Хитайниң ақсу кәлпиндә йолға қоюватқан пиланлиқ туғут сиясити пәрқлиқму?
2014.03.21
Ақсу кәлпиндики 40 яшлиқ ана хәйринса мамутниң 5 айлиқ һамилисиниң мәҗбурий чүшуриветилгәнлики радиомизға мәлум қилинғандин кейин мухбиримиз мәзку наһийәниң пиланлиқ туғут мудири амут мамутни зиярәт қилди.
Мудир, хәйринса мамутниң 5 айлиқ һамилисини чүшүрүвәткәнликини етирап қилиш билән бирликтә, йеқинқи бир йил ичидә 15 һамилини чүшүрүвәткәнликини, буларниң көпинчисиниң 4 билән 6 айлиқ арисидики һамилә икәнликини ашкарилиди. Мудир йәнә 6 айдин ашмиған һамилиләрни пиланниң сиртида болса давамлиқ чүшүрүветидиғанлиқини баян қилди. Хитай мәркизи һөкүмитиниң пиланлиқ туғут мәсули, бу йил 1 - айниң бешида, чоң айлиқ һамилиләрни чүшүрүшкә қәтий болмайдиғанлиқи һәққидә мәхсус баянат елан қилған иди. Керийә наһийисидики бир сабиқ пиланлиқ туғут мәсулиму икки айниң алдида мухбиримизға қилған сөзидә 45 күнлүктин юқири һамилини чүшүрүшкә қәтий болмайдиғанлиқини ейтқан иди. Ундақта, хитайниң ақсу кәлпиндә йолға қоюватқан пиланлиқ туғут сиясити пәрқлиқму? төвәндә мухбримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:
Мудир амут мамутниң баян қилишичә, 6 айлиқтин юқирилар чоң һамилә, 3 билән 6 айлиқ арисдикиләр оттура һамилә, 3 айдин төвәнләр болса кичик һамилә һесаблиниду; пиландин сирт болған 6 айниң төвидиники һамилиләрни чүшүрүштә сиясәттә һечқандақ тосалғу мәвҗут әмәс. Униң йәнә баян қилишичә, пиланлиқ туғутта “толуқлима тәдбир” дейилидиған тәдбирму бар, бу тәдбиргә асасән, наһийилик пиланлиқ туғут комитетиниң 27 һәптилик, йәни 7 йерим айлиқ һамилиниму чүшүрүшни тәстиқлаш һәққи бар. Биз униңдин, мәркизи пиланлиқ туғут комитетиниң бу йил 1 - айда елан қилан қилған “чоң айлиқ һамилиләрни қәтий чүшүрүшкә болмайду” дейилгән уқтурушини соридуқ. У өзиниң бундақ бир уқтуруштин хәвири йоқлуқини ейтти.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, охшаш вәқә йәни һамилә қәтлиам қилиш вәқәси, өткән йилниң ахири керийәниң ариш йезисидиму йүз бәргән. Биз шу чағда керийә наһийисиниң алақидар рәһбәрлиридин биригә телефон қилған. У, хитайниң һамилә чүшүрүш бәлгилимиси һәққидә, болупму қанчә айлиқ һамилиниң чоң айлиқ һамилә санилидиғанлиқи һәққидә мундақ дегән иди:
- Мән 2008 - йилға қәдәр 9 йил пиланлиқ туғут хизмити ишлигән. Чоң айлиқ һамилини чүшүрүш 2005 - йилларда тохтитилған. Пиланлиқ туғутта дайиңчан қилишқа) һамилини қириш, парчилаш вә чүшүрүветишкә( қәтий болмайду дегән уқтуруш бар. Бу дегәнлик 45 күндин юқири һамилә чоң һамилә санилиду, чүшүрүлсә қәтий болмайду дегәнлик.
- Һәр қайси җайларниң бу һәқтики бәлгилимиси пәрқлиқму - я?
- Һәрқандақ бир наһийә яки яки вилайәт болсун, чоң һамилини чүшүр, йәни қорсақтики балини өлтүр демәйду. Әгәр мушундақ вәқә йүз бәргән болса, бу хата.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида аңлиғиниңлар, һәр икки наһийә дәриҗилик болған охшаш вәзипидики хадимларниң охшаш вәқә үстидики охшимиған баянлири. Бу баянлар мундақ бир соални туғдурмақта: хитайниң кәлпин наһийисидики пиланлиқ туғут сиясити пәрқлиқму вә яки һәрқайси наһийәләр пиланлиқ туғут мәсилисидә өз алдиға түзүм түзүп өз алдиға иҗра қиливатамду?