Вашингтон шәһиридә “қаратмилиққа игә кишилик һоқуқ дәпсәндичилири вә мутиһәм һакимийәт” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз сада
2018.12.14
Ben-Cardin.jpg Америка кеңәш палата әзаси бен кардин.
Social Media

Дунядики хитайға охшаш өз миллитиниң кишилик һоқуқиға еғир дәхли-тәруз қиливатқан бир қисим дөләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилиси хәлқарадики қизиқ нуқтиларниң бири болуп кәлмәктә. Шуниңға әгишип нәччә ай бурун америка авам палатаси билән кеңәш палатасиниң 17 нәпәр әзаси трамп һөкүмитидин “йәр шари магнетский қануни” арқилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә көзгә көрүнгән һөкүмәт вә хадимларға чарә қоллинишни тәләп қилған иди.

Изчил дейилип келиватқан “йәршари магнетский қануни” ниң америка парламентида тонуштурғучиси америка кеңәш палата әзаси бен кардин болуп, мәзкур қанунни оттуриға қойған вә қанунлаштурушқа сәвәб болған бирдин-бир кишидур. 

Түнүгүн, йәни 13-декабир күни америка вашингтон шәһиридики истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизидә “қаратмилиққа игә кишилик һоқуқ дәпсәндичилири вә мутиһәм һакимийәт” темисида бир муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинниң ечилиш мурасимида америка кеңәш палата әзаси бен кардин пүтүн дунядики залим вә диктатор һөкүмәтләрниң инсанийәткә қарши өткүзүватқан җинайәтлири вә шу җинайәтниң пәйда болушиға сәвәб болған һөкүмәтләрни “йәршари магнетский қануни” бойичә җазалаш һәққидә муһим сөз қилған. 

Бен кардин сөзиниң башланмисида америкиниң тәрәққияти үчүн хизмәт қиливатқан кишиләрниң өз алдиға муһим тутуп қилидиған хизмәтлири барлиқи, әмма кишилик һоқуқ мәсилиси уларни бир йәргә җәм қилғанлиқи, шу арқилиқ кишилик һоқуқни қоғдашта һәқиқий бир достлуқ системисиниң орнитилғанлиқини баян қилип өтти. 

Бен кардин сөзи давамида төвәндики нуқтини алаһидә тәкитләп өтти: “дунядики нурғун кишиләр америкини иқтисадий вә һәрбий күчи сәвәблик дуняға рәһбәрлик қилалайдиған һаләткә кәлгән, дәп ойлайду. Һалбуки, бизниң дөлитимизниң һазирқидәк күчлиниши өз қәдир-қиммитимизни сәһнигә елип чиқиш арқилиқ башқа әлләрдики хәлқләргә қандақ қилғанда бир демократик җәмийәтни бәрпа қилғили болидиғанлиқ һәққидә актип енергийә тарқатқанлиқимиздин болған.” 

Анализчилар изчил нөвәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисидә америка вә явропа әллиридин башқа дөләтләрниң инкассиз турувелиши, һәтта шу хилдики диктатор һөкүмәтниң қилмишлирини әйибләштә йоқ, уни техиму қоллап бериши бу мәсилиниң пүтүн дуня етирап қилған мәсилә болушида еғир тосалғу болидиғанлиқини әскәртип кәлгән иди. 

Мәзкур нуқтида бен кардин әпәндиниң бәргән йәкүни һәқиқәтән диққәт қилишқа әрзийду. У сөзидә дунядики нәччә он, нәччә йүз һәттаки нәччә милйон хәлқниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини баштин кәчүрүши хәлқаралиқ һәрикәт қоллиништа йетип-ашқудәк пакит болалайдиғанлиқини нуқтилиқ тәкитләш арқилиқ кишиләрни бу хил инсанийлиққа хилап қилмишни чоқум паш қилишқа риғбәтләндүрди. 

Бен кардин әпәнди нутуқ давамида өзиниң “йәршари магнетский қануни” ни тонуштуруштики асаслиқ сәвәбниму тәпсилий чүшәндүрүп чиқти. Униң дейишичә, русийәлик бир адвокат содиға мунасивәтлик бир делони ишләш җәрянида русийә һөкүмитиниң чирикликини байқап қалған һәм уни юқири дәриҗилик хадимларға инкас қилған. Нәтиҗидә һөкүмәт тәрәптин тутқун қилинип түрмигә ташланған икән. Бен кардин әпәнди мушу вәқәниң өзиниң мәзкур қанун лайиһисини оттуриға қоюшта риғбәтләндүрүш рол ойниғанлиқини изаһлап өтти. 

Нутуқ ахирлишиши биләнла тамашибинлар өзлиригә мүҗмәл болуп қалған нуқтиларда бен кардин әпәндидин соалларни сориди. Әң аввал америкидики уйғур паалийәтчи рошән аббас ханим сөз елип, бен кардин әпәндиниң кишилик һоқуқни қоғдашта көрситиватқан тиришчанлиқлириға болған рәһмитини билдүрди. Арқидинла уйғур дияридики 20 милйон уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң бастурушиға учраватқанлиқи, униң ичидики икки милйондин артуқ хәлқниң аталмиш “җаза лагери” да тутуп турулушини тилға елип, мушундақ еғир бастурушни пәйда қилғанларға “йәршари магнетский қануни” ни қандақ әмәлийләштүрүш керәклики һәққидә соал ташлиди. 

Буниңға бен кардин әпәнди кәскинлик билән рошән аббас ханимниң пикригә тамамән қошулидиғанлиқини билдүрүп, уйғур дияри һәққидә америкида техи “йәр шари магнетский қануни” ниң рәсмий мақулланмиғанлиқини әскәртип өтти. 

У мунуларни билдүрди: “мән сизниң пикриңизгә тамамән қошулимән. Уйғур райони һәқиқәтән “йәршари магнетский қануни” ни толуқ әмәлийләшмигән бир район, биз бу қанунниң у районда әмәлийлишиши үчүн күч чиқиримиз.”

Арқидин бир хитай мухбир хитай вә уйғур районидики кишилик һоқуқ вәзийитиниң күнсайин начарлишиватқанлиқини тилға елип, мәзкур қанунниң немә үчүн бу җайларда омумлашмиғанлиқи, буни әмәлийләштүрүш кимниң мәҗбурийити икәнлики шундақла бу қанунниң йүргүзүлүшидики өлчәм һәққидә соал ташлиди. 

Юқириқи соалға бен кардин әпәнди мундақ җаваб бәрди: “нөвәттә бу қанунни әмәлийләштүридиған бир орган бар, бирақ улар көп әһвалда шу райондики дөләт министирлиридин буйруқ алиду. Бизниң қилишқа тегишлик ишимиз һәрқайси органларниң иқтидарини юқири көтүрүш. Биз хитай һөкүмитиниң районда елип бериватқан кишилик һоқуқ мәсилисигә толуқ диққәт қилип кетәлмидуқ. Биз өлчәмләшкән бир усул арқилиқ бу қанунниң һәрқайси районларда толуқ әмәлийлишишини халаймиз,”

Паалийәт ахирида биз рошән аббас ханимни айрим зиярәт қилдуқ. У бен кардин әпәндиниң пүтүн дуня аңлап туруватқан мушундақ бир чоң йиғинда уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқан хитай һөкүмитиниң “йәр шари магнетский қануни” бойичә җазалинишиниң һәқ икәнликини дәлиллишидин наһайити мәмнун болғанлиқини билдүрүп, “нөвәттә ‛йәр шари магнетский қануни‚ америка, канада вә австралийә парламентида оттуриға қоюлуватиду. Мушундақ бир қанун арқилиқ хитай әмәлдарлирини җазалаш нөвәттики әң конкрет бир иш. Мән уйғур диярида тутулған һәдәмниң мәсилиси арқилиқ пүтүн шәрқий түркистанда зулум чекиватқан кишиләрниң авазини дуняға аңлитимән,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.