Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “хитай һөкүмити уйғурларға халиғанчә қолға елиш, қийнаш вә ғайип қиливетиш васитиси қолланмақта”
2014.01.21
Бүгүн хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2014-йиллиқ доклатини елан қилди. Мәзкур доклатниң хитайға аит қисмида уйғурларниң мәсилиси алаһидә тилға елинған болуп, униңда хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик, дини радикаллиқ вә террорлуққа қарши уруш, дегән нам астида уйғурларға қилиниватқан миллий кәмситиш, дини бесим вә уйғур мәдәнийитигә қилиниватқан таҗавуз райондики сүркилишни өткүрләштүрүватқан әң муһим амил”, дәп көрситилгән.
Бүгүн хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин бири болған “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” һәр йили бир қетим һәр қайси әлләрниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә елан қилидиған йиллиқ доклатини сәйшәнбә күни елан қилди. 2014-Йиллиқ доклатта, өткән бир йил ичидә дунядики һәрқайси дөләтләрниң омумий кишилик һоқуқ вәзийити, әмгәкчиләр һоқуқи, аяллар -балилар һоқуқи, дини әркинлик вә пикир әркинликиниң капаләткә игә қилиниши қатарлиқ мәсилиләрдики хатирисигә баһа берилгән. Доклат омумий баһа, рәсимләр топлими вә дөләтләргә берилгән айрим баһадин ибарәт 3 қисимға айрилған.
90 Дин артуқ дөләтниң өткән бир йил ичидики вәзийити хуласиланған доклатниң хитайға аит қисмида хитайда ахбарат -пикир әркинликиниң илгириләп чәклиниватқанлиқи, йәр маҗраси, мәҗбурий көчүрүлүш, һәқ -тәләп даваси вә киримдики тәңпуңсизлиқ, муһит булғиниши, һоқуқни қалаймиқан ишлитиш, чириклик вә шуниңдәк нурғун башқа адаләтсизликләр түпәйлидин күнигә оттура һесаб билән 300-500 әтрапида наразилиқ һәрикәтлири келип чиқиватқанлиқи баян қилинған.
Буниңда хитай дөләт рәиси ши җинпиң һәққидә мундақ дейилгән: ши җинпиң, тәхткә олтурғандин буян елип бериватқан чирикликкә қарши күрәш арқилиқ әмәлийәттә өзиниң сиясий рәқиблирини нишан қилди. У өктичиләргә техиму қаттиқ зәрбә беришкә башлиди, ахбарат әркинликини техиму илгириләп чәклимә астиға алди. У өктичиләр вә интернеттики тәнқидий пикирчиләрни җазалашни қанунийлаштуруш үчүн икки қанун мақуллап чиқти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатида уйғур елиниң вәзийитигә айрим бир тема астида мәхсус орун айрип, уйғур елидә 2013-йили вәзийәтниң кәскин болғанлиқини билдүргән. Униңда “һәр саһәгә сиңип кәткән миллий кәмситиш, еғир дини бесим вә миллий мәдәнийәтниң илгирилигән һалда бесим астиға елиниши район вәзийитини кәскинләштүрүватқан әң муһим үч амил” икәнлики, әмма хитай һөкүмитиниң бу қилмишини “бөлгүнчилик, дини радикаллиқ вә террорлуққа қарши күрәш” нами астида йүргүзүватқанлиқи баян қилинған.
Доклатта хитай қораллиқ қисимлириниң уйғур намайишчиларға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә тохтилип: “2013-йили районда йүз бәргән вәқәләрдә 100 дин артуқ адәм һаятидин айрилди. Бу, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин көрүлгән әң юқири чиқим һесаблиниду. Бу вәқәләрниң бәзилиридә чиқимниң көплүкигә һөкүмәт қисимлириниң 23-апрелдики сериқбуя вәқәси вә 26-июл турпандики вәқәгә охшаш һәддидин артуқ күч қоллинип, намайиш қилмақчи болуватқан кишиләргә һуҗум қилиши сәвәб болған дәп қарашқа болиду”, дәп баян қилинған. Доклатта 28-июн күни хотәндә йүз бәргән намайиш вә шундақла 8-авғуст күни ақсуда йүз бәргән вәқәләрму тилға елинип, вәқәләрниң һәммисидә хитай һөкүмитиниң бөлгүнчи, дини радикал вә терорлуқ гуруппилирини әйибләп, мустәқил тәкшүрүшни рәт қилғанлиқини әскәртилгән.
Уйғур елидики ғайиплар мәсилисиму доклатта әскәртилгән муһим темиларниң биридур. Униңда мундақ дейилгән : хитай һөкүмити өзи бөлгүнчи дәп қариған кишиләргә қарита халиғанчә қолға елиш, қийнаш вә ғайип қиливетиш васитиси қолланмақта. Бу йәрлик амма арисиға қорқунч селиватқан муһим мәсилә. Өткән йили июлда бейҗиң мәркизи милләтләр унверситетиниң профессори илһам тохти хитай һөкүмитигә очуқ хәт йезип, ғайип болуп кәткән 34 кишиниң из -дерикини беришни тәләп қилған иди. Буниң билән у қаттиқ тәқип астиға елинип, униң чәтәлгә чиқиши чәкләнди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатта уйғурларниң йәр -җайлиридин мәҗбурий көчүрүлүши һәққидиму тохтилип, “хитай һөкүмити шәһәрләштүрүш вә тәрәққий қилдуруш нами астида уйғурларни өз җай -маканлиридин көчүрүш вә уларниң өй -җайлирини чеқиш һәрикитини тезләтмәктә” дегән.
Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә берилгән омумий баһада йәнә уйғурларниң вәзийитидин сирт тибәт вә шундақла хоңкоңниң вәзийитиму айрим тема астида тилға елинған. Униңда хитайда иқтисад тәрәққий қилғанниң әксичә пикир әркинлики, пуқраларниң йиғилиш -тәшкиллиниш әркинликиниң қаттиқ чәклимә астиға елиниватқанлиқи, дини әркинликниң чәклиниватқанлиқи, мустәқил ишчилар уюшмилири вә кишилик һоқуқ органлириниң чәкләнгәнлики, әдлийиниң мустәқил әмәслики баян қилиған.
Доклатта мундақ дейилгән:
Хитай һөкүмити ахбарат, интернет вә барлиқ мәтбуат материяллирини, академийилик тәтқиқатларни сүзгүчтин өткүзиду. Кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлирини “җәмийәт аманлиқини сақлаш” дәп атайду. Уйғур, тибәт вә моңғул районлирида бесим интайин еғир. Хитайда мәктәпләрдә мейип балиларниң һоқуқи капаләткә игә қилинмиған. Һоқуқни қалаймиқан ишлитиш, чириклик еғир. Әмма хитай һөкүмити һечнемигә қаримай интернетни контрол қилишни қаттиқ әмәлийләштүрмәктә.
Доклатта хитай һөкүмитиниң хәлқара мәсилиләргә тутуватқан позитсийисиму тәнқид қилинған болуп, униңда, “хитай һөкүмити б д т ниң бәзи механизимлири билән болған алақисини күчәйткән болсиму, әмма хәлқарада кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш вә башқа дөләтләргә кишилик һоқуққа алақидар мәсилиләрдә бесим ишлитишкә тоғра кәлгәндә йәнила һәмкарлишиштин баш тартип кәлмәктә. Сүрийидики кризисниң қанчилик адәмниң бешиға чиққанлиқиға аит испатлар вә бәшәр әсад һөкүмитиниң авам хәлққә химийивилик қорал ишләткәнлики ениқ туруп, хитай һөкүмити хәвпсизлик кеңишидә сүрийә һөкүмитини җазалаш һәққидики қарарларни рәт қилди. У йәнә вәқәгә хәлқара сотниң арилишишини чәклиди. Бәзи уруш җинайити садир қиливатқан гуруппиларни қорал билән тәминләшниң алдини алидиған қорал чәкләш қарарлириға қарши чиқти. Хитайға аит хусусий вә дөләт игиликидики ширкәтләр өзлири мәбләғ селиватқан дөләтләрдә әмгәкчиләр һоқуқини дәпсәндә қилди”, дәйилгән.
Мәзкур доклат җәмий 682 бәттин тәркип тапиду. Униң кириш қисмида 2013-йилида дуняда кишилик һоқуқни капаләткә игә қилишта көрүлгән қийинчилиқлар “вәһший җинайәтни тосиялмаслиқ, шиддәт вә террорлуққа қарши урушни сүйистимал қилиш” тин ибарәт үч сөзгә йиғинчақланған.