“илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи ” намлиқ йиғин һәққидә бәзи мәлуматлар (2)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.12.14
germaniye-ilham-toxti-uyghur-kishilik-hoquq.jpg “илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи” намлиқ йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Ekrem

“илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи ”намлиқ йиғинда һәрқайси әлләрдин кәлгән тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчилири түрлүк пикирләрни оттуриға қойди.

12 - Декабир баварийә парламентида чақирилған “илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи ”намлиқ йиғинға 80 әтрапида киши қатнашқан болуп, буларниң көпинчиси чәтәллик кишилик һоқуқ паалийәтчилири иди. Биз йиғин әснасида вә йиғиндин кейин, бир қисим тонулған шәхсләрниң йиғин һәққидики баһалирини игиләш билән биргә, уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә болған қарашлириниму билиш пурситигә ериштуқ.

Улрик делиюс: шәрқий түркистан мәсилиси һаман бир күни диалогқа тақишиду

Хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делиюс әпәнди мундақ дәйду: “илһам тохтини, униңға әгәшкәнлики үчүн зиянкәшликкә учриған оқуғучилирини, униң аилә тавиабатлирини мушкүлаттин қутулдуруш, илһам тохти гурупписиниң нөвәттики муһим вәзиписи. Илһам тохти уйғур - хитай оттурисидики зиддийәтни қанлиқ тоқунушлардин хали һәл қилишни, уйғурларниң әң әқәлли һәқлириниң капаләткә игә болушини арзу қилип, хитай һакимийити билән уйғурлар арисидики диалогни башлиған иди. Нәтиҗә етибари билән, әркинликини қурбан қилди вә өмүрлүк қамаққа бәнт болди. Бу һал, хитай һакимийитиниң инсанийәтсизликтә қайси дәриҗигә йәткәнликини көрситип бериду. Дуняниң хитайни вә уйғурларни чүшинишигә буниңдин артуқ дәлил лазим әмәс. Уйғурларниң қаршилиқи қайси шәкилләрдә давам қилмисун, шәрқий түркистан мәсилиси һаман бир күни хитай билән диалог қуридиған бир нуқтиға келип тақишиду. Күнләрниң биридә, хитай буниңға мәҗбур қалидиған бир вәзийәткә чүшиду. Уйғурларниңму диалогқа еһтияҗи туғулиду. Чүнки, тинчлиқ шуари астидики күрәш, хәлқарада қоллашқа асан еришиду. Илһам тохти гурупписиниң бу қетимқи йиғини мәзмуниниң моллиқи, илмийлики билән кишиләрдә яхши тәсират қалдурди, дәп ойлаймән”.

Шең шө: хитай һөкүмити уйғурларниң тонулушини әсла халимайду

Хитай демократик һәрикитиниң тонулған вәкиллиридин бири шең шө ханим мундақ дәйду: “хитай һөкүмити әң зор күч билән уйғурларға аит мәлуматларни қамал қилмақта. Хитай һөкүмити уйғурларниң тонулишини әсла халимайду. Уйғурларниң ялғуз сиртқи дуняға тонулишини чәкләпла қалмай, хитай хәлқигә тонулишиғиму чәк қойиду.  Мән нурғун инсанларниң уйғур дегән бу милләтни билмәйдиғанлиқини һес қилдим. Уйғур диярида йүз бериватқан еғир бастуруш һәрикәтлиридин дуняниң йетәрлик хәвири йоқлиқини көрдүм. Техи бүгүнла айропиландин чүшүп, мени күтүвелиш үчүн чиққан икки нәпәр герман оқуғучиға <уйғурлар тоғрисидики йиғинға қатнишиш үчүн кәлдим> десәм, улар уйғурларни аңлап бақмиғанлиқини ейтти. Демәкчи болғиним, илһам тохти, уйғурларниң дуняға тонулиши үчүн интайин яхши бир пурсәт яритип бәрди. Чүнки, униң тәләп қилғини баравәрлик, тинчлиқ болди. Бу болса, дуняниң һазирқи арманлириға мас келиду. Илһам тохти мустәқиллиқ тәләп қилмиди яки техиму юқири бир аптономийәлик һәқ соримиди. Шундақ болушиға қаримай, хитай һөкүмити уни өмүрлүк қамақ җазасиға мәһкум қилди. Бу, хитайда тенич шәклидики демократик күрәшниң ақмайдиғанлиқини испатлап бәрди. Бу дегәнлик, уйғурларниң башқа шәкилләрдики қаршилиқлириға хитай һакимийити өзи земин һазирлап бәрди, дегәнликтур. Илһам тохти мәсилиси, уйғурларниң радикал қаршилиқлириға әң яхши изаһат болиду”.

“илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи” намлиқ йиғиндин бир көрүнүш

Әркин алиптекин: хитай шәрқий түркистан мәсилисини тенич йол билән һәл қилишқа унимайду

Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди 12 - декабирдики йиғинда қилған сөзлириниң қисқичә мәзмунини мундақ баян қилиду: “илһам тохти әпәндимниң 2015-йили түркийәдә нәшир қилинған әсәрләр топлимида язғанлириға қариғанда, шәрқий түркистанда барғансери улғийиватқан уруш-җедәлләрни хитай асаси қанунида капаләт астиға елинған "өз өзини башқуруш" һоқуқини тонуш арқилиқ, тинчлиқ йоллири билән һәл қилиш мумкин. Чүнки, кейинки йилларда бәзи бир хитай алимлириму, хитай йолбашчилирини бу тоғрулуқ агаһландуруп мақалиләр язған иди. Уларниң йезишичә, әгәр хитай йолбашчилири һазирқи сияситини давамлаштуридиған болса, шәрқий түркистанда кәң көләмлик бир қозғилаң көтүрүлүп қелиши мумкин. У чағда, бу қозғилаңниң шәрқий түркистан билән чегридаш болған 7 дөләткә тәсир йәткүзүш еһтималиму бар. Бундақ бир сиясий турақсизлиқ, хитай башта болуп, пүтүн мәркизий асиядики дөләтләрниң иқтисади һаятиғиму сәлбий тәсир йәткүзүду. Әмма хитай һөкүмити, илһам тохти әпәндимниң хитайлар билән уйғурлар арисидики бу җидди келишимсизликләрни тинчлиқ йоллири билән һәл қилиш тоғрисидики тәклиплирини, уни бөлгүнчилик қилғанлиқта  әйибләп муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилишниң дәсмиси сүпитидә қолланди. Илһам тохти әпәндимгә муддәтсиз қамақ җазаси берилиши, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан мәсилисини һич бир заман тинчлиқ йоллири билән һәл қилишқа унимайдиғанлиқиниң очуқ бир дәлилидур”.

Урсула готийер: хитай уйғурлар һәққидики һәқиқәтниң ашкарилинип кетишидин қорқуду

Франсийәлик мухбир урсула ханим баварийә парламентидики йиғинда қилған сөзидә, хитайниң ахбаратни қайси дәриҗидә қамал қиливатқанлиқини, болупму уйғурлар һәққидики хәвәрләрниң ашкарилинип кетишигә дәриҗидин ташқири қарши икәнликини дәлиллири билән оттуриға қоюп өткән иди.

Өткән йили йүз бәргән “бай вәқәси” һәққидә язған мақалиси сәвәблик 2015 - йили 31 - декабир хитайдин һәйдәп чиқирилған урсула ханим, зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “ һазир хитайда ахбаратқа болған қамал қилиш интайин күчлүк. Пүтүн хитайда ахбарат қамали мәвҗуд. Әмма уйғур вәтинидики бу реҗим башқа һич йәрдикигә охшимайду. Хитай һакимийити уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада тилға елинишини һәргиз халимайду. Уйғурларниң юртида йүз бәргән һәқиқәтниң дуняға ашкарилинип кетишидин шунчилик қорқуду. Бәхткә яриша, хитай қанчә әнсиригәнсери, уйғурлар мәсилиси хәлқарада шунчә тонулуп бериватиду. Илһам тохтиниңму буниңға қошқан бир үлүш һәссиси бар. Хәлқарада уйғурларни тонутуш һәрикитини җиддий қанат яйдуруш лазим. Хитай билән болған ахбарат көришиниң даирисини кеңәйтиш керәк. Буниң әң керәккә келидиған қорали болса; илһам тохти мәсилисидур”.

Мари һолизман: коммунизм тәшвиқатиға қарши күрәшни күчәйтиш вәзипимиз бар

Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин бири болған франсийәлик хитайшунас мари һолизман ханим мундақ дәйду: “ айрим бир милләт болған уйғурдин ибарәт бу хәлқниң инсаний һәқлирини қандақ қилғанда капаләткә игә қилғили болиду, илһам тохти мәсилиси арқилиқ уйғурлар мәсилисини дуняға тонутушниң йоллири қайсилар, уйғурларни коммунистик режимдин қутулдуруш үчүн зади немиләрни қилалаймиз? дегән соалларға җаваб тепишимиз лазим. Хитай һакимийити зулум қилипла қалмай, қилған зулумини җениниң беричә йошуриду. Һәммидин хәтәрлики, коммунизм тәшвиқати. Компартийә өз һакимийити вә зораванлиқлириниң мәвҗутлуқини капаләткә игә қилиш үчүн, коммунизм тәшвиқати билән хәлқни зәһәрлимәктә, алдимақта. Бизниң хитай коммунистик партийисиниң бимәнә коммунизм тәшвиқатиға қарши чәтәлләрдә тәшвиқат күрәшлирини һәссиләп күчәйтиш вәзипимиз бар. Илһам тохти мәсилиси бу күрәш үчүн тепилғусиз бир васитә”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.