Маралбеши вәқәси тоғрисида муназирә қанат яймақта
2013.05.01
23 - Април маралбешида йүз бәргән “серқбуя вәқәси” ниң хәлқара мәтбуатлардин кәң йәр елиши вә америка дөләт ишлири министирликиниң 24 - април күни хитайни маралбеши вәқәсидә очуқ - ашкарә болушқа дәвәт қилиши хитай һөкүмитини көп биарам қилған иди.
Франсийә авази радиоси 30 - апрелдин башлап “маралбеши вәқәси террорлуқ вәқәсиму яки башқа вәқәму?” дегән темида мәхсус муназирә сәһиписи ачти.
Муназирә баш темисида әскәртилишичә, хитайниң мәзкур вәқә тоғрисидики баянлирида шүбһилик нуқтилар көп. Елан қилған учурлар интайин чәклик. Бу қетимқи вәқәни хәлқ билән һөкүмәт хадимлири оттурисидики тоқунуш яки хәлқ билән сақчилар оттурисидики тоқунуш дейиш лазимму вәяки террорлуқ вәқәси дейиш лазимму? дегән мәсилә муназиригә сунулған. Баш темида йәнә маралбешида 2012 - йили 2 - айда зораванлиқ вәқәси йүз берип, 20 адәм өлди. Үрүмчидә 2009 - йили 5 - июл йүз бәргән қанлиқ тоқунушта 200 адәм өлди. Уйғур - хитай оттурисидики кәскин зиддийәт һөкүмәткә җәң елан қилмақта, дейилгән.
Муназиригә иштирак қилған бәзиләрниң қаришичә, һөкүмәт хадимлири башқиларниң өйигә бесип кирип өзи пәйда қилған вәқәни террорлуқ вәқәси дәп аташ әқилгә уйғун әмәс. Һәрқандақ террорист вәқә садир қилмақчи болса, өз өйидә әмәс, бәлки сиртта садир қилиду. Хитай һөкүмәт хадимлириниң әслидә башқиларниң өйлиригә халиғанчә үсүп кириш һоқуқи йоқ. Бир милләтни сақал, бурут қоюштин, ромал артиштин чәкләштәк бимәнә сиясәт хитайдин башқа дөләттә мәвҗуд әмәс. Уйғурларниң тәбиий байлиқлири хитай өлкилириниң халиғанчә булаң - талаң қилишиға учраватиду. Бу байлиқларниң һәқиқий игиси болған уйғурлар йәнила намрат. Әгәр хитай һөкүмити бундақ вәқәләрни террористик вәқә дәп атимақчи болса, униң йүз бериш сәвәблирини очуқлиши керәк.
Бәзиләрниң қаришичә, ғәрб дөләтлири маралбеши вәқәсигә қарита қош өлчәмлик муамилә қилди. Бостунда йүз бәргән вәқәни террористик вәқә дәп атап, маралбешида йүз бәргән вәқәни хәлқ билән һөкүмәт оттурисидики зиддийәт дәп аташти. Болупму америкиниң бу вәқәдә хитайни әйиблиши учиға чиққан йолсизлиқ.
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң қаришичә, сериқбуя вәқәсидә террор амили мәвҗуд әмәс. Бу вәқә уйғур хәлқиниң хитай дөләт террориға қарши һәрикити вә йоллуқ қоғдиниш күришидур.
Хитай зиялиси ваң дахав маралбешида йүз бәргән вәқәдин кейин елан қилған “шинҗаңда террорлуққа қарши туруштики ғәлитә һекайә” намлиқ мақалисидә, хитай сақчи, әскәрлириниң террористларға қарши һәрикәт иқтидариниң наһайити төвәнликини баян қилиду. У мақалисини “террорлуққа қандақ қарши туруш җуңгоға нисбәтән йеңи тема, террорлуққа қарши туруштики тактика тәтқиқати вә тәрбийиләш кәмчил болғанлиқтин, җуңгониң террорлиққа қарши туруш күриши узундин буян изчил һессий туйғуға таянғачқа, еғир қанлиқ бәдәл төләватиду.
Йеқинда маралбеши наһийисидә йүзбәргән 23 - април зораванлиқ - террорлуқ вәқәсидә 15 адәм һаятидин айрилип, җәмийәттә яман тәсир пәйда қилип, бизгә интайин аччиқ савақ бәрди” дәп башлайду.
Униң ейтишичә, хитай сақчи, әскәрлириниң 30 йилдин буянқи зораван унсурларни йоқитиш һәрикәтлири тарихида көплигән күлкилик вәқәләр йүз бәргән. Нурғун әскәр, сақчи өлгән. У мисал елип мундақ бир қанчә вәқәни сөзләйду:
Бир қетим бир сақчи башлиқи зораванлар туриватқан өйгә бастуруп кириши биләнла, униң чекисигә бир зораванниң тапанчиси тәңләнгән. Әмма тапанчидин оқ чиқмиғанлиқи үчүн, сақчи бу зораванни етип ташлиған. Сақчилар бир қетим бир зораванни тутуп турмиға солап йенини ахтурғанда, зораванниң йенидин бир тапанча чиққан. Сақчиларни қара тәр басқан. Йәнә бир қетим бир зораван нурғунлиған сақчиларниң муһасирисидин аман қутулуп чиқип кәткән. Иккинчи қетим у йәнә муһасиригә елинғандиму йәнә қутулуп чиқип кәткән. Бир қетим әскәрләр зораванлар йошурунған өйгә зәмбирәк атиду. Зәмбирәк оқи партлимайду. Буниң билән өйгә тохтимай бомба етип, өйни түзливетип бу қетимқи вәқәни тинҗитқан болиду.
Хитай зиялиси ваң дахав бу язмиси арқилиқ хитай әскәр, сақчилириниң тактика илмидин савати йоқлиқини, бу сәвәбтин нурғун адәмлири өлүватқанлиқини, уларни мәхсус тәрбийиләш лазимлиқини, уйғур елидики террорлуққа қарши күрәшниң айиғи үзүлмәйдиғанлиқини тәкитләйду.
Мәлумки, маралбеши наһийиси тәңритеғиниң җәнубий етикигә, тарим ойманлиқиниң ғәрбий шимал четигә җайлашқан. Шәрқ тәрипи ават наһийиси, қарақаш наһийиси билән, ғәрб тәрипи пәйзиват наһийиси, йопурға наһийиси, йәкән наһийиси, атуш шәһири билән тутишиду. Шимал тәрипи кәлпин наһийиси, ақчи наһийиси билән, тутишиду. Шәрқтин ғәрбкичә болған узунлуқи 215 километир, җәнубтин шималғичә болған кәңлики 169 километир. Омумий йәр көлими 21 миң 700 квадрат километир. Қармиқида 4 базар, 8 йеза, 217 - кәнт аһалә комитети бар. 1995 - Йилиниң ахиридики омумий нопуси 326 миң 400 болуп, уйғурлар 83.75% Ни игиләйду.
Вәқә йүз бәргән сериқбуя базирида 6100 аһалә яшайду. 2010 - Йили 9 - айдин башлап бу базарда 300 орунға җиддий әһвални мәлум қилиш телефони орнитилған. Бу сан, һәр 20 аһалигә бирдин телефон тоғра келидиғанлиқини билдүриду. Буниңдин сериқбуйиниң вәзийитиниң изчил җиддий болуп кәлгәнликини көрүвелиш мумкин. 2010 - Йили 7 - айда уйғур пидаийлири бу базардики хитайлар тәрипидин ечилған бир зибу - зиннәт боюмлири дукиниға бастуруп кирип, бир хитай аманлиқ сақлаш хадимини өлтүривәткән иди.