Америка магнитский қанунини ишлитип, уйғурларни дәпсәндә қилған хитай әмәдалирини җазалайдиғанлиқини билдүрди
2018.04.18

Америкиниң мувәққәт муавин ярдәмчи дөләт ишлар министири лавра стон чаршәнбә күни бейҗиңда мухбирларға баянат елан қилип, хитайниң уйғур аптоном районида аз дегәндә “он миңлиған” уйғур вә башқа мусулманларни “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға қамишидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқи, америка һөкүмитиниң “йәр шари магнитский қануни” ни ишқа селип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишқа иштирак қилған хитай әмәлдарлирини җазалиши мумкинликини билдүрди.
Бу америка юқири дәриҗилик бир һөкүмәт әмәлдариниң һазирға қәдәр “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға болған әндишисини ипадиләп, бу лагерларда “он миңлиған” кишиләрниң тутуп турулуватқанлиқи вә “йәр шари магнитскй қануни” ни ишқа салидиғанлиқини ашкара оттуриға қоюшидур.
Лекин, хитай һөкүмити һазирға қәдәр бу лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилип, өзлириниң уйғур районида “террорлуққа қарши хәлқ уруши” елип бериватқанлиқи, буниң “бөлгүнчилик” вә “әсәбийликни төгитиштики зөрүр тәдбир икәнлики” ни илгири сүрүп кәлди. Лекин, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, уйғур районидики “тәрбийәләш лагерлири” ға соланғанларниң “әсәбийлик”, “бөлгүнчилик” билән һечқандақ мунасивити йоқ болуп, уларниң қанунға хилап һечқандақ бир һәрикити йоқ икән. Уйғур паалийәтчиләр бу лагерларда аз дегәндә бир милйон уйғурниң тутуп турулуватқанлиқини билдүрүп кәлди.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, юқири дәриҗилик америка әмәлдариниң уйғурларға алақидар конкрет мәсилини тилға елишиниң әһмийити зор. Америкидики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия бөлүминиң директори, доктор софийә речардсон чаршәнбә күни лавра стонниң сөзигә инкас билдүрүп мундақ деди: “әлвәттә юқири дәриҗилик бир америка һөкүмәт әмәлдаридин шинҗаңдики вәзийәтниң тәрәққиятидин әндишә туюватқанлиқини аңлашниң әһмийити зор. Бирақ, бу йәрдики қисмән ениқсиз нуқта бу конкрет мәсилидә америкиниң хитайға қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқидур”.
Софийә речардсон йәнә уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилиниши “техиму чоң бир кризисниң бешарити болуши мумкинлики” ни әскәртип, шуңа бу һәр қайси дөләтләр тәң көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилигә айланғанлиқини билдүрди.
Софийә речардсон мундақ дәйду: “мениңчә америка һазир сәһнидә. Лекин башқа һөкүмәтләр шуни чүшинип йетиши керәк. Башқа бир һөкүмәт хәлқни халиғанчә кәң көләмлик тутқун қилишқа башлиса, болупму аз санлиқ милләтләрни вә диний аз санлиқларни кәң көләмлик тутқун қилишқа башлиса, бу техиму зор бир мәсилисиниң бешаритини намаян қилиду. Бу бәлки дөләтниң аҗизлиқиниң бешарити яки техиму зор бир кризисниң бешарити болуши мумкин. Бу һөкүмәтләр бу хил бешарәтләргә диққәт қилиши керәк. Бу йәрдә йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқиниң он нәччә йилдин бери еғир дәпсәндичиликкә учрап келиватқанлиқи, болупму буниң йеқинқи 2-3 йилдин бери техиму еғирлашқанлиқиға даир муназириләр бар. Шуңа, бу мәсилигә көңүл бөлидиған һәрқандақ һөкүмәт хитайға бесип ишлитип, тутқунларни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиши, уларға немә болғанлиқини ениқлап, аилиси билән җәм болуши вә җазаланмаслиқиға капаләтлик қилиши керәк”.
Америка мувәққәт муавин ярдәмчи дөләт ишла министири лавра стон мухбирларға бәргән баянатида йәнә, америкиниң әркин асия радиосидики 6 нәпәр мухбирниң уйғур районидики уруқ-туғқанлирини тутқун қилиши алаһидә әндишә қозғиғанлиқини билдүрүп: “биздики тәрбийәләш лагерлирини өз ичигә алған учурлар қорқунчлуқ бир мәнзирини йорутуп бәрмәктә. Биз бу һәқтики әндишилиримизни хитай һөкүмитиниң алдиға қоюшни давамлаштуримиз вә хитай һөкүмитини һәрқандақ бир пуқраниң қолға елинишида қануний тәртипләргә әмәл қилишқа чақиримиз.” дегән.
Йеқинда америка авам вә кеңәш палаталириниң ғоллуқ икки әзаси - кристофир симит билән марко рубио америкиниң бейҗиңдики баш әлчисигә мәктуп йезип, униң уйғур районидики “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ни тәкшүрүп чиқишини тәләп қилған. Улар мәктупида, баш әлчи бранситатниң уйғурларни дәпсәндә қиливатқан хитай әмәлдарлириниң учурини топлишини вә америка дөләт ишлар министирлиқиниң “магнитский қануни” ға асасән бу әмәлдарларниң тизимликини турғузуп, уларни җазалишини тәләп қилған.
Лавра стонниң бейҗиңда “йепиқ тәрбийәләш лагер” лирини тилға елишида уларниң мәктупиниң қандақ тәсири болғанлиқи мәлум әмәс. Лекин, америкидики адвокат нурий түркәлниң билдүрүшичә, уларниң қолида күчлүк бир дәлил болмиған болмиса, бу мәсилә бундақ тәпсилий сан-сипир билән оттуриға қоюлмиған болатти.
У мундақ дәйду: “бу қандақтур мундақ омумий йезилған хәт әмәскән. Наһайити тәпсилий, һәтта уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләрни, тутулуватқан уйғурларниң санини наһайити реаллиққа маслашқан һалда 500 миңдин бир милйонғичә дегән рәқәмләрни ишлитипту. Әгәр уларниң қолида бир санлиқ мәлумат болмиса уларниң чүшәнчиси, ишәнчи болмиған болса, қолида ишәнчлик бир материял болмиған болса, америка парламентиниң архипиға киридиған бир хәтниң ичигә бундақ тәпсилий сан-сипир, тәпсилий тәклип, тәләпләр йезилмайтти, дәп ойлаймән”.
“магнитский қануни” йүргүзүлүшкә башлиса, униң уйғур районидики қайси хитай әмәлдарлирини тизимликкә алидиғанлиқи вә қандақ үнүм беридиғанлиқи мәлум әмәс. Америкидики адвокат нурий түркәл әпәндиниң қаришичә, “магнитский қануни” ниң ролини сәл чағлиғили болмайдикән. У, бу қанунниң күчлүк бир сигнал икәнликини билдүрди.
Нурий түркән: “бу магнитский қануни аңлашқа аддий қанундәк аңлансиму, лекин биз көрүп туруватимиз, бу қанун русийәдики қанунсиз ишларниң җавабкари болған инсанлар бирдин бир тизимликкә елиниватиду. Һазир бу қанунниң нишани хитайдики инсан һәқлиригә бузғунчилиқ қилип келиватқан һөкүмәт хадимлиридур. Әмди бу йәрдә интайин күчлүк бир сигнал бар, сән өзүңниң земинида өзүңниң вәтәндашлирини езиватқан болсаңму, лекин бизниң қолимизни йәткүзәләйдиған бир қануни механизм бар. Бу қануни механизм бойичә сән бу тизимликкә кирсәң, сән буниң шәхсий, иҗтимаий, һәтта һөкүмәт җәһәтләрдин бәдилини төләйсән. Сениң америкиға кирип-чиқишиң, мал -дуняриңға болған игидарчилиқиң, пәрзәнтлириңни чәтәлдә оқутушиңниму биз тизгинләйдиған бир қорал бар, дегән бир бешарәтни бериду, дәп қараймән”.
“магнитский қануни” ға асасән җазаланған чәтәл әмәлдарлириниң америкиға кириши, уларниң америка пул муамилә системисини ишлитиши, америкиға мәбләғ селиши, америка банкилириға пул қоюши, пул йөткиши, пәрзәнтлириниң америкида оқуши бирдәк чәклиниду.
“магнитский қануни” 2012-йили мақулланған болуп, у әсли русийәдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилиригә қарита чиқирилған иди. Лекин бу қанунға 2016-йили түзитиш киргүзүлүп, дуняниң һәрқайси дөләтлиридики кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан әмәлдарларға кеңәйтилгән. Трамп һөкүмити 2017-йили магнитский қануниға асасән бейҗиң чавяң районлуқ җ х идарисиниң башлиқи гав йенни тизимликкә киргүзгән иди.