17 яшлиқ абдулбаситниң наһәқ өлүми һәққидә үндидарға учур йоллиған бир уйғур 17 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған
2014.12.31
Игилишимизчә, даириләр үчтурпан наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур яшни кәлпиндә наһәқ етиветилгән 17 яшлиқ абдулбаситниң өлүм хәвирини үндидарға йоллиғанлиқи сәвәблик 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Мәрһум абдулбаситниң аниси бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, бу йил апрелда оғли етиветилгәндин кейин кәлпин наһийәси билән башқа җайларда нурғун кишиләрниң тутқун қилинғанлиқини вә түрлүк җазаларға учриғанлиқини баян қилди.
Униң билдүрүшичә, әйни вақитта кәлпин хәлқидин башқа ақсу, үчтурпан вә башқа қошна наһийәләрдики уйғур яшлириму абдулбаситниң наһәқ өлүмигә күчлүк инкас қайтурған.
Мәлум болушичә, үчтурпан наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур бу һәқтә үндидарға учур йоллиған. У бу учурида: “қериндишимиз қизил чирағдин мотосиклит билән бөсүп өткәнлики үчүн етиветилди. У бизниң шундақла сизниңму қериндишиңиз. Уйғур болсаңлар, бундақ наһәқчиликкә сүкүт қилмаңлар!” дәп язған.
Аридин узун өтмәй бу киши үчтурпанда тутқун қилинған вә 17 йиллиқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Униң 3 балиниң атиси икәнлики мәлум.
Мәрһум абдулбаситниң аниси зияритимиз җәрянида йәнә мунуларни билдүрди:
- Мән һазирғичә оғлумниң қәйәргә көмүветилгәнликиниму билмәймән. Өз вақтида бир әрз йезип кәлпин наһийәсиниң һакимиға бериш үчүн һөкүмәт бинасиға барған идим, лекин мени һаким билән көрүшкили қоймиди. Һәтта әрз йезипсән дәп солап қойди. Бу әрзни йезишта йезиқчилиқ вә қанундин хәвири бар бир тонушимиздин мәслиһәт алған идим. У маңа бу әрзни йезипму бәрмигән, пәқәтла мәслиһәт бәргән иди. Кейин уни“"әрз йезип қутратқулуқ қипсән” дәп бир һәптә солиди, андин 1500 сом җәриманә қоюп, маашидин тутуп қалди. Бу хетимни компйотерда бесип бәргән бир аялни 5 күн солап қоюп бәрди. Ишқилип, бизгә һесдашлиқ қилған яки бир қача тамақ сунған кишиләрниң һәммиси сораққа тартилди. Мени төвән иҗарилик өйүмдин қоғлап чиқарди, һазир йүрчи йезисидики өйимиздә 5 пуң келидиған йеримизгә тайинип күн өткүзүватимән. Кичик оғлумдин даим әнсирәпла йүримән, гоя униму туюқсиз етип ташлайдиғандәк бир қорқунч ичидә ухлиялмаймән. Уруқ - туғқанлиримниң көп қисми намайишқа қатнашқанлиқи үчүн кесилип кәтти. Кәлпин җамаитидин нәччә онлиған кишиләр техичә тутқунда яки қамақта йетип еғир бәдәл төләватиду. Бир аллаһдин башқа һечбир йөләнчүкимиз қалмиди…
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.