Рабийә қадир ханим канададики зиярити ахирида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2014.03.10
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Rabiye-Jeson-Keni.jpg Рабийә қадир ханим канада министирлар кабинетиниң башлиқи җасон кеннй билән көрүшти. 2014-Йили март, канада.
RFA/Gulshen

Канада парламенти вә канада ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипигә бинаән, өткән һәптә канадада 3 күнлүк зиярәттә болған дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим, канадада орунлаштурулған паалийитиниң барлиқ күнтәртиплирини мувәппәқийәтлик орунлап вашингтонға қайтти.

Рабийә қадир ханим, канадаға қаратқан 3 күнлүк зияритиниң ахирқи күни, торонтоға йетип келип, торонтони мәркәз қилған һалда хитайға қарши демократик паалийәт елип бериватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси вә хитайға демократийә елип келиш күнлүки астида паалийәт елип бериватқан тибәт, фалунгуң, демократик хитай тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар бирләшмисиниң мәсуллири билән әтигәнлик наштида биллә болди.

Рабийә қадир ханим шу күни йәнә, өзи чүшкән меһманханида, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, омни хәвәрлири, шяңгаң агентлиқи, тәйвән агентлиқи, йеңи таңлиқлар телевизийиси қатарлиқ 15 тин артуқ канада вә хитайға алақидар ахбарат оргини мухбирлириниң кунмиң вәқәси вә уйғур дияри вәзийитигә мунасивәтлик сориған соаллириға җаваб бәрди.

Бу мунасивәт билән рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, мухбирларни күтүвелиш йиғининиң әмәлий әһвалини аңлатти.

Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.