Рабийә қадир ханим дөләт мәҗлисиниң зияпитидә обама, ши җинпиң учришишиға тәлипини җакарлиди
2015.09.25
25-Сентәбир күни йәни хитай рәиси ши җинпиң вашингтонда зияритини башлиған вә ақсарай униң шәрипигә рәсмий дөләт зияпити тәйярлаватқан пәйттә, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим болса, америка дөләт мәҗлисиниң әтигәнлик зияпитигә қатнишип бүгүнкидәк бир күнниң уйғурларға охшаш хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқан хәлқләрниң тәқдири үчүн интайин һалқилиқ бир күн икәнликини билдүрүш билән биргә, президент обамадин ши җинпиңдин уйғурлар вә башқиларниң үстидики йолсиз бастурушни тохтитишни, түрмидики барлиқ виҗдан мәһбуслири вә бигунаһ уйғурларни қоюп беришни ашкара оттуриға қоюшни тәләп қилидиғанлиқини җакарлиди. Мәзкур наштилиқ зияпити америка дөләт мәҗлиси том ләнтос кишилик һоқуқ комитети, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети қатарлиқ орунларниң саһибханилиқида орунлаштурулған болуп, бу арқилиқ улар хитайда демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ, адаләт үчүн күрәшкүчиләрни давамлиқ қоллайдиғанлиқини мәқсәт қилған.
Зияпәт ахирида, америка дөләт мәҗлисдики бир қисим әрбаблар америкида паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, хитай, тәйвән, фалонгоң тәшкилатлириниң вәкиллири вә бир қисим хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилат вәкиллири бирликтә адаләт, кишилик һоқуқ һәмдә әркинлик йолида хитайниң зиянкәшликигә учрап һаятидин айрилғанлар үчүн бирликтә дуа қилди.
Америка дөләт мәҗлисидә, хитайдики кишилик һоқуқни қоғдиғучилар шәрипигә берилгән наштилиқ зияпити, 25-сентәбир вашингтон вақти 8:30да башланди. Мәзкур зияпәт америка дөләт мәҗлиси том ләнтос кишилик һоқуқ комитети рәиси җемес макгаврен, мәзкур органниң муавин рәиси вә америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети рәиси җосеф питс, кеңәш палата әзаси марко робиолар асаслиқ саһибханилиқида, хитайға ярдәм тәшкилати, әркинлик өйи вә дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси, хәлқара тибәтни қоллаш һәрикити қатарлиқ тәшкилат вә органларниң бирликтә уюштуруши билән орунлаштурулған болуп, асаслиқ америка хәлқиниң, болупму америка дөләт мәҗлисиниң хитай коммунист һөкөмитигә қарши өктичиләрни, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоллаш вә уларға “силәр ялғуз әмәс” дегән сигнални беришни мәқсәт қилған.
Йүздин артуқ киши иштирак қилған бу зияпәткә, алаһидә тәклип қилинған меһманлар қатарида, уйғур уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә ханим вә уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди қатарлиқ бир қисим уйғур паалийәтчиләрму қәдәм тәшрип қилди.
Зияпәт, баш саһибхана америка дөләт мәҗлиси том ләнтос кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси җемс макговрен әпәндиниң муқәддимә сөзи билән башланди.
У, америка дөләт мәҗлиси вә том ләнтос кишилик һоқуқ комитети намидин бүгүнкидәк алаһидә бир күнгә орунлаштурулған наштилиқ зияпитигә қәдәм тәшрип қилған меһманларни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрүп, болупму хитай президенти ши җинпиң вашингтонға йетип келип, дөләт зияпити билән рәсмий йосунда қарши елиниватқан һәмдә америка дөләт мәҗлиси бинасини зиярәт қилидиған, америка президенти обама вә бир қисим авам палата, дөләт мәҗлиси әзалири билән учришидиған пәйттә, хитайға һәқиқий әркинлик, кишилик һоқуқ тәләп қилип күришиватқан хитайдики хәлқләрниң һәқиқий вәкиллири билән һәмдасқан болғанлиқидин интайин пәхирлик һес қилидиғанлиқини билдүрди.
Сөзгә тәклип қилинған дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети муавин рәиси, том ләнтос кишилик һоқуқ комитети муавин рәиси җосеф тис “коммунист хитай инсан һәқлиригә, болупму диний әркинлик һоқуқиға әң еғир дәхли тәрз қиливатқан һөкүмәт, мәлум болушичә, йеқинқи 15 йил ичидила түрмигә елинған динға ишәнгүчиләр 250 миңдин ашқан, уларниң көп қисмини аз санлиқ милләтләр игиләйду, мән силәрниң хитайдики кишилик һоқуқ үчүн һәқиқәтни сөзләшкә вә униң үчүн күрәш қилишқа җүрәт қилғиниңларға һөрмәт билдүримән вә давамлиқ силәрни қоллаймән” дәп билдүрди.
Зияпәткә йәнә, америка һөкүмитиниң дуня миқясида җүмлидин хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини илгири сүрүш үчүн хизмәт илип тиришчанлиқ көрситип кәлгән америка дөләт мәҗлисиниң демократик ледири нәнсй плуси ханим алаһидә қәдәм тәшрип қилип нутуқ бәрди: “биз хитайдики реаллиқни көрүп туруватимиз, әмәлийәт хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитиниң җиддийликини испатлайду. Биз давамлиқ кишилик һоқуқ мәсилисидә мәйданимизни өзгәртмәймиз, биз инсан һәқлири вәзийитини яхшилаш үчүн силәр билән биллә риқабәтләргә қарши давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз вә бу һәммимизниң қиммәт қариши. Мән сизләр билән бу зияпәттә биллә болғинимдин бәкму мәмнунмән.
Зипайәтни тәшкиллигән асаслиқ саһибханиларниң бири, америка президент намзатлиқини талишиватқан кеңәш палата әзаси марко робио зияпәткә өзи қатнишалмиған болсиму, өзиниң тәбрик сөзи син лентини зияпәт әһлигә әвәткән болуп, у сөзидә, өзиниң бу әһмийәтлик наштилиққа қатнишалмиғанлиқидин интайин әпсусланғанлиқни билдүрүп “бүгүн хитай рәиси ши җинпңни ақсарай қизил гиләмләр билән қарши елип, униң билән қәдәһ соқуштуруватқанда, хитайда болса бигунаһ инсанларниң, кишилик һоқуқ адвокатлириниң из -дерәксиз ғайиб қилиниватқан, тутқун қилиниватқанлиқини, нобел тинчлиқ мукапати саһиплириниң зулумға учраватқанлиқини көз алдимизға елип келиш керәк иди, обама һөкүмитиниң ши җинпиңни қизғин қарши алған көрүнүшлири дуняға тарилиду, у, америка һөкүмитиниң хитайдики зулумға учраватқанлар билән биллә әмәс, бәлки уларға зулум селиватқан һөкүмәт билән бир мәйданда икәнликини ипадиләп қойиду. Ши җинпиң бу шәрәпкә мунасип әмәс. Бу, дуняға болупму хитайдики зулумға учриғучилар вә бәдәл төләватқанлар үчүн бәкму яман тәсир пәйда қилиду, америка һөкүмити зулум чекиватқанлар үчүн мәйданини ипадилиши керәк. Мән өзүм обама һөкүмитиниң шини қарши елиш зияпәтлиригә қарши. Әмма биз бу зияпитимиз арқилиқ сизләрни, һәқиқий кишилик һоқуқ қәһриманлирини қоллайдиғанлиқимизни йәнә бир қетим ипадиләймән” дегән.
Зияпәт давамида алаһидә һөрмәт билән сөзгә тәклип қилинған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим обама һөкүмитини агаһландуруп: “бу қетимму ақсарай ши җинпиңни йәнила чирайлиқ гәпләр билән йолға селиветидиған болса, хитайда буниңдин кейин келип чиқидиған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә түрмиләрдә қийин қистаққа елиш һәссиләп күчийип кетиду, биз авазимизниң ақсарайға йетишини, кишилик һоқуқ сөһбитиниң обаманиң ши җинпиң билән болған сөһбитидә әң алдинқи орунда турушини үмид қилимиз, мән хитай түрмисидики онмиңларчә мәһбусларниң азад болуши бүгүн америкиниң сөзи билән зич мунасивәтлик дәп җакарлаймән” деди.
Наштилиқ зияпәттин кейин, ши җинпиңниң зияритигә қарши ақсарай алдида елип берилидиған кәң көләмлик намайишқа қатнишиш үчүн меңиш алдида зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим йәнә, “биз америкиниң хитай билән дост болушиға қарши әмәс, әмма биз америкиниң сөһбәтлиридә, дипломатик мунасивитидә хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн һәрикәт қилиши керәк, әгәр ундақ болмайдикән, америкиму пүтүн дуня кишилик һоқуқ авазидин қечип қутулалмайду, ши җинпиң һөкүмитиму хитайдики зулумға учриғанларниң, дуняниң ғәзәп нәпритидин қутулалмайду” дәп тәкитлиди.