Ли кечяңниң явропа зияритигә қарши садалар күчәймәктә

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.05.31
li-keqiang-kechyang-Angela-Merkel.jpg Германийә баш министири ангела меркел хитай баш министири ли кечяңни күтүвелиш мурасимида дөләт марши челиништин бурун. 2017-Йили 31-май, берлин.
AFP

Хитай баш министири ли кечяңниң явропа зиярити мунасивити билән д у қ, илһам тохти гурупписи вә хәлқара тәшкилатлар инкас билдүрди.

Хитай баш министири ли кечяңниң явропа зиярити мунасивити билән 22-май күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ 16 тәшкилат очуқ хәт елан қилип, явропа бирликидин хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә үнүмлүк инкас билдүрүшни тәләп қилған иди. 29-Май күни д у қ һәмдә илһам тохти гурупписиму айрим-айрим һалда германийә дөләт рәһбәрлири вә явропа бирлики рәһбәрлиригә очуқ хәтләр йоллап, уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшни тәләп қилди.

Явропа бирлики билән хитай оттурисида 1999-йили башланған башлиқлар сөһбитиниң 19-нөвәтлики үчүн явропа зияритини башлиған ли кечяң, 5-айниң ахирқи күнлири германийәдә зиярәттә болди. У 6-айниң 2-күнигичә 19-нөвәтлик башлиқлар сөһбити үчүн явропа бирликидә болатти. Д у қ, тибәт тәшкилатлири вә хәлқара кишилик һоқуқ органлири бирюсселда ли кечяңға қарши намайишлар өткүзүшкә тәйярланмақта.

Бу мунасивәт билән бүгүн зияритимизни қобул қилған д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, алди билән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати башчилиқидики 16 тәшкилат елан қилған бирләшмә баянат һәққидә чүшәнчә бәрди. У сөзидә, бу бирләшмә очуқ хәтниң мәзмуни һәққидиму изаһат берип өтти.

Илһам тохти гурупписиниң рәиси әнивәрҗан әпәндиму ли кечяңниң явропа зиярити мунасивити билән өз тәшкилати намидин германийә баш министири анҗила мәркилгә вә ярупа бирлики рәһбәрлиригә язған хәтлиридин мәлуматлар бәрди.

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди қурултай намидин ела қилған очуқ хетиниң уйғурларниң нөвәттики вәзийити билән зич мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. Әнивәрҗан әпәнди болса, күнсери яманлишиватқан уйғур вәзийитини тәкитләш билән биргә, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисиниму оттуриға қойғанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.