Лю шавбониң тәқдири илһам тохтиниң түрмидики әһвалидин әндишә пәйда қилди

Мухбиримиз меһрибан
2017.06.30
ilham-toxti-sot-hokum.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай соти тәрипидин “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2014-Йили 23-сентәбир, үрүмчи.
CCTV

Дүшәнбә күни 2010-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән хитай түрмисидики сиясий мәһбус лю шавбониң җигәр ракиниң ахири басқучи сәвәблик, түрмә сиртида давалинишиға йол қоюлғанлиқи ашкариланғандин кейин, хәлқарада нөвәттә хитай түрмисидә йетиватқан илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириниң әһвалиға қарита диққәт күчәйди. Чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохтиниң түрмидики әһвалини сүрүштүрүш вә илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириға әркинлик тәләп қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.

Бирнәччә күндин буян хәлқара таратқуларда елан қилиниватқан хитай түрмисидики нобел тинчлиқ мукапат саһиби лю шавбониң җигәр ракиға гириптар болғанлиқи сәвәблик түрмә сиртида давалинишиға йол қоюлған болсиму, әмма униң рак кесили ахирқи басқучиға кәлгәнлики үчүн давалаш вақти аллиқачан өтүп кәткәнлики, хәлқарада қозғалған лю шавбоға әркинлик бериш һәққидики тәләпләрниң хитай һөкүмити тәрипидин рәт қилинишиға қарита наразилиқ күчийиватқанлиқи қатарлиқ хәвәр-анализларниң көпийишигә әгишип, бир қисим иҗтимаий алақә торлирида лю шавбоға охшаш хитай түрмисидики виҗдан мәһбуслириниң әһвалиға йеқиндин диққәт қилиш садалириму күчәйди.

Хәлқарада тонулған бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилири фейсбок, твитер қатарлиқ иҗтимаий алақә торлирида инкас йезип, нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбоға охшаш, һелиму хитай түрмисидә йетиватқан виҗдан мәһбуслириға көңүл бөлүш, хитай һөкүмитидин уларниң түрмидики әһвалини давамлиқ сүрүштә қилиш, уларниң балдуррақ әркинликкә чиқиши үчүн хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирила әмәс, бәлки ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлириниңму хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә бу мәсилиләрни оттуриға қоюп тиришчанлиқ көрситиши лазимлиқини тәкитлиди.

Фирансийәдики хитай мәсилилири тәтқиқатчиси марй һолзман ханим өз нөвитидә йәнә актип кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин бири. Марй һолзман ханим нөвәттә йәнә германийәдә қурулған илһам тохтини қутқузуш гурупписиниңму мәсуллиридин бири. У, радийомиз зияритини қобул қилип, фирансийә һөкүмитиниң 29-июн пәйшәнбә күни баянат елан қилип, лю шавбониң чәтәлләрдә давалинишини тәшәббус қилған болсиму, әмма униң рак кесили ахирқи басқучиға кәлгини үчүн, давалап сақайтиш имканийити йоқлуқидин әпсусланғанлиқини билдүрди, у, бу ақивәт һелиму хитай түрмисидә йетиватқан, әмма түрмидики һәқиқий әһвали дуняға ашкариланмиған уйғур зиялийси илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириниң нөвәттики әһвалини сүрүштә қилиш, уларға көңүл бөлүшниң толиму зөрүрлүкини тәкитлиди.

Марй ханим мундақ деди: “лю шавбо җигәр ракиниң ахирқи басқучидила андин түрмә сиртида давалинишқа рухсәт қилинди, әмма униң чәтәлгә чиқишиға рухсәт қилинмиди. Лю шавбо вә униң аяли лю шаниң берлиндики дости ляв йиву әпәндиниң билдүрүшичә, еғир кесәл азабида өзигә ағриқ тохтитидиған морфин беришни тәләп қиливатқан лю шавбо, уни 10 йил сақлиған аяли лю шаға өзиниң чәтәлләрдә йәни әркин бир дөләттә өлүп кетишни арзу қилидиғанлиқини билдүрүпту.Бу толиму ечинишлиқ бир әһвал ! бу бизгә лю шавбоға охшаш виҗдан мәһбуслириниң хитай түрмисидики әһвалиға җиддий көңүл бөлүшимиз керәкликини техиму тонутти. Илгири хитай тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған тибәт раһиби тензин деликис кесәл билән түрмидә өлгән иди, хитай кишилик һоқуқ адвокати сав шүнли ханимниң 2013-йили тутқун қилинип 6 ай ичидила түрмидә кесәл билән өлгәнликидин хәвәр алған идуқ. Мана бүгүн лю шавбониң рак кесилиниң ахирқи басқучиға кәлгәндила андин түрмә сиртида давалинишқа рухсәт қилинған болсиму, әмма униң кесили аллиқачан давалаш басқучидин өтүп кәткәнлики ашкариланди. Лю шавбониң бу қәдәр ечинишлиқ әһвали бизгә, хитай түрмисидики мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң вәзийитидин қаттиқ әнсирәш пәйда қилди.”

Марй һолзман ханим сөзини давамлаштуруп, “илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириниң түрмиләрдә қандақ муамилә вә қийин ‏-қистақларға учрайдиғанлиқи бизгә қараңғу. Болупму йеқинқи бирнәччә йилда хитай түрмилиридә өлүп кәткән виҗдан мәһбуслириниң барғанчә көпийиватқанлиқи һәққидики хәвәрләр бизгә хитай түрмилиридики илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириниң түрмидики әһвалини давамлиқ сүрүштә қилиш, уларни унтуп қалмаслиқ вә уларниң балдуррақ әркинликкә еришиши үчүн тиришчанлиқ көрситишимизниң толиму зөрүр вә тәхирсизликини билдүриду” деди.

Илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң мәсули әнивәрҗан әпәндиму, зияритимизни қобул қилип, лю шавбониң нөвәттики кесәллик әһвалиға көңүл бөлүш вә түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти һәққидә илһам тохти гурупписи намида мәхсус баянат елан қилинғанлиқини билдүрди.

Әнивәрҗан әпәнди йәнә, илһам тохти гурупписиниң йеқиндин буян илһам тохти үчүн елип барған паалийәтлири һәққидиму тохтилип, илһам тохти гурупписи намида мунасивәтлик кишилик һоқуқ тәшкилатлириға, дөләтләрниң һөкүмәт органлириға хитай түрмисидики илһам тохти һәққидә давамлиқ тәклип-пикирләрниң сунулуватқанлиқини билдүрди.

Нобел тинчлиқ мукапат саһиби лю шавбониң рак кесилиниң ахирқи басқучида икәнлики һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийиму 27-июн күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин түрмиләрдики лю шавбо, илһам тохти қатарлиқ сиясий  мәһбусларни шәртсиз вә дәрһал қоюп бериш, сиясий мәһбусларниң аилә-тавабатлириға қаритилған тәқиб қилиш вә назарәтни тохтитишни тәләп қилди.

2014-Йили 15-январ тутқун қилинип, 2014-йили 9-айниң 23-күни хитай һөкүмити тәрипидин “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш”, “дөләтни парчилашқа урунуш” қатарлиқ җинайәтләр артилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохти әпәндигә униң уйғурларниң қануний һәқлирини қоғдаш йолида көрсәткән пидакарлиқлири үчүн хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “барбара голдсимис әркин йезиш мукапати”, “мартен анналис кишилик һоқуқ мукапати”, “ исмаил гаспири әркинлик мукапати” қатарлиқ кишилик һоқуқ мукапатлири берилгән. 

Илһам тохти әпәнди муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин буян, хитай һөкүмити униң түрмидики әһвали һәққидики хәвәрләрни үзлүксиз қамал қилип кәлгән болуп, илһам тохтиниң бейҗиңда яшаватқан аяли гүзәлнур ханимдин илһам әпәндиниң йеқинқи әһвалини игиләш имканийитимиз болмай кәлгән иди. Әмма, илһам тохти вә униң аилисиниң әһвалини йеқиндин билидиған кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин сахараф әркинлик мукапати саһиби, нөвәттә бейҗиңда яшаватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя әпәнди, илһам тохти аилиси турушлуқ бейҗиңдин йирақ болған үрүмчидә җаза муддитини өтәватқини үчүн, гүзәлнур ханим вә икки оғлиниң илһам тохтини йилда аран бир қетимла йоқлиялайдиғанлиқини, униң түрмидики әмәлий әһвалиниң қандақ икәнликидин хәвәр алалмаслиқ бу аилә кишилири вә илһам тохтиниң достлирини әнсиритидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.