Канада парламентидики 2-қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурларға мунасивәтлик муһим мәсилиләр музакирә қилинди
2018.10.22

18-Өктәбир пәйшәнбә күни канада авам палатасиниң хәлқара кишилик һоқуқ комитетида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати канада шөбиси башлиқи фәридә дийәф ханим вә германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз әпәндиләр гуваһлиқ бәрди.
Фәридә дейиф ханим гуваһлиқ сөзидә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң уйғур елидики вәзийәт һәққидә елан қилған әң йеңи доклатиға асасән, хитай һөкүмитиниң райондики уйғурларниң кишилик һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш билән биргә, зор көләмдә лагерларни қуруш арқилиқ уйғурлар вә башқа мусулман хәлқләрни кәң көләмдә тутқун қилғанлиқини билдүрди. У кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати зиярәт қилған шаһитлардин игилигән мәлуматлардин мисал берип туруп, уйғур елидики бу лагерларда тән җазаси йолға қоюлуватқанлиқини, лагерға әп кетилмигәнләрниңму әтигәндин ахшамғичә түрлүк лексийәләргә, байрақ чиқириш мурасимлириға мәҗбурий қатнаштурулуватқанлиқини билдүрди. Фәридә ханим гуваһлиқ сөзидә лагер түзүми сәвәблик ата-анилиридин мәҗбурий айриветилип, йиғивелинған уйғур балилири учраватқан еғир трагедийә үстидиму мәхсус тохтилип өткәндин кейин “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатимиз хитайда нәччә он йилдин бери уйғур елидә һазир йүз бериватқандәк бундақ еғир вә кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көрүп бақмиған иди” деди.
Германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз әпәндиму өзиниң гуваһлиқ сөзидә, йеқинқи бир қанчә һәптидин буян хитай һөкүмитиниң өзиниң тәшвиқат аппаратлири арқилиқ уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерларни ақлаш һәрикити башлап, бу һәқтики тәшвиқат программилирини көпләп тарқитиватқанлиқини ейтти. У, хитайниң мәркизи хәлқ телевизийә истансисида көрситилгән бу тәшвиқат программилириниң алдин сәһниләштүрүлгәнликини, программиларда сөзлитилгәнләрниң еғизидин чиқиватқан гәп билән бәдән һәрикитидики зитлиқниң бу кишиләрниң шундақ сөзләшкә мәҗбурланғанлиқини, дейилгән сөзләрниң алдин ядлитилғанлиқидәк пакитларниң ениқ көрүнүп туридиғанлиқини ейтти.
18-Өктәбир күни ечилған гуваһлиқ бериш йиғини канада парламенти авам палатасиниң хәлқара кишилик һоқуқ төвән комитети тәрипидин ечилған иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ бериш йиғини болуп, буниң биринчи нөвәтлики 2-өктәбир күни ечилған иди. Бу йиғинда канададики уйғур паалийәтчи, д у қ ниң кочмәнләр комититиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди уйғурларниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ бәргән иди. Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, канада авам палатасиниң хәлқара кишилик һоқуқ комитети 23-өктәбир сәйшәнбә күни вә 25-өктәбир пәйшәнбә күнлири йәнә уйғурлар һәққидики 3- вә 4-нөвәтлик испат бериш йиғинлирини өткүзидикән. Гуваһлиқ бериш йиғинлири аяғлашқандин кейин мәзкур комитет һөкүмәткә бир һәрикәт пилани түзәп йоллайдикән.
Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, һазир канада парламентиға йоллиниватқан бу тәләпләр арисида хитай һөкүмитини очуқ-ашкара тәнқид қилиш вә буниңға қарши тәдбир елиш билән биргә, чәтәлләрдә хитай паспорти билән яки паспортсиз қалған уйғурларни канадаға орунлаштуруш мәсилисиму оттуриға қоюлуватқан җиддий мәсилиләрниң биридур. Дәрвәқә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң канада шөбиси башлиқи фәридә ханим гуваһлиқ бериш йиғинидики сөзидиму канада һөкүмити вә башқа демократик һөкүмәтләргә хитай һөкүмитини лагерлар мәсилисидә очуқ-ашкара вә қаттиқ тәнқидләш, уйғур елидики бу қаттиқ зәрбә бериш сиясәтлиридә рол ойнаватқан чен чүәнго башлиқ һөкүмәт әмәлдарлириға җаза тәдбири елан қилиш, тиҗарәт чәклимилири арқилиқ назарәт үчүн ишлитиливатқан техникиларни хитайға сетишни чәкләш, хитайниң канададики уйғур җамаитигә селиватқан тәһдити үстидин тәкшүрүш елип бериш, канадада панаһлиқ тилигән уйғурларниң давасини көрүшни тезлитиш вә уйғурларни мәҗбурий қайтуруштин сақлиниш қатарлиқларни тәклипләрни қойған.
Адриян зенз әпәнди болса, уйғур елидики еғир вәзийәткә қарита канада һөкүмитини уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагер түзүмини тонуш вә уни очуқ-ашкара тәнқид қилиш, һәрқайси дөләтләр ортақ баянат елан қилиш, бу мәсилидә хитай билән йәң ичи дипломатийәси қилмаслиқ, һәрқандақ уйғурни канададин чиқиривәтмәсликтин ибарәт 3 тәклипни оттуриға қойған.
Мәмәт тохти әпәндиниң билдүрүшичә, улар нөвәттә канададики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шундақла канада парламентиниң қоллиши билән канада һөкүмитидин сәуди әрәбистан һәм түркийә қатарлиқ дөләтләрдә қолида хитай паспорти билән туруватқан вә паспортиниң вақти өтүп кетишкә аз қалған яки өтүп кәткән 3000-4000 әтрапида уйғурни канадаға орунлаштурушни тәләп қилмақта икән. Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштурушиға асасән, канададики уйғур паалийәтчиләрдин қеюм мәсимоф әпәнди 11-айниң 11-күни мәхсус түркийәгә берип юқириқидәк қейин әһвалда туруватқан уйғурларни тизимлап канада һөкүмитигә йоллайдикән. Бирақ, мәмәт тохти әпәнди сөзидә бу ишниң мәлум бир җәрян кетидиған бир ишлиқини алаһидә әскәртиш билән биргә йәнә, бу ишниң пүтүнләй һәқсиз елип берилидиғанлиқини, түркийәдики тизимлатқучиларниң һәрқандақ питнә-пасатларға ишинип, пурсәтпәрәсләргә пул бәрмәслики керәкликини алаһидә әскәртип өтти.
Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң ейтишичә, хитай һөкүмити чәтәлләрдә хитай паспорти билән туруватқан уйғурларниң паспортини узартип беришни рәт қилиш арқилиқ вә бир оттура шәрқ дөләтлири билән тил бириктүрүп уйғурларни көргән йәрдә тутқун қилип уларни хитайға қайтуруп кетишкә урунуватқан бир пәйттә, һәрқайси демократик әлләрдин уйғурлар үчүн алаһидә бир пилан йолға қоюшни тәләп қилиш вә уйғурларни бихәтәр дөләтләргә йөткәш нөвәттики әң җиддий вәзипиләрниң бири икән.