Рабийә қадир ханим канада ташқи ишлар министирлиқиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти
2014.03.05

Канада парламенти вә канада ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипигә бинаән, канадада зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, канада ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири дивизийәсиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.
4-Март күни әтигән саәт 10 да канада ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири дивизийәсиниң бир нәпәр алий дәриҗилик әмәлдари билән икки нәпәр хадими, рабийә қадир ханимни қобул қилип, рабийә қадир ханимниң нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан сиясий, иқтисади вә иҗтимаий мәсилиләр һәққидә бәргән доклатини аңлап өтти. Рабийә қадир ханимға һәмраһ болуп, бу қетимқи учришишқа қатнашқанлар ичидә дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти вә канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимуф қатарлиқларму бар.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, канада министирлар кабинтиниң рәиси җеисин кени, канададики уйғур мәсилисини әң яхши билидиған вә уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан министирларниң бири болуп, шу күни ташқи ишлар министирлиқиниң қобул қилиши ахирлашқандин кейин, җеисин кени рабийә қадир ханим вә униң һәмраһлирини қобул қилип сөһбәт елип барған.
Мәмәт тохти әпәнди зияритимизни қобул қилип, канада ташқи ишлар министирлиқида давам қилған учришишларниң әмәлий әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.