Йеңисар наһийисидә нуқтилиқ аилиләрниң дәрвазиси алдиға көзитиш камераси орунлаштурулған

Мухбиримиз әркин
2017.09.19
meschit-nazaret-tekshurush-aparat-1.jpg Уйғур елида коча, мәһәллә вә мәсчитләрни көзитиш үчүн булуң пучқақларға орнитилған көзитиш аппаратлириниң бири. 2010-Йили 2-июл, үрүмчи.
AFP

Йеқинда бир радийо аңлиғучи бизгә хәт йезип, йеңисар наһийисидә бихәтәрлик көзитиш камерасиниң коча доқмушлириға орунлаштурулуши аз кәлгәндәк, әмди мәзкур наһийәгә қарашлиқ ситил йезисиниң һәр қайси кәнтлиридики һәр бир аилиниң ишик алдиға орунлаштурулушқа башлиғанлиқини билдүргән.

Юқириқи радийо аңлиғучимизниң билдүрүшичә, йеңисар наһийәсиниң башқа йезилирида дәсләпки қәдәмдә қамақ җазаси берилгән яки тәрбийиләшкә елип кирип кәткән кишиләрниң қорусиниң алдиға көзитиш камераси қоюлуп болған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики һәр қайси йеза-кәнтләргә көзитиш аппарати орунлаштуруши, униң мәзкур районда омумйүзлүк електронлуқ көзитиш системиси қуруп, кишиләрниң һәрикитини тор, телефон, көзитиш камераси, аптомобил из қоғлаш әсваби, електронлуқ кимлик, йүз тонуш аппарати қатарлиқлар електронлуқ үскүниләр лар арқилиқ контрол қилиш пиланиниң бир қисмидур.

Униң мәзкур пиланида, һәр қайси наһийә, йеза-кәнтләрдики бихәтәрлик көзитиш камералирини, кишиләрниң қолидики һәр хил електронлуқ алақә васитилирини шу наһийәниң җ х идариси қармиқидики електронлуқ көзитиш қоманданлиқ мәркизи көзитиду вә контрол қилиду.

Сәйшәнбә күни биз, юқириқи радио аңлиғучимиз тәминлигән йип учиға асасән йеңисар наһийиси вә қәшқәр вилайитиниң башқа наһийәләргә телефон қилип, қамақ җазаси берилгән яки тәрбийиләшкә елип кирип кәткән “нуқтилиқ аилиләр” ниң ишик алдиға бихәтәрлик камераси орунлаштуруш мәсилисини сүрүштүрдуқ.

Сүрүштүрүш давамида йеңисар наһийәсидики бир сақчиханиниң нөвәтчи хадими, йеза-кәнтләрдики һәр бир“нуқтилиқ аилә” гә бир камера орунлаштурулғанлиқини демигән болсиму, бирақ улар олтурушлуқ һәр бир кочиға бир камера орунлаштурулғанлиқини дәлиллиди.

Нөвәтчи: һәә лушаң болди, һәммиси сақ меңиватиду. Кәнтләргиму бекиткән. Асасән гаңпиң, йезилиқ сақчихана, кәнт сақчиханилириға бекиттуқ.

Мухбир: нуқтилиқ аилиләргичу? нуқтилиқ аилиләргә бекиттиңларму- бекитмидиңлар?

Сақчи: нуқтилиқ аилиләрниң мундақ ишикиниң алдиға қойдуқ. Һәә, бир аилиниң ишикиниң алдиға. Йол бойиғилам қойдуқ.

Мухбир: һәр бир кочиға бирниму яки һәр бир нуқтилиқ аилигә бирни қойдуңларму?

Сақчи: һәр бир аилигә бирни қоймидуқ. Мундақ арилиқ қоюп қойдуқ. 100 Метир яки 200 метир арилиққа бирни қойдуқмикин. Андин 4 коча еғизиға вә нуқтилиқ йол бөләклиригә қойдуқ.

Илгири йәрлик аһалиләр бизгә даириләрниң бихәтәрлик камераси орунлаштуруш пулини “нуқтилиқ аилиләр” гә төләткәнликини билдүргән иди. Бирақ мәзкур наһийәдики башқа бир сақчиханиниң йәнә бир нөвәтчи хадими, камера орунлаштуруш пулини “нуқтилиқ аилиләр” гә төләткәнликини рәт қилди.

Нөвәтчи: көзитиш аппарати асасән орунлаштурулуп болди. Қанчә кәнткә орунлаштурулғанлиқини мән таза уқмайдикәнмән, әмма җиқ йәргә орунлаштуруп болди.

Мухбир: камераниң пулини “нуқтилиқ аилә төләватамду яки наһийәниң буниңға аҗратқан пули барму?

Нөвәтчи: бу йәрдикигә деһқанлардин пул йиғмиди. Һөкүмәттин орунлаштуруп қиливатиду.

Мухбир: лекин биз һөкүмәт орунлаштурған камераниң пулини нуқтилиқ аилиләрдин еливатиду, дәп аңлидуққу?

Нөвәтчи: яқ, яқ, ундақ әмәс. яқәй, дуканларға орунлаштурған камераниң пулини алди болғай. Нуқтилиқ аилиләргә орунлаштурғанни һөкүмәт қилип бәрдимикин.

Мухбир: ашу һәр бир нуқтилиқ аилиниң ишик алдиға бирни орунлаштурдиңларму яки нуқтилиқ аилә бар кочиға бирдин орунлаштурдиңларму?

Нөвәтчи: яқ, кочиға орунлаштурди. Ашундақ нуқтилиқ орунларға. Бу йәрдә пулни уларға төләткән ундақ иш йоққу. Башқа йезиларда болған-болмиғанлиқини уқмидим. Ундақ пулни деһқанлардин йиғмиди. Һөкүмәттин орунлаштуруватиду, һазир.

Бирақ хитайниң юқириқи аманлиқ сиясити кишилик һоқуқ тәшкилатлирини вә чәтәлдики уйғур паалийәтчилирини әндишигә селип кәлгән. Улар хитайниң алған мәзкур районидики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң контрол сиртиға чиқип кетиватқанлиқини агаһландуруп кәлгән иди.

Д у қ ниң қанун мәслиһәтчиси, америкадики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики аманлиқ тәдбирлирини дуняниң башқа җайида учратқили болмайдиғанлиқини билдүрүп, “бу униң өзигә болған чүшәнчисиниң йоқлуқини көрситиду”, деди.

Нури түркәл: “буни инглизчида алдини елиш тәдбири дәймиз. Әмди мушу көзитиш үскүнилирини орнитиш, инсанларниң шәхсийитигә кириш қанчилик нормал болиду, дегән соални сораш керәк. Буни сораш үчүн бу тәдбирләрни қоллиниватқан һөкүмәтниң немә арзу-истики бар дегәнгә қараш керәк. Тәдбирләргә қарисақ униң һәммиси һәддидин ашқан радикал тәдбирләр.... Қандақ сәвәбтин болушидин қәтийнәзәр бу тәдбирләрни дуняниң башқа йеридә көргәнликимизни, аңлиғанлиқимизни қияс қилғили болмайду. Буни йиғип ейтқанда немигә келип тохтайду, десиңиз, бу хитай һөкүмитиниң өзиниң хаталиқлирини билидиғанлиқи, бу сияситиниң бир күни бир йәрдин тешип чиқидиғанлиқиға әндишә билән қараватқанлиқи яки өзигә ишәнмигәчкә бу хил алдини елиш характерлик радикал тәдбирләрни ишлитип, хәлқ аммисида вәһимә пәйда қиливатқанлиқини билдүриду”.

Нури түркәл әпәнди йәнә, електронлуқ көзитиш системиси һәққидә пуқралар биливелишқа тегишлик 3 һалқилиқ нуқта барлиқини билдүрди.

Нури түркәл: “бу мәсилә тоғрисида 3 һалқилиқ нуқта бар. Биринчиси, 11‏-сентәбир вәқәсидин кейин хәлқарада тор бихәтәрлики вә шәхси учурларниң қоғдилишқа еришәлмәйватқанлиқ мәсилиси. Иккинчиси, хитай һөкүмитиниң техникилиқ усуллар арқилиқ уйғурларни көзитиши аталмиш дөләт бихәтәрликигә хизмәт қилдуруш үчүн елип бериватиду. У, бу хитайниң мәвҗут болуш еһтималлиқи, дәп қариған бихәтәрлик тәһдитиниң алдини елиш үчүн қиливатқан нәрсә. Үчинчиси, уйғурлардики шәхси учур мәхпийәтлики, дегән уқумниң йоқлуқи яки бу һәқтики қаришиниң рошән болмаслиқ аламити. Бу мәсилигә мушу 3 һалқидин қарисақ буниң мәнтәқә асасини көрүвалалаймиз”.

“нуқтилиқ аилә” хитай даирилириниң уйғур районида тәқиб вә назарәт қилинидиған аилә вә шәхсләр үчүн яратқан бир сиясий термини. Даириләр бурун түрмигә кирип чиққан сабиқ сиясий мәһбуслар, диний, сиясий қариши пәрқлиқ уйғурларни “нуқтилиқ аилә” дәп бекитип кәлгән иди.

Бирақ даириләр йеқинқи йиллардин бери даириләр бу хил аилә вә шәхсләрниң категорийәсини кеңәйтип, намаз оқуйдиған, һиҗапланған, диний әһкамларға чиң, пәрзәнти яки аилә әзаси чәтәлдә оқуйдиған вә яки яшайдиған, тәрбийиләш мәркәзлиригә соливелинған аилә вә шәхсләрни “нуқтилиқ аилиләр” категорийәсигә киргүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.