Илһам тохти түркийә дөләт телевизийисидә аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.10.31
turkiye-tv-ilham-toxti-1.jpg Түркийәниң т р т аваз телевизийисидә бериливатқан “түркистан гүндәми” мавзулуқ программисида илһам тохти вә униң аилиси тонуштурулмақта. 2016-Йили 29-өктәбир.
RFA/Erkin Tarim

Мартин әнналис инсан һәқлири мукапатиниң саһиби, уйғур зиялийси илһам тохтиниң туғулған күни мунасивити билән түркийәниң түрк дунясиға тарқитиватқан т р т аваз телевизийисидә бериливатқан “түркистан гүндәми” йәни түркистанниң күн тәртипи мавзулуқ программисида униңға мәхсус орун бәрди. Һәр шәнбә күни чүштин кейин саәт 3 йеримдә тарқитилидиған 45 минутлуқ программиниң 29-өктәбирдики санида илһам тохтиниң иш излири, түрмигә қамилиш сәвәблири, аилисиниң һазирқи әһвали, у еришкән мукапатлар, уйғурларниң илһам тохтиға болған көз қариши вә уйғурларниң һазирқи вәзийити, түркийә-хитай мунасивитидә уйғур мәсилиси қатарлиқлар аңлитилған. Программа риясәтчиси доктор фаһри солақ әпәнди, уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мудири һамут гөктүрк әпәндидин бу һәқтә соал сориди. 29-Өктәбир күни чүштин кейин нәқ мәйдандин тарқитилған программида йәнә, һамут гөктүрк илһам тохтиниң мақалә вә баянатлирини түрк тилиға тәрҗимә қилип елан қилған “йолум вә ғайәм” намлиқ китаб тоғрисидиму мәлумат бәрди.

Мәзкур программа: “уйғур академик вә инсан һәқлири паалийәтчиси илһам тохтиниң күрәшлири түркистанниң күн тәртипи программисида, доктор фаһри солақ әпәнди риясәтчилик қилған түркистанниң күн тәртипи программиси т р т аваз қанилида” дәп башланди.

Арқидин һамут гөктүрк әпәнди илһам тохтиниң һаят тәрҗимиһали тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, униң инсан һәқлири күрәшлири тоғрисида мәлумат бәрди.

Биз программа тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн һамут гөктүрк әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, түркийә дөләт телевизийисидә тунҗи қетим илһам тохти тоғрисида программа тарқитилғанлиқини баян қилди.

Һамут гөктүрк әпәнди т р т аваз телевизийисидә тарқитилған түркистан күнтәртипи программисиниң риясәтчиси доктор фаһри солақ әпәнди сориған соаллар вә өзи бәргән җаваблар тоғрисида мәлумат бәрди. У, программиниң ахирида уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисидиму мәлумат бәргәнликини баян қилди.

Һамут гөктүрк әпәнди йеқиндин бери, уйғур мәсилиси түркийәниң күн тәртипидин чүшүп қалған болсиму, йәнә қайтидин җанлинишқа башлиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.