Интерпол кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқид нишаниға айлинип қалди
2017.08.21

Италийә сақчилириниң бу йил 26-июл күни долқун әйсани сорақ қилип, униң италийә кеңәш палатасиға киришини тосуши, арқидинла шәнбә күни испанийә сақчилириниң германийә тәвәликидики бир өктичи түркни тутқун қилиши, интерполниң “қизил ташлиқ уқтуруши” һәққидики муназирә, тәнқидләрни техиму күчәйтти.
Германийә баш министири анҗела меркел йәкшәнбә күни интерполға әза бәзи дөләтләрни хәлқара сақчи тәшкилатини суйиистемал қилиш билән әйиблигән. Шу күни германийә кишилик һоқуқ оргини-хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати баянат елан қилип, интерполни дәрһал ислаһ қилишни, униң қизил ташлиқ уқтурушни давамлиқ суйиистемал қилишиға хатимә беришни тәләп қилған.
Хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати баянатида, һакиммутләқ һөкүмәтләрниң “интерполни қорал қилип, чәтәлдики өктичиләрни қолға елиши вә җимиқтуруши бир рәзиллик” дәп көрситип, “хитай даирилириниң қизил ташлиқ уқтурушни чәтәлдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң әркинликини системилиқ чәкләшкә ишлитип, уларниң кәспий паалийитигә ғәйрий рәсмий чәк қоюп келиватқанлиқи”ни тәнқидлигән.
Мәзкур тәшкилатниң рәиси улрих делиус дүшәнбә радийомизда интерпол һәққидики баянатиға чүшәнчә берип, интерпол вә униң қизил ташлиқ уқтурушини ислаһ қилиш зөрүрлүкини тәкитлиди.
У мундақ дәйду: “биз (баянатимизда) долқунниң мәсилисини оттуриға қойдуқ. Чүнки, биз униң ноқул шәхси атақ яки индивидуал мәсилә әмәс, бәлки униң миңлиған кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә четишлиқ мәсилә икәнликини ипадиләшни истидуқ. Чүнки, кишиләр даириләрниң хәлқара қизил ташлиқ уқтуруш чиқирип издишигә дуч келиватиду. Шуңа, биз интерполда ислаһат елип беришни, болупму униң қизил ташлиқ уқтуруш чиқириш тәртипини ислаһ қилишини тәләп қилдуқ. Чүнки, униң қизил ташлиқ уқтуруши очуқ-ашкара әмәс. Қизил ташлиқ уқтуруштики кишиләрниң қандақ асасларға тайинип униңға киргүзүлгәнлики мәлум әмәс. Униң үстигә интерполниң қизил ташлиқ уқтурушидики кишиләрни униңдин өчүрүветишкә болмайду. Шуңа, бу йәрдики зор мәсилә тизимликтики кишиләрниң зор қийинчилиқ вә паракәндичиликләргә дуч келишидур. Бу охшашла долқун әйса узун йиллардин бери учраватқан мәсилә. Һазир бу мәсилә зорийип, уларниң явропа иттипақи ичидики саяһәтлиригә тәсир көрситишкә башлиди.”
Биз дүшәнбә күни баш штаби фирансийәниң лйон шәһиридики интерполға вә интерполниң америкидики ишханисиға телефон қилип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қизил ташлиқ уқтуруш һәққидики тәнқидигә қандақ инкас билдүридиғанлиқини сориған болсақму, бирақ һечқандақ җаваб алалмидуқ.
Интерполниң америкидики ишханисиниң бир хадими, өзиниң у тәшкилатқа вакалитән сөз қилиши мувапиқ болмайдиғанлиқини әскәртип, “әгәр соалиңиз болса, улардин биваситә телефон қилип сораң. Әгәр сиз маңа соалиңизни елхәт арқилиқ әвәтип бәрсиңиз, мән уларға йоллап берәләймән. Улар елхәт арқилиқ сиз билән алақилишиду” дәп көрсәтти. Бирақ соалимизни елхәт арқилиқ йоллиған болсақму, әмма интерполниң лйон шәһиридики баш штаби һазирға қәдәр һечқандақ җаваб қайтурмиди.
Интерпол хитайниң бәргән учуриға бинаән долқун әйсаға 2000-йилларниң башлирида қизил ташлиқ уқтуруш чиқарған болсиму, бирақ демократик дөләтләр вә хәлқара тәшкилатлар хитайниң интерполға қизил ташлиқ уқтуруш чиқартиши сиясий ғәрәзлик, дәп қарап, униңға пәрва қилип кәтмигән иди.
Бирақ, бу йил 5-айда униң нюйорк шәһиридики б д т бинасида өткүзүлгән “йәрлик милләтләр мәсилиси” һәққидики йиғиниға қатнишишиниң тосқунлуққа учриши, бу йил 26-июл италийә кеңәш палатасиға кириши чәклинип, италийә сақчилириниң сорақ қилишиға дуч келиши, интерполниң қизил ташлиқ уқтурушиға мунасивәтлик, дәп қаралған. Бу вәқә хитайниң сабиқ муавин җ х министири мең хуңвей интерполниң президентлиқиға сайланғандин кейин йүз бәргән иди.
Паалийәтчиләр илгири мең хуңвейниң интерполға президент болушиға қарши чиққан. Америкидики өктичи вей җиңшиң илгири фирансийәниң лйон шәһиридики интерполниң баш штаби алдида ахбарат йиғини чақирип, интерполға наразилиқ билдүргән иди.
Вей җиңшиң дүшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, әгәр хәлқара җәмийәт интерполға давамлиқ сүкүт қилса, әһвалниң техиму начарлишидиғанлиқини илгири сүрди. Вей җиңшиң мундақ дәйду: “бу мәсилә барғансери еғирлишип кетиватиду. ялғуз бир хитайла әмәс, нурғун дөләтләр, хусусән түркийәгә охшаш һакиммутләқ дөләтләрниң һәммиси хәлқара сақчи тәшкилатини қоллинип, сиясий өктичиләрни тутқун қилишқа урунуватиду. Һазир сиясий җинайәтчиләрни тутқун қилиш хәлқара сақчи тәшкилатиниң муһим бир вәзиписигә айлинип қалди. Әгәр хәлқара җәмийәт буниңға давамлиқ сүкүт қилса, бәк яман әһвал йүз бериду.”
Вей җиңшиң, интерполниң һазирқи президенти мең хуңвейниң бурун уйғур райониниң җ х сепидә ишлигәнликини, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишқа қатнашқанлиқини билдүрүп, интерполға президент сайлиғанда униң кишилик һоқуқ хатирисигә қараш зөрүрлүкини тәкитлиди.
У мундақ дәйду: “сиз қойған бу соал наһайити муһим. Бу кишиләр алди билән сайланғучиниң салаһийитини қаттиқ тәкшүрүши керәк. Тарихида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш хатириси бар бундақ кишиләрни һәргиз сайлашқа болмайду. Мениң қаришичә, мәйли кишилик һоқуқ кеңишигә болсун, мәйли ғәйрий һөкүмәт тәшкилатлириға болсун, униң принсипи чоқум ениқ болуши керәк. У б д т ға охшаш әза дөләтләрниң һәммиси биләт ташлайдиған болмаслиқи керәк. Б д т принсипи бир аз чекидин ешип кәткән. Шуңа, б д т да һакиммутләқ дөләтләр кичик дөләтләрни наһайити асанла өзигә тартип, оюн ойнайду.”
Лекин хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң рәһбири делиус әпәнди, интерполни ислаһ қилишниң назук мәсилә икәнликини билдүрди. У мундақ дәйду: “интерполни ислаһ қилишни тәләп қилиш наһайити назук мәсилә. Чүнки, униң президенти хитай. Бирақ шундақ болсиму, улар қизил ташлиқ уқтурушни ислаһ қилишни халимисиму, биз йәнила ислаһат қилишни тәләп қилимиз. Бу арқилиқ биз һеч болмиса униң қизил ташлиқ уқтурушини давамлиқ суйиистемал қилип келиватқан, хәлқара саяһәт әркинликигә капаләтлик қилиш һәққидики әһдинамиләргә әмәл қилмайватқан дөләтләрниң тизимликини турғузуп чиқимиз. Биз буниңға хилаплиқ қиливатқан хитай, түркийә вә африқадики мавританийәгә охшаш нурғун әлләрни бу қара тизимликкә киргүзүшкә тәйярлиқ қиливатимиз.”
Хәлқара сақчи тәшкилати интерпол 1923-йили қурулған. Мәзкур тәшкилатниң қурулуш низами һәр қайси әлләр сақчи органлириниң чегра һалқип қечип йүргән җинайи ишлар җинайәтчилиригә даир учурларни алмаштуруш вә уларни тутушта өз-ара һәмкарлиқ елип беришни мәқсәт қилған иди.