутуқлири асасида 2014-йили түрк тилида нәшр қилинған “ғайәм вә йолум” намлиқ әсәрниң түрк тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилиниши вә тарқитилишида әмгәк сиңдүргән кишиләрниң бири.

Һамит көктүрк әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, нөвәттә түркийәдә уйғур мәсилисини аңлитишта илһам тохти мәсилисиниң аллиқачан муһим күнтәртипләрниң биригә айланғанлиқини вә илһам тохти мәсилисини уйғур мәсилиси билән бирликтә давамлиқ оттуриға қоюш, илһам тохти мәсилисини түркий тилда сөзлишидиған оттура асия дөләтлири, һәтта пүтүн дуня билидиған муһим мәсилиләрниң биригә айландурушқа тиришиш керәкликини билдүрди.

Елшат һәсән әпәнди йәнә, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң илһам тохти мәсилисидә авангарт рол ойниши керәкликини билдүрди.

Елшат һәсән әпәнди сөзидә, илһам тохти мәсилисиниң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири тәрипидин оттуриға қоюлидиған муһим мәсилигә айлинип болғанлиқи, әйни йиллиридики җәнубий африқиниң мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, нобел тинчлиқ мукапат саһиби нелсон мәндалани әскә салидиғанлиқини тәкитләп, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилириниң уйғур мәсилисини дуняға аңлитишта илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюш, илһам тохтини хәлқаралаштурушта техиму зор тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.