Рабийә қадир: “хитайниң бу арзуси ишқа ашидикән, адаләт һақарәткә учриған болиду....”
2013.11.05

Б д т кишилик һоқуқ кеңиши 11-айниң 12-күни сайлам өткүзүп, кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләтни бекитип чиқиду. Хитай асия-тенч окян районидики 5 намзат дөләтниң бири. Дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған хитай һөкүмитигә қарши бир қисим хәлқаралиқ тәшкилат вә органлар 5-ноябир нюйорк шәһиригә йиғилип, муһакимә вә наразилиқ намайиш паалийәтлири арқилиқ, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш штабиға ипадә билдүрүп, хитайға охшаш кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилип келиватқан бир дөләтниң кеңәшкә әза болуш салаһийитиниң йоқлуқини җакарлап, дуня җамаәтчиликини “хитайни әза қилип қоюш кишилик һоқуқ вә демократийигә қилинған һақарәт” дәп агаһландурмақта.
Дуня уйғур қурултийиниң бир қисим рәһбәрлириниң һәмраһлиқида нйойоркта паалийәттә болуватқан уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим мухбиримизниң зияритини қобул қилип “хитайниң кишилик һоқуқ кеңишигә кириш һоқуқиға игә болуши, дуняниң кишилик һоқуқ қиммәт қаришиға уйғун әмәс, бу пәқәт, уйғур вә башқа хитайниң кишилик һоқуқ тәһдитигә дучар болуватқан хитайниң ичи вә асия, һәтта пүтүн дуня хәлқи үчүн қобул қилғили болмайдиған бир нәтиҗә дәп қараймән” дәп билдүрди.