Байда вәзийәт йәнила җиддий: чарвичилар тағни бошатқан, чарлаш қарабағқа қәдәр кеңәйгән
2015.09.29
Ашкарилинишичә, бай наһийисидә 18-сентәбир күни йүз бәргән көмүрканға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин вәзийәт күндин-күнгә җиддийләшмәктә, бундақ болуши вәқә йүз бәргинигә 12 күн болғиниға қаримай пидаийлар техичә тутулмиған.
Мәлум болушичә, пидаийларниң тутулмаслиқиға улар чекингән тағ йоллириниң мурәккәп вә хәтәрлики, пидаийларниң мәзкур йоллар билән пухта тонушлуқи шундақла уларниң өлгән сақчиларниң қоралини олҗа алғанлиқи қатарлиқлар сәвәб болған.
Тәвәликтә мал беқиватқан чарвичилар тағни хитай қораллиқ қисим вә сақчиларға бошитип бәргән, чарлаш тағниң терәк базар яқисидин қарабағ йеза яқисиға қарап кеңәйгән. Нөвәттә бай наһийисиниң терәк базар, булуң вә қарабағ йезисидики кәнт мәркәзлиридә аяллар топлинип чарлиғучиларға тамақ етишкә селинса, яшлар доқмуш-доқмушта нөвәтчиликкә қоюлмақта.
Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.