“кунмиң вәқәси” дин кейин хитай өлкилиридики уйғурлар қийин әһвалда қалди

Мухбиримиз қутлан
2014.03.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qurbanjan-muxir-beyjing-oqughuchi.jpg Чиңхәй өлкиси шиниң шәһиридики бир сақчиханиниң уйғур вә тибәтләрни тизимлап сақчиханиға мәлум қилиш һәққидики уқтуруши. 2014-Йили март.
twitter.com

Мәлум болушичә, “кунмиң вәқәси” йүз бәргәндин кейин хитай өлкилиридики уйғурлар омумйүзлүк һалда сақчиларниң тәкшүрүш нишаниға айланған.

Хәвәрләргә қариғанда, вәқә йүз бәргән кунмиң шәһири вә йүннән өлкисиниң башқа чоң-кичик шәһәрлиридики меһмансарайлар бирдәк уйғурларға ятақ беришни рәт қилған. Кунмиң шәһиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан дашуйиң мәһәллиси қаттиқ қамал қилинип, өйму-өй тәкшүрүлгән. Бу йәрдә өй иҗарә елип олтуруватқан уйғур тиҗарәтчиләрниң кимлики тизимға елинип, өйлиридики пичақ вә башқа тиғлиқ өй сайманлири мусадирә қилинған.

Игилишимизчә, бу әһвал хитайниң башқа өлкә, шәһәр вә аптоном районлиридиму көрүлгән. Гуаңши җуаңзу аптоном райониниң мәркизи нәнниңдики җамаәт хәвпсизлик идариси 2-феврал йәрлик аһалиләргә җиддий уқтуруш тарқитип, шинҗаң уйғур аптоном райониниң кимликини көтүргән һәрқандақ киши учриса дәрһал сақчиға мәлум қилишни тәләп қилған.

Йүннән өлкисиниң дали шәһиридә 8 йилдин буян тиҗарәт билән шуғуллинип кәлгән абдул исимлик уйғур тиҗарәтчи кунмиңда вәқә йүз бәргән 1-март күни сақчи даирилири тәрипидин елип кетилип тәкшүрүлгән. Андин униң дәрһал йүннәндин кетиши уқтурулған. Илгирики өй игисиму сақчиларниң бесими билән абдулға қайта өй иҗарә берәлмәйдиғанлиқини билдүргән. Бу хәвәр вейбо торида ашкара болғандин кейин, дали шәһәрлик сақчи идариси җамаәт пикриниң бесими билән 2-март күни мәзкур қарарни әмәлдин қалдурушқа мәҗбур болған.

Фирансийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 3-март чүштин кейин гуйлин шәһиридә салаһийити намәлум икки әр киши есил аптомобил һәйдигән бир аялни боғузлап өлтүргән һәмдә қечип кәткән. Бу хәвәр тарқалғандин кейин, гуйлин шәһиридә патипарақчилиқ болуп, пүтүн шәһәр сақчилар тәрипидин қаттиқ қамал қилинған. Шу күни кәчқурун гуйлин шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси шәһәр аһалилиригә уқтуруш чиқирип, гуйлин пойиз истансисида 5 нәпәр уйғурниң тутулғанлиқини, уларниң йенидин қорал вә пичақ байқалғанлиқини илгири сүргән. Шу күни гуйлин шәһәр кочилирида учриған һәрқандақ уйғур, мәйли ким болушидин қәтийнәзәр бирдәк тутқун қилинип сақчиханиларға елип кетилгән. Гуйлин шәһиридики җиддийчилик таки 4-март кәчқурунғичә давамлашқан.

Уйғурларни тәкшүрүш вә тәқиб қилиш әһвали бейҗиң шәһиридиму көрүлгән. “миңбав” (әйнәк) гезитиниң хәвиригә қариғанда, “кунмиң вәқәси” дин кейин бейҗиңдики уйғурлар көпрәк олтурақлашқан вейгоңсүн, пәнҗяйвән вә гәнҗяку қатарлиқ җайларда сақчиларниң учриғанла уйғурни тосуп тәкшүрүш әһваллири көрүлгән.

“нюйорк вақит гезити” ниң хитайчә тор бетигә 2-март күни “зораванлиқ вә террорлуқ һуҗумлири шинҗаңдин һалқип чиқти” сәрләвһилик мақалә елан қилинған. Мақалидә көрситилишичә, 2-март таң сәһәр саәт 04:00 әтрапида бейҗиңниң мәлум районида олтурушлуқ уйғур қиз надишниң өйи қаттиқ чекилгән. Ишик ечилиши билән сақчилар униң өйигә йопурулуп кирип ахтурған һәмдә униң кимлик вә башқа қануний һөҗҗәтлирини тәкшүргән. Мәлум болушичә, уйғур қиз надиш өткән йәкшәнбә күни кунмиң вәқәси һәққидики хәвәрләрни көргәндин кейин кечә саәт бир йеримда өзиниң қол телефони арқилиқ “бүгүн кечә биз һәммимиз кунмиңлиқ!” дегән бир җүмлини вейбо ториға йоллиған. Ойлимиған йәрдин бирқанчә саәт өтмәйла униң өйи бейҗиң сақчилири тәрипидин тәкшүрүлүп паракәндичиликкә учриған.

Җуңго ахбарат вә тарқитиш университетиниң қурбанҗан исимлик уйғур оқуғучиси 3-март күни өзиниң шеняң шәһиридә учриған көңүлсизликлирини вейбо тори арқилиқ ашкара қилған. Мәлум болушичә, шу күни у шеняңда кәспий ишлирини беҗирип болуп меһмансарайда қонмақчи болған. Һалбуки, бирқанчә меһмансарайлар униң кимликини көрүпла ятақ беришни рәт қилған. Ахирида сақчи келип униң салаһийити вә кимликини узақ тәкшүргәндин кейин наһайити тәсликтә ятақ алған. Әтиси хизмәт иши билән елхәт йезиш үчүн торханиға киргән. Әпсуски, торхана хадими униң уйғур икәнликини билип, торға чиқишиға рухсәт қилмиған. У сәвәбини сориғанда, торхана хадими “сениң миллитиңдикиләрниң торға чиқишиға болмайду!” дәп җаваб бәргән.

Биз бу һәқтә әһвал игиләш үчүн уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң шаңхәй шәһиридә турушлуқ иш беҗириш орниға телефон қилдуқ.

Телефонимизни қобул қилған хитай мулазимәтчи хадим уйғур аптоном райониниң кимликини көтүргән меһманларниң бу йәрдә қонушиға болидиғанлиқини билдүрди, әмма у, бизниң “кунмиң вәқәси” дин кейин ички өлкиләрдики меһмансарайларниң уйғурларға ятақ бәрмәйватқанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бериштин өзини қачурди.

Кунмиң вәқәсидин кейин хупиң, ваң лишюң қатарлиқ хитай демократлири арқа-арқидин мақалә елан қилип, хитай компартийисиниң бир пүтүн уйғур миллитини “террорчи” көрситишкә урунуватқанлиқини тәнқид қилған. Ваң лишюң мақалисидә “шинҗаңдики хәвәп-хәтәр аз сандики ‛террорчи‚ ларниң мәвҗут болғанлиқида әмәс, бәлки бу йәрдики йәрлик хәлқ болған уйғурларни пүтүн милләт сүпити билән дүшмән қатарида һесаблаштин келиду” дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.