Муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң имза топлаш паалийәтлири давам қилмақта
2018.01.15

Муһаҗирәттики уйғурлар хитайниң бастуруш сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүп имза топлаш паалийәтлирини қанат яйдурмақта.
Түркийәдә уйғур җамаитиниң охшимиған мәзмунларда имза топлап наразилиқ билдүрүш яки хитай рәиси ши җинпиңға әрз қилиш паалийәтлири давамлишиватқили бирқанчә һәптә болди. Бу паалийәткә түркийәдики “өлкү очақлири” кәби тәсири чоң түрк тәшкилатлириму қатнишип, түркийә тәвәсидә сәпәрвәрлик һәрикәтлирини қозғиғанлиқи иҗтимаий таратқуларда кәң тәшвиқ қилинмақта.
Бу имза топлаш паалийити, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йолға қоюватқан “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә, саяһәт чәклимисигә, чәтәлдики уйғурларниң вәтәндики аилә-тавабиатлири билән болған түрлүк алақисигә қарита пәйда қилған тосалғуларға, чәтәлдикиләрниң уруқ-туғқанлирини гөрүгә елиш, уйғурларниң компютер вә янфонлирини тәкшүрүш, “қошмақ туғқан” сиясити қатарлиқларға наразилиқ билдүрүшни тема қилған иди.
Йеқинда германийәдики уйғур җамаитиму өзлүкидин имза топлаш паалийәтлирини башливәтти. Буларниң имза топлаш җәдвилигә юқириқи мәзмунлар киргүзүлүш билән биргә, уйғур дияридики “қуран кәрим” вә җайнамазларниң йиғивелинғанлиқи, диний бесимларниң һәддидин зиядә артип, мәвҗут уйғур мәсчитлириниң хитайниң тәшвиқат мунбиригә айлинип қалғанлиқи, уйғур тилиниң йәслиләрдин таки алий мәктәпләргичә чәкләнгәнлики қатарлиқ мәзмунлар толуқлап киргүзүлгән иди.
Бу имза қоюш җәдвили германийә баш министири анҗила меркил вә ташқи ишлар министири сигмар габриел әпәндигә қаритип тәйярланған болуп, уйғурлар германийә һөкүмитидин германийә пуқраси болуш сүпити билән өзлириниң кишилик һәқ-һоқуқлириға капаләтлик қилишни тәләп қилишқан.
Бу хилдики имза толаш паалийитини д у қ яки башқа сиясий тәшкилатларниң сәпәрвәрлики билән әмәс, бәлки “хәлқниң авази” сүпитидә уйғур җамаитиниң өзлүкидин қозғилип қанат яйдурушиниң қиммитини тәкитлигән д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, бу паалийәтни пүтүн дунядики уйғурлар арисида омумлаштурушниң муһим әһмийәткә игә икәнликини илгири сүрди.
Норвегийә уйғур комитети аяллар вә балилар бөлүми һәмдә тәшкилат малийә бөлүминиң мәсули һәлчәм мәмтимин ханимму бу хилдики имза топлаш паалийитиниң әһмийити һәққидә өзиниң қарашлирини баян қилип, муһаҗирәттики һәрбир уйғурниң қолидин немә кәлсә шуни қилиш арқилиқ вәтинигә, хәлқигә мәсул болуш мәҗбурийити барлиқини тәкитлиди.
Мәзкур имза топлаш паалийитигә д у қ ниң германийәдики рәһбәрлириму қизғин аваз қошти. Мюнхен шәһиридики бир қисим уйғур ресторан вә ашпузуллири бу имза топлаш паалийитини вакалитән беҗирмәктә. Имза җәдвилигә қол қойғучилар өзлириниң исим-фамилиси, адреси, вәтәндики уруқ-туғқанлири билән болған алақилириниң қачандин башлап үзүлүп қалғанлиқи қатарлиқ мәзмунларни толдуруп қол қоймақта.
“явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси, д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “уйғур өлималар бирлики” ниң әзаси турғунҗан алавудун һаҗимму бу һәқтә тохтилип, хитайниң нөвәттики бастуруш сиясәтлириниң уйғур җамаитиниң сәври- тақәтлирини ташуруватқанлиқини әскәртти.
Мәлум болушичә, д у қ хитай һакимийитиниң 2017-йили 4-айдин буян уйғур диярида йолға қойған 60 түрлүктин артуқ қанунсиз вә дәриҗидин ташқири бастуруш сиясәтлири, иҗраатлири һәққидә доклат һазирлимақтикән. юқириқи имза паалийәтлиридә тилға елинған темилар бу доклатта йәр алған мәзмунларниң пәқәт бир қисминила тәшкил қилидикән. Д у қ өзлириниң тәпсилий доклатлириниң асасий мәзмуни тәшкил қилған муһим нуқтиларни б д т, явропа парламентида оттуриға қоюп кәлмәктикән.