Ишқияр абдурәһим: “уруқ-туғқанлиримдин 35 киши түрмә яки җаза лагерлирида”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.02.20
Ishqiyar-abdurehim-1.jpg Ишқияр абдурәһимниң аниси һөригүл турсун ханим.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики уйғурлар юртидики ата-анилири вә уруқ-туғқанлири билән телефон алақиси үзүлүп қалғанлиқтин бәзилири иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ берип син көрүнүшлирини тарқатса, йәнә бәзилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға охшаш хәлқаралиқ органларға әрз йезип, ата-ана вә бала-чақилириниң из-дерикини елишқа тиришмақта. Түркийә пуқралиқиға өткән бәзи уйғурлар түркийә ташқи ишлар министирлиқиға хәт йезип, уруқ-туғқанлириниң из-дерикини елишқа тиришмақта.

Түркийәдә яшаватқан уйғурлардин ишқияр абдурәһим зияритимизни қобул қилип, аилә әзалири вә уруқ-туғқанлиридин болуп, җәмий 35 кишиниң җаза лагерлири яки түрмидә икәнлики тоғрисида ениқ учур кәлгәнликини баян қилди.

Ишқияр абдурәһим әпәнди қорғас наһийәсидин болуп, у 2014-йили 3-айниң 21-күни мисирға оқушқа барған, мисирда 6 ай турғандин кейин бәзи сәвәбләр түпәйлидин шу йили 9-айниң 19-күни түркийәгә йетип кәлгән. Һазир түркийәниң истанбул шәһиридә 3 балиси билән бирликтә турмуш көчүрмәктә.

Ишқияр абдурәһим 1992-йили қорғаста дуняға кәлгән болуп, у 5 яшқа киргән вақтида дадиси “5-феврал ғулҗа вәқәси” гә четишлиқ дәп тутуп кетилгән вә 15 йил кесиветилгән икән. У зияритимиз җәрянида бу һәқтә мәлумат бәрди.

Ишқияр абдурәһимниң дадиси абдурәһим давут түрмидики мәзгилдә, йәни 2008-йили аписиниң дадиси турсун мәмәтахун вә инилиридин болуп 9 киши тутуп кетилгән икән. У бовисиниң хитай соти тәрипидин бәш йиллиқ қамақ җазасиға кесиветилгәнликини тилға алди.

Мәлум болғинидәк, хитай даирилири 2016-йилиниң башлирида уйғурларға қаратқан паспорт контроллуқини бошатқан вә һәтта йәрлик аһалиләрниң паспорт беҗиришини тәшвиқ қилған болса, шу йилиниң 10-ейиға кәлгәндә туюқсизла уйғурларниң паспортлирини йиғивелишқа башлиған. Ишқияр абдурәһим мисирдин түркийәгә кәлгәндин кейин, униң қорғаста қалған аписи 2016-йили 3-айниң 21-күни пул берип паспорт беҗирип түркийәгә кәлгән. Аписи һөригүл турсун оғлиниң йенида 2 ай турғандин кейин, 5-айниң 30-күни ғулҗиға қайтип кәткән. Ишқияр абдурәһим әпәнди бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.

Ишқияр абдуррәһим аилиси 1997-йилидин тартип “нуқтилиқ аилә” дәп қарилип көзитилип келингән болуп, аписи түркийәдин қайтқандин кейин көп қетим сораққа тартилған икән. 2017-Йили 3-айниң 21-күни ачиси мәвлудә үрүмчидики өйидин тутуп кетилгән. 4-Айниң бешида болса аниси һөригүл турсунму тутуп кетилгән. Ишқиярниң аписи түркийәгә берип оғлини йоқлап кәлгәнлики үчүн 5 йил, ачиси мәвлудә инисиға телефон қилғанлиқи үчүн 3 йил кесиветилгән. У бу һәқтә ениқ хәвәр игилигәнликини баян қилди.

Ишқияр абдурәһим 13 йил түрмидә йетип чиққан дадиси билән сиңлисиниң болса 2018-йилиниң бешида җаза лагериға елип кетилгәнликини баян қилди.

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, һазир түркийәдә яшаватқан, һәтта түрк пуқралиқиға өтүп болған нурғунлиған уйғурларниң хитай түрмилиридә яки җаза лагерлирида йетиватқан көплигән уруқ-туғқанлириниң барлиқи мәлум болмақта. Ишқияр абдурәһимниң аилиси болса 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа вәқәси” дин буян назарәт астида туруп кәлгән бир аилә икән. У ата-аниси, ача-сиңиллири, бовиси, тағилири, һаммилири вә уларниң бала-чақилиридин болуп, җәмий 35 кишиниң түрмә вә җаза лагерлирида икәнликини, аилисидики һәр бир җанниң һаятини еғир зулум астида өткүзүп кәлгәнликини тилға алди.

Тонулған сәнәткар абдуреһим һейтниң хитай түрмисидә өлгәнлик хәвири түркийәдики иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин, 9-феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи “хитайниң 21-әсирдә милйонларчә уйғурларни лагериға қамиши инсанийәт үчүн бир номус” дегән күчлүк ибарини қоллинип баянат елан қилған иди. Шуниңдин кейин түркийәдики уйғурлар “мәнму уйғур” паалийити арқилиқ вәтәндики ата-ана вә уруқ-туғқанлириниң из-дерикини қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.