Лондон вә осло шәһиридики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди
2019.02.05
5-Феврал күни “ғулҗа вәқәси” ниң 22-йиллиқини хатириләш, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан еғир бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн әнглийәниң пайтәхти лондон билән норвегийәниң пайтәхти ослодики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди.
Мәркизи германийәниң көлн шәһиридә болған “миллий гөрүш”, йәни “миллий көз қараш” тәшкилати д у қ билән һәмкарлишип, 2-февралдин башлап явропа дөләтлири, австралийә, шималий америка қитәлиридә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулумлириға, җаза лагерлириға қарши намайиш тәшкиллиди. Бүгүн “миллий гөрүш” тәшкилати билән норвегийә уйғур комитети бирликтә хитайниң ослода турушлуқ әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзгән. Намайишқа “миллий көз қараш” тәшкилатиниң осло шөбисиниң мәсули мәмәт тәмәл әпәнди, д у қ рәһбәрлири, норвегийә уйғур комитетиниң мәсуллири вә уйғурлардин болуп 150 әтрапида киши иштирак қилған.
“миллий гөрүш”, йәни “миллий көз қараш” тәшкилатиниң осло шөбисиниң мәсули мәмәт тәмәл әпәнди намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилип, намайишни уюштуруштики мәқситиниң уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш икәнликини баян қилип мундақ деди: “бүгүн миллий гөрүш тәшкилатиниң осло шөбиси әзалири болуш сүпитимиз билән норвегийәниң пайтәхти ослодики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилип туруптимиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз билән бирликтә намайиш қиливатимиз. Һәммимизгә мәлум болғинидәк хитайниң бесими 40-50 йилдин буян давамлашмақта. Шәрқий түркистанлиқларниң миллити вә дини хитайға охшимиғачқа ассимилятсийәгә учримақта. Бүгүнки күнгә кәлгәндә хитай зулуми чидиғусиз һалға кәлди. Биз хитайниң бу сияситигә наразилиқ билдүрүш вә дуняға аңлитиш үчүн бүгүн намайиш қиливатимиз”.
5-Феврал күни норвегийәниң пайтәхти ослода елип берилған намайиш тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр әпәнди биләнму теледон сөһбити елип бардуқ. У, намайиш тоғрисида мәлумат бәрди.
Намайишқа қатнашқан уйғур паалийәтчи патигүл ғопур ханим һаваниң наһайити соғуқ болушиға қаримай, көп кишиниң қатнашқанлиқини баян қилди.
5-Феврал күни әнглийәниң пайтәхти лондондики хитай әлчиханисиниң алдидиму “5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш шундақла хитайниң һазир түркий хәлқләргә елип бериватқан һәддидин ташқири бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш елип берилған. Әнглийә уйғур җәмийити муавин рәиси кәрәм заһир әпәнди намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Кәрәм заһир әпәнди бу қетимқи намайишқа, уйғур, түрк, татар, инглизлардин болуп 120 әтрапида киши қатнашқанлиқини баян қилди.
Уйғур зиялийси әзиз әйсаниң ейтишичә бу қетимқи намайишқа бәзи инглиз сиясәтчиләрму қатнишип сөз қилған. Әзиз әйса әпәнди бу һәқтә тохталди.
Намайишчилар ай-юлтузлуқ көк байрақ вә түрлүк тәшвиқат лозункилирини көтүрүшүп, җараңлиқ шоарлар билән хитай һакимийитигә болған наразилиқлирини ипадә қилиш билән биргә тәшвиқат васитилири арқилиқ шу дөләтләрниң рәһбәрлирини хитайға бесим ишлитип, бесимни тохтитишқа чақирған. Лозункиларға кишиләр “хитай уйғурларни тутушни тохтатсун, хитай җаза лагерлирини тақисун, уйғурларға әркинлик, шәрқий түркистанға мустәқиллиқ” дегәндәк шоарлар йезилған.