Америка ислам қурултийи иҗраийә мудири “биз уйғур мусулманлириниң вәзийитидин әндишә қиливатимиз”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.07.18
zeynep-el-sawaij-xanim.jpg Зәйнәп әл саваиҗ ханим америка ислам қурултийиниң 10 йиллиқини хатириләш мурасимида сөз қиливатқан көрүнүш. 2012-Йили
www.aicongress.org

Уйғурларниң нөвәттики диний, сиясий вәзийити нурғун дөләт вә хәлқаралиқ җәмийәт тәшкилатларниң диққитини қозғап кәлмәктә, булар қатарида америка ислам қурултийиниң қурғучилиридин қурултай иҗраийә мудири зәйнәп әл саваиҗ ханим мәхсус зияритимизни қобул қилип, уйғур мусулманлириниң хитай коммунист һөкүмитиниң сиясити астида езилватқанлиқидин, уларниң инсан һәқлири вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, пүтүн америка мусулманлирини, дуня мусулманлирини шундақла инсан һәқлири тәшкилатлирини уйғурларниң инсаний вә диний һәқ-һоқуқлирини қолға кәлтүрүши үчүн әмәлий ярдәм қилишқа чақирди вә буниң үчүн уйғурларниңму ислам қурултайлириға охшаш тәшкилатлар билән алақини күчәйтишини тәшәббус қилди.

Нурғун тәтқиқат вә доклатлардин мәлумки, ислам дини дуня миқясида әң тез тәрәққий қиливатқан дин шундақла америка мусулманлар сани әң тез көпийиватқан дөләттур. Ениқ болмиған статестикиларда көрситилишичә, америкидики мусулманлар сани 3 милйон 480 миңдин ашқан. Америкида мусулманларниң тәшкиллик иҗтимаий, сиясий паалийәтлири интайин раваҗланған. Мәркизи пайтәхт вашингитонға җайлашқан америка ислам қурултийи иач, америкида 2001-йили 11-сентәбир вәқәсидин кейин америка вә дуня миқясида мусулманларға қаритилған сәлбий тәсирләр түпәйли, мусулманлар һаятида йүзлиниватқан қийинчилиқларни йеңиш, мусулманларниң террорлуқ вә диний әсәбийликкә қарши авазини дуняға аңлитиш вә шундақла америка вә хәлқарадики мусулманларниң инсан һәқлири паалийәт елип берип, башқа динлар билән ислам дини оттурисидики чүшинишни илгири сүрүшни мәқсәт қилип қурулған америкидики мусулманлар вә дуня миқясидики мусулманларниң инсан һәқлири, қануний һоқуқлирини қоғдаш йолида 20 дин артуқ дөләттә, америкиниң 40тин артуқ штатлирида паалийәт елип бериватқан йетәкчи тәшкилатларниң бири. Биз мәзкур тәшкилатниң қурғучилиридин, америка ислам қурултийи иҗраийә мудири зәйнәб әл саваиҗ ханимни зиярәт қилип, униң уйғурларниң сиясий вәзийити, болупму рамизанда хитайниң уйғурларға қаратқан диний вә сиясий бастурушлириға қарита инкасини соридуқ.

Зәйнәб ханим “әлвәттә, уйғур мусулманлириниң вәзийитидин хәвирим бар” дәп сөзини башлиди вә өзиниң дуня ахбаратида уйғурлар вә уларниң йеқиндин буян елип бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири һәққидики хәвәрләрдин хәвәрдар болуп туруватқанлиқини шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан бастуруш сиясәтлириниң бүгүнкидәк бир вәзийәтни яратти дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У болупму, уйғурларниң рамизанда өзиниң қануний диний паалийәтлириниму хатирҗәм елип баралмайватқанлиқидин интайин көңли йерим икәнликини билдүрүп,“коммунст реҗим астида азаб чекиватқан мусулман уйғурлардин һал сораймән” деди вә чоңқур салам йоллиди.

Зәйнәб ханим йәнә гәрчә йиллардин бери уйғур хәлқиниң кәмситишкә учрап диний вә инсан һәқлири таҗавузчилиққа учрап азаб чекиватқан болсиму, дуняниң буниңға қарита актип инкаси болмайватқанлиқини тәкитлиди шундақла пүтүн мусулманларни, инсан һәқлири үчүн, пуқралар һәқ ‏-һоқуқлири үчүн һәрикәт қиливатқан тәшкилатларниң уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлүш мәсулийити барлиқини әскәртип, “биз хитай һөкүмитигә қарши пикримизни аңлитишимиз, уйғурларни бесимлардин қутқузуш үчүн әмәлий паалийәт елип беришимиз керәк” дәп чақириқ қилди.

Биз униңдин, уйғурлар америка ислам қурултийиниң ярдимигә еришиш үчүн немиләрни қилиши керәк дәп соридуқ, у дедики“биз кишилик һоқуқ җәһәттә ярдәмгә моһтаҗ һәр қандақ бир шәхс вә мусулман вә униң хәлқлири үчүн мәвҗутмиз, әгәр уйғурларму биз билән хәт, телефон, елхәт вә башқа мувапиқ көргән усул арқилиқ дуняниң һәр қандақла йеридин алақә бағлиса, өзи вә өз хәлқи учраватқан мәсилиләргә алақидар учурлар билән тәмин етәлисә, биз һәр қачан хушаллиқ билән ярдәм қолимизни сунушқа тәйярмиз.”

Зәйнәб ханим йәнә, америкидики мусулманларниң әһвалини қисқичә тонуштуруп, “статестикиларға асасланғанда америка мусулманлар әң тез көпийиватқан дөләт, америкидики мусулманлар башқа әркин әлләрдики мусулманларға охшаш өзиниң күндилик диний паалийәтлирини әркин вә азадә елип бериш шараитигә игә, болупму-11сентәбир вәқәсидин кейин америкида мусулманлар сани бир һәссә ашти, бундақ болушидики сәвәб, 11 ‏-сентәбир вәқәси техиму көп мусулман тәшкилатлириниң актиплиқини ашурди, кишиләрниң исламға болған қизиқишиниң күчийиши вә мусулманларниң исламни тоғра тонуштуруши түрткисидә, барғанчә техиму күп кишиләр исламни һәқиқий чүшүрүп йетип ислам динини қобул қиливатиду” деди.

Биз зәйнәп ханимдин йәнә, америкидики мусулманларниң һаятини тонуштуруп өтүшни соридуқ, у өзини мисалға елип сөзини башлап “рамзан мәзгилини елип ейтсақ, мусулманларниң өз ‏-ара учришиши техиму қоюқ болмақта, түрлүк диалоглар, өз-ара вә башқа динлар билән һәмкарлиқ паалийәтлири елип берилмақта, мусулманлар җәмийити ичидила әмәс, башқа дин вә башқа тәшкилат, һөкүмәт тәрәптинму мусулманларға мәхсус иптарлар орунлаштурулуватиду, ақсарайму мусулманларға иптар орунлаштурди, рамзан кириши билән мусулманларниң паалийити техиму җанланди, америкидики мусулманлар өзиниң динидин пәхирлиниш билән бир вақитта, америкилиқ болғанлиқидинму пәхирлиниду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.