Пичан лүкчүндики сақчиханиға от қоюп һуҗум қилиш вәқәсидә аз дегәндә 45 киши өлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.06.27
pichan-lukchun-weqesi-saqchi-pidaiy.jpg Пичан наһийиси лүкчүн базирида йүз бәргән тоқунуштин бир көрүнүш. 2013-Йили 26-июн.
t2.qpic.cn/mblogpic

Бүгүн мухбиримизниң пичан лүкчүндә йүз бәргән сақчиханиға от қоюп һуҗум қилиш вәқәси һәққидә йәрлик даириләр вә аһалиләрдин игилигән учурлиридин мәлум болушичә, вәқәдә һөкүмәт тәрәптин аз дегәндә 35 киши, һуҗумчилардин 11 киши өлгән.

Түнүгүн өлүм мурасимлири үчүн  35 кепән сетивелинғанлиқини ашкарилиған бир мәһәллә имаминиң билдүрүшичә, түнүгүн һөкүмәт тәрәптин өлгәнләрниң һәммиси йәрликидә қоюлуп болған. Әмма һуҗумчилардин өлгәнләрниң җәсити техи бир тәрәп қилинмиған. Йәнә ашкарилинишичә, һуҗумчилардин аман қалғанларни қоғлап тутуш үчүн  түнүгүн чүш мәзгилидә хитайниң икки тик учар айропилани лүкчүндә чарлаш елип барған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурдин бу һәқтә тәпсилий мәлумат аңлайсиләр:

******
Мухбир: бу пичан базарлиқ сақчиханиму?
Хадим: шундақ, базарлиқ сақчихана.
Мухбир: әмисә маңа җидавйүәнни чақирип беқиң.
Хадим: җидавюән һүсән садиқ, телефони......

*******
Мухбир: җидавйүән һүсән садиқму?
Сақчи: шундақ, мән шу?
Мухбир: муқимлиқ тәдбирлири қандақрақ елиниватиду?
Сақчи: шу, өй вә йол тәкшүрәватимиз, нөвәттә туруватимиз.
Мухбир: вәқәдә қанчә киши өлгән болди?
Сақчи: бу ишларни һечқандақ адәмгә демәңлар дегән, шуңа наһийилик қоманданлиқ штапидин сораң.

*******

Мухбир: вәй бу лүкчүнму?

Аһалә: шундақ, бу лүкчүн.
Мухбир: лүкчүндики вәқә һәққидә немиләрни аңлидиңлар?
Аһалә: пичандики уруқ ‏- туғқанлар телефон қиптикән, силәр тәрәптин дохтурханиға яридарларни әкиливатиду, аманму силәр дәп,  биз тинч-аман дейиштуқ.
Мухбир: туққанлириңлар немә дәп аңлапту, немә деди?
Аһал ә: 40 нәччә адәм өлүпту дәп аңлапту.
Мухбир: өлгән бу 40 нәччә адәм оқта өлгәнләрмикән, оттиму яки пичақтиму?
Аһалә: һәммиси охшайду.
Мухбир: вәзийәт қандақ һазир лүкчүндә?
Аһалә: чарлаш-тәкшүрүш елип бериливатиду, өйдин талаға чиқалмидуқ.
Мухбир: немиләрни көрдиңиз чарлаш ишлиридин?
Аһалә: чүшләр билән гүрүлдәп аваз чиқип кәтти, сиртқа чиқип қарисам, тик учар айропилан икән. Бундақ пәс учқанни көрмигәнтим; дәрәх бойилам учти.
Мухбир: ундақта, аман қалған гумандарларни қоғлап тутуш үчүн һәрикәт қилған тик учар охшимамду?
Аһалә: шундақ чеғи, айропиланни сай тәрәпкә чүшти дейишти, сай биздин йирақ болғачқа, у йәрдә немә иш болғинини уқмидуқ.

********
Мухбир: бүгүн вәқәдә өлгәнләрни йәрликидә қойған  имам сиз боламсиз?
Имам: һә, мән шу?
Мухбир: сиз қанчә кишиниң дәпнә мурасимигә қатнаштиңиз?
Имам: бизни бирқанчә йәргә бөлүвәтти, мән үчигә бардим.
Мухбир: вәқәдә җәмий қанчә киши өлүпту?
Имам: қанчә киши өлгәнликини уқтурмиди, кепәнниң саниға қариғанда 35 .
Мухбир: түнүгүн 35 кишиниң дәпнә мурасими болдиму?
Имам: шундақ.
Мухбир: һәммиси силәрниң мәһәллидинму?
Имам: яқ, кариз, муқам, дөләтбағ қатарлиқ.....
Мухбир: өлгәнләрниң ичидә хәнзулар қанчә икән?
Имам: 7 ‏-8 и бар охшайду.
Мухбир : өлгүчиләр кимләр икән?
Имам: йиғинда уқтурулушичә, көпинчиси сақчи - минбиң.
Мухбир: вәқәниң җәрянини қандақ дәп уқтурди?
Имам: аввал сақчиханиға от қоюпту, андин йезилиқ һөкүмәткә.
Мухбир: сиз дәпнә мурасимиға қатнашқан сақчи қандақ өлтүрүлүпту?
Имам: қойни өлтүргәндәкла өлтүриветипту, бойнидин кесип.
Мухбир: боғузлинипту-дә әмисә?
Имам : шундақ, боғузлинипту.
Мухбир: гумандарларниң өлүм мурасимиға бардиңизму?
Имам: яқ, у ваһабийлар билән бизниң чатиқимиз йоқ, уларниң җәсити сақчиниң қолида.
Мухбир: ундақта сиз дегән 35 кепән пәқәт һөкүмәт тәрәптин өлгәнләр үчүнла тәйярланған , шундақму?
Имам: шундақ.
Мухбир: кепәнләрни сиз нәдә көрдиңиз, кимләр билән көрдиңиз?
Имам: йезилиқ бирликсәп хадиминиң өйидә, вилайәтлик сақчи вә аптоном райондин кәлгән башлиқларму бар.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқи мәлуматлардин қариғанда, вәқәдә һөкүмәт тәрәптин аз дегән 35 киши, пидаийлардин 11 киши өлгән. Пичандики вәзийәт йәнила җиддий һаләттә турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.