Японийә “аҗар” интернет телевизийәси бай вәқәсини тонуштурди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.12.23
komurkan-hujum-yaponiye.jpg Японийә “аҗар” интернет телевизийәсидә берилгән бай вәқәси һәққидики мәхсус сөһбәт программисида хәлқара сиясий мәсилиләр мутәхәссиси профессор генки фуҗи әпәнди билән д у қ вәкили доктор турмуһәммәт һашим әпәнди. “аҗар” интернет телевизийә программисидин сүрәткә елинған. 2015-Йили 10-декабир.
RFA/Qutluq

Японийә “аҗар” интернет телевизийә қанилиниң 10-декабир күнидики программисида уйғур районидики бай наһийәсидә 18-сентәбир йүз бәргән көмүркан сақчи вә хоҗайинлириға һуҗум қилиш вәқәси тоғрисида мәхсус сөһбәт программиси тәйярланған.

Программида “уйғурлар хитай һөкүмити ейтиватқандәк террорчиму вә яки өз һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қилғучиму?” дегән тема үстидә японийәлик мутәхәссис, профессор генки фуҗи өз қарашлирини баян қилип өткән.

Интернет телевизийә сөһбәт программисиға японийәдә көзгә көрүнгән хәлқара сиясий мәсилиләр мутәхәссиси, профессор генки фуҗи әпәнди билән японийәдики дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт һашим тәклип қилинған.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң вәкили доктор турмуһәммәт бу қетимқи программа һәққидә тохталди.

Зияритимизни қобул қилған профессор генки фуҗи әпәнди өзиниң бу нөвәт бай вәқәси һәққидә мәхсус телевизийә программиси ишләш мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “һазирқи вақитниң өзидә, уйғур районидики уйғурлар үстидин елип бериливатқан бастуруш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дуня миқясида алдинқи қатарда туридиған муһим мәсилиләрдин бири болсиму, бирақ бу һәқтики хәвәрләрни көпинчә вақитларда японийә мәтбуатларда учратқили болмайду. Шуңа мән бу қетим уйғур районида йүз бәргән бай вәқәсини мисал қилип туруп уйғурларниң вәзийити йәни уйғур районида хитай һакимийити тәшвиқ қиливатқандәк һәқиқий террорлуқ һәрикәтләр мәвҗутму дегән мәсилә үстидә сөһбәт вә мулаһизә программиси тәйярлашни лайиқ көрдүм.”

Профессор генки фуҗи сөзидә йәнә: “бир қисим японийә мәтбуатлирида уйғурларға вә хитай компартийәсигә аит мәсилиләрниң әмәлий әһвалини ашкарилаш шунчилик тәскин, бәзидә бу хил әһваллар кишини ойға селип қойиду. Шуңа биз бу интернет телевизийә қанилимиз арқилиқ хитай компартийәсиниң уйғурлар һәққидики тәтүр тәшвиқатлириға йәни бай вәқәсидәк вәқәләрни баһанә қилип, уйғурларни хәлқараға террорчи қилип көрситишигә тақабил турушқа тиришиватимиз” деди.

Доктор турмуһәммәт зияритимиз җәрянида йәнә, мәзкур телевизийә программиси ишлинип тарқитилғандин кейин, униң японийә җәмийитигә болған тәсири, көрүрмәнләрниң инкаси вә генки фуҗи әпәндиниң уйғур мәсилисини японийәдә аңлитишта көрситиватқан роли һәққидә тохталди.

Ахирида мәзкур интернет телевизийә программисини көргән, японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийитигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан ямада бу һәқтә өзиниң тәсиратини баян қилди.

У мундақ деди: “шәрқий түркистанниң бай наһийәсидә йүз бәргән вәқә һәққидики программа наһайити мукәммәл ишлинипту. Буниңдики профессор фуҗи әпәндиниң, парижда йүз бәргән террор вәқәсидин кейин хитайниң уйғурларни террорлуққа бағлап қаттиқ бастурушқа өткәнлики вә шундақла илгириму 11-сентәбир вәқәсидин пайдилинип уйғурларни бастурғанлиқи тоғрисидики бир қисим қарашлири пакит вә дәлилләр билән тәпсилий оттуриға қоюлупту. Бу хилдики уйғур вәзийитигә аит программиларниң ишлинишиниң японийә җәмийитидики кишиләрниң шәрқий түркистанда йүз бәргән бу хилдики вәқәләрни тоғра чүшинивелишиға көп пайдиси болиду дәп қараймән.”

Японийә “аҗар” интернет телевизийә қанили хусусий игиликтики қанал болуп, буниңда асаслиқи японийәдики бир қисим тонулған мутәхәссис, профессорлар, язғучилар вә обзорчилар нөвәттики дуняви сиясий мәсилиләр тоғрисида сөһбәт тәһлилләрни елип бариду.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.