Америка һөкүмити доклатида уйғурларниң негизлик һоқуқи еғир бастурушқа учраватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2014.02.27
jon-keriy-john-kerry.jpg Америка дөләт ишлар министири җон кәри кишилик һоқуқ йиллиқ доклатида уйғурларниң сөз, йиғилиш вә диний әркинлики еғир бастурушқа учраватқанлиқини билдүрди. 2014-Йили 27-феврал, вашингтон.
state.gov

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң бу йиллиқ доклатида көрситишичә, өткән бир йилда уйғурларниң сөз-пикир, диний етиқад, йиғилиш, тәшкилатларға қатнишиш әркинлики еғир бастурушқа учриған, хитайда кишилик һоқуқ, сиясий һәқ мәсилисигә четишлиқ шәхс вә гуруһларни, аз санлиқ милләтләрни, назук делоларни қобул қилған қанун мулазимәт орунлирини бастуруш адәткә айланған.

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2013‏-йиллиқ кишилик һоқуқ доклати пәйшәнбә елан қилинди. Америка һөкүмити бу йиллиқ доклатида хитайни өз ичигә алған дунядики 100 нәччә дөләтниң кишилик һоқуқ тәрәққиятини баһалап чиққан.

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида, өткән йили уйғур аптоном районида нурғун адәм өлгән қанлиқ вәқәләр һәққидә тохтилип, даириләр бу зораванлиқ вәқәлирини “үч хил күчләр” ниң террорлуқ зораванлиқ һәрикити, дәп көрсәткән болсиму, бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң башқичә пикирдә икәнликини оттуриға қойған. Доклатта, кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай аманлиқ күчлириниң бу уйғурларни өйигә кирип яки ибадәт қиливатқанда оққа тутқанлиқини илгири сүрүп келиватқанлиқини әскәртип, бирақ хитай һөкүмити уйғур аптоном районидин келидиған барлиқ учурларни қаттиқ контрол қилғачқа, бу хил өз ара бир биригә зит учурларни тәһқиқләш қийинлиқини билдүргән.

Доклатта йәнә, уйғур аптоном райони вә тибәтләр олтурақлашқан районларда телефон вә тор алақисини назарәт қилиш, үзүветиш омумйүзлүк әһвал икәнликини тәкитләп, даириләрниң пат-пат өктичиләрни, паалийәтчиләрни, йәр асти диний шәхсләрни, сабиқ сиясий мәһбусларни чәтәллик мухбирлар, дипломатлар билән учрашмаслиққа агаһландуруп туридиғанлиқини илгири сүргән.

Америка һөкүмити һәр йили өзиниң кишилик һоқуқ доклатида хитай кишилик һоқуқ хатирисини әйибләп кәлгән болсиму, бирақ бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири обама һөкүмитини кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға юмшақ қоллуқ қилиш билән тәнқидләп, униң хитайға қаттиқ қол болушини, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа мәҗбурлашни тәләп қилип кәлгән иди.

Лекин америка дөләт ишлар министири җон кәррй, пәйшәнбә күни доклат елан қилиш мунасивити ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, америкиниң давамлиқ универсал кишилик һоқуқ тәләп қилған хәлқләр тәрипидә туридиғанлиқини билдүрди.

У: америка, өзиниң универсал һоқуқи үчүн орнидин турған хәлқләр мәсилисидә, иккиләнмәй яки һечқандақ сәвәб көрсәтмәй давамлиқ улар үчүн гәп қилиду. Биз йәнә, нурғун мәсилиләрдә өзи үчүн дәс туруш пурситидин мәһрум қилинған хәлқләр үчүнму давамлиқ уларниң тәрипини тутимиз, дәп көрсәтти.

Доклатта, хитайниң уйғур әнәниви мәһәлләрни чеқиш пиланини тәнқид қилинип, қәшқәрдики қәдими шәһәр рәстисигә охшаш әнәниви уйғур мәһәллилирини чеқип қайта қуруш пилани тарихий вә мәдәнийәт җәһәттә муһим әһмийәткә игә йәрләрниң бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқарди, дәп тәкитлигән.

Хитайниң 2006‏‏-йили башланған қәшқәр қәдими шәһәр рәстилирини чеқиш пилани хәлқара тарих, мәдәнийәт саһәсиниң җиддий диққитини қозғап, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә қаттиқ наразилиқ пәйда қилған. явропа парламенти 2011‏-йили қарар мақуллап, хитай һөкүмитидин қәшқәр қәдими шәһәр рәстилирини чеқишни дәрһал тохтитишни, қәшқәрни йипәк йолидики мәдәний мирас, дәп елан қилип, б д т мәдәнийәт‏-маарип тәшкилатиға илтимас сунушни, явропа комитетини хитайға бузғунчилиқни тохтитиш һәққидә бесим ишлитишкә чақирған.

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң доклатида, һөкүмәтниң қәшқәрни чеқип, пуқраларға мувапиқ төләм бәрмигәнлики, зорлуқ васитилирини қоллинип, аһалини тохтамға имза қоюшқа мәҗбурлиғанлиқи бәзи пуқраларниң наразилиқини қозғиғанлиқини билдүргән.

Шундақла йәнә, һөкүмәтниң сияситидә аз санлиқ милләтләр пиланлиқ туғут, алий мәктәпкә кириш, қәрз елиш, ишқа орунлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә алаһидә муамилә қилиниду, дейилсиму, бирақ аз санлиқ милләтләр сиясити иҗра қилинмайдиғанлиқини билдүргән. Аз санлиқ милләтләрни кәмситиш омумйүзлүк әһвал икәнликини әскәртип, аз санлиқ милләтләрниң маариптин бәһримән болуши хәнзуларға йәтмәйдиғанлиқи, ишқа орунлишишта хәнзуларға етибар берилидиғанлиқи, һөкүмәт программилиридин вә иқтисади тәрәққияттин хәнзулар бир тәрәплимилик бәһримән болидиғанлиқини илгири сүргән.

Доклатта қәйт қилишичә, хитай һөкүмитиниң хәнзу көчмәнләрни уйғур елинған көчүп келишкә илһамландуруши, районниң нопус қурулмисидики уйғурларға пайдисиз өзгириш уйғурларниң наразилиқини қозғаватқан амилларниң бири. Доклатта мундақ дегән: хитай һөкүмитиниң хәнзуларни аз санлиқ милләтләр райониға көчүп берип олтурақлишишқа илһамландуруш сиясити, уйғур аптоном районида хәнзу нопусини көрүнәрлик ашурған. Йеқинқи нәччә он йил ичидә үрүмчиниң нопуси бурунқи уйғурлар 80% хәнзулар 20% ни тәшкил қилиштин, һазирқи хәнзулар 80% уйғурлар 20% ни тәшкил қилишқа өзгәргән. Бу, уйғурлардики наразилиқ давамлишип келиватқанлиқидики сәвәблириниң бири.

Доклатта йәнә, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәлуматини нәқил кәлтүрүп, хитайниң уйғур аптоном райониға хәнзу көчмәнлирини давамлиқ йөткәватқанлиқи, йәрлик хизмәт орунлирини улар билән тоштуруп, уйғур аяллирини уйғур аптоном райониниң сиртидики шәһәрләргә берип ишләшкә мәҗбурлаватқанлиқини билдүргән.

Доклатта, хитай даирилириниң бир түркүм журналистларни давамлиқ түрмидә тутуп туруватқанлиқи әскәртилип, уйғур тор башқурғучилиридин дилшат пәрһат, ниҗат азатниң “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” билән әйиблинип һазирму түрмидә йетиватқанлиқи, журналист мәмәтҗан абдулланиң “5‏-июл вәқәси” дә иғвагәрчилик характергә игә учурларни йоллаш билән әйиблинип, 2010‏-йили муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқини әскәртип өткән.

Дөләт ишлар министирлиқиниң ахбарат елан қилиш йиғинида ярдәмчи дөләт ишлар министир үзрә зия, 2013‏-йили нурғун кишини зәрбигә учриғанлиқини әскәртип, бирақ кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилиш дөләтләргә муқимлиқ елип кәлмәйдиғанлиқини агаһландурди.

У: пүткүл бир йилда нурғун кишиләр җимиқтурушқа учриди. Сәудилиқ тор башқурғучи бәдави әркинлик пикри үчүн қамаққа буйрулуп, 600 дәррә йеди. Вийетнамлиқ кишилик һоқуқ адвокати, тор башқурғучиси ли куакуән баҗ оғрилаш билән әйиблинип, түрмигә соланди. Хитай нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбо давамлиқ түрмидә тутуп турулмақта. Униң аяли лю шя аилә нәзәрбәндтә туруватиду. Бу әһваллар йәнә бир һәқиқәтни көрситип туриду, кишилик һоқуққа бузғунчилиқ қилинип, у һәл қилинмиса вә сүрүштүрүлмисә, җәмийәттә муқимсизлиқ, тоқунуш йүз бериш хәтири зор болиду, деди.

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң йиллиқ доклатида йәнә, уйғур қош тиллиқ маарип һәққидә тохталған. Уйғур аптоном райони һөкүмитиниң мәктәпләрдә уйғур тилини қисқартиш, хитай тилини омумлаштуруш қатарлиқ васитиләрни қоллинип, уйғур кимликигә чәклимә қойғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити хитай тил маарипиға әһмийәт бериш сиясити йүргүзгәчкә, миллий тил маарипиниң тарийиватқанлиқи яки әмәлдин қеливатқанлиқини илгири сүргән.

Доклатта көрситишичә, даириләр өткән йили уйғур аптоном районида давамлиқ бастуруш сиясити йолға қоюп, уйғур аһалисини зәрбә бериш нишани қилған. Даириләрниң “3 хил күчләр” гә зәрбә бериш намида шәхс вә гуруһларни нишан қилип елип барған бәзи ахтуруш, тутқун қилиш вә җазалаш һәрикәтлириниң, әмәлийәттә сиясий, диний көз қаришини тинч йоллар билән ипадилигән шәхс вә гуруһларға қаритилғанлиқини илгири сүргән. Униң өз көз қаришини тинч йоллар билән ипадилигән уйғур сиясий өктичилирини, мустәқил диний затларни давамлиқ бастуруп, уларға террорлуқни баһанә қилип қол селиватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.